Архип
2012-08-09
Бо шиләйниң ағдурулушида муһим рол ойниған вәқәләрниң бири, униң аяли гу кәйләйниң қатиллиқ қилмишиға четилип қелиши билән мунасивәтлик иди. Гу кәйләй пәйшәнбә күни әнхуй өлкисиниң мәркизи хефейдики бир сот мәһкимиси тәрипидин сотланди.
2012-08-09
Бүгүн германийә, голландийә, әнглийә қатарлиқ әлләрдин йиғилған бир гуруппа вәкилләр вә уйғур сәнәткарлири тәклипкә бинаән венгрийидә чақирилидиған һонлар қурултийиға қатнишиш үчүн пайтәхт будапештқа қарап йүрүп кәтти.
2012-08-09
Ислам динида рамизан ейида роза тутуш мусулманлар үчүн пәрз қилинди. Роза тутуш мусулманлар үчүн пәрз ибадәтләрдин бири болуп, ислам динидики 5 асасий пәрз ибадәтниң бири һесаблиниду.
2012-08-09
Адәмизад тарихида ислам дининиң тутқан орни алаһидидур. Исламниң келип-чиқиши вә униң дуняға тарқилиш тарихини өгиниш бүгүнки күндики муһим мәсилиләрниң бири болуп һесаблиниду.
2012-08-09
Бүгүн 9-авғуст бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин бекитилгән дуня йәрлик хәлқләр күни. Бу мунасивәт билән һәрқайси кишилик һоқуқ органлири баянат елан қилип, йәрлик хәлқләр һоқуқини қоғдашниң һәқиқий түрдә ишқа ашурулуши керәкликини әскәртти.
2012-08-09
Хоңкоң сақчи даирилири бүгүн хоңкоңда бундин кейин сақчиларниң кийимигә микро типлиқ видио камера орнитиш арқилиқ синға елиш түзүминиң синақ тәриқисидә йолға қоюлидиғанлиқини вә буниң йил ахириғичә хоңкоңда омумлаштурулуп болидиғанлиқини җакарлиди.
2012-08-09
Хәлқара әркинлик сарийи чаршәнбә күни мақалә елан қилип, хитай һөкүмитиниң рамизан мәзгилидә уйғурларға қаритиватқан диний бесим сиясәтлирини қаттиқ тәнқид қилди. Әркинлик сарийи мақалисидә, хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан пиланлиқ туғут вә диний бесим сиясити үстидә нуқтилиқ тохталди.
2012-08-09
Русийә баш министири димитрий медведев пәйшәнбә күни қилған сөзидә, русийиниң шәрқидики районларда чәтәллик көчмәнләрниң көпийип кетишигә қарши җиддий тәдбир елиш керәкликини ейтқан.
2012-08-09
Хәлқара мухбирлар бирлики пәйшәнбә күни баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң гу кәйләй вәқәси вә хитай тәнһәрикәтчи лю шаңниң олимпик мусабиқисидин чекиниши һәққидики хәвәрләргә чәклимә қойғанлиқиға наразилиқ билдүрди вә хитай һөкүмитини ахбарат әркинликини дәпсәндә қилиш билән тәнқид қилди.
2012-08-08
Уйғур зиялийси рошәнгүл ханим қазақистандики ихтиярий мухбиримизниң зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур хәлқини сиясий, иқтисадий, диний, мәдәнийәт җәһәтләрдә қаттиқ бастуруватқанлиқи һәққидә сөһбәт өткүзди.
2012-08-08
Рамзан ейи 3-һәптисигә қәдәм қойған бир пәйттә, хитай һөкүмити уйғур илидики диний паалийәтләрни чәкләш һәрикитини илгириләп күчәйгән.
2012-08-08
Уйғур ели маарип тармақлири язлиқ тәтил мәзгилидә өз даирисидики уйғур оттура вә башланғуч мәктәп оқутқучи-оқуғучилирини мәктәпкә қәрәллик келишкә, сиясий өгиниш вә башқа сиясий паалийәтләргә қатнишишқа мәҗбурлиған.
2012-08-08
11 Айниң султани дәп аталған рамзан ейида хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити, болупму диний бесим сиясити дуняниң һәрқайси дөләтлириниң мәтбуатлирида кәң көләмдә орун алмақта.
2012-08-08
Мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, хәлқара вәзийәттә уйғур мәсилисиниң алға илгирилиши үчүн әң яхши пурсәтниң йетип кәлгәнлики билдүрүлмәктә.
2012-08-08
Германийә долқунлири радиоси 7-8-авғуст күнидики хәвәрлиридә, 18-қурултай һарписида барғансери яманлишиватқан хитайдики ахбарат, нәшрият саһәсини қамал қилиш һәрикитигә болған наразилиқларни баян қилди.