Архип
2012-08-04
Хитай һөкүмити америкиниң 2012 - йиллиқ террорлуқ вәзийити һәққидики доклатида оттуриға қоюлған хитай һәққидики тәпсилатларни рәт қилип, хитайниң уйғурларни бастуруватқанлиқидин тенивалди.
2012-08-04
Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим хитайниң 20 нәпәр уйғурға “террорчилиқ җинайити” билән қамақ җазаси бәргәнлики вә уйғурларға қаратқан чәклимилирини әйиблиди һәмдә хәлқара җәмийәтни буниңға қариши инкас қайтурушқа чақирди.
2012-08-04
Йәрлик ахбаратларниң хәвәр қилишичә, өзбекистан нөвәттә чәтәлләрниң өзбекистан тәвәсидә һәрбий база қурушини чәкләш мәсилиси үстидә музакирә елип бармақта икән.
2012-08-04
Б д т омумий йиғини җүмә күни қарар мақуллап, хәвпсизлик кеңишиниң сүрийә һөкүмитиниң зораванлиқ һәрикитини тосмиғанлиқини тәнқид қилди. Мәҗбурлаш күчи болмиған мәзкур қарар б д т ға әза дөләтләрниң мутләқ көп қисминиң қоллишиға еришкән болуп, 133 дөләт қоллап аваз бәргән, 31 дөләт аваз бериштин ваз кәчкән, 11 дөләт қарши турған.
2012-08-03
Хитай мәтбуатлирида бу йил парихорлуқ җинайити билән әйиблинип кечиктүрүп өлүм җазаси бериш һөкүм қилинған ғулҗа шәһириниң сабиқ партком секретари җав бавхуа вә униң ду фамилилик ашнисиниң 2009 - йилдин буян или районида йәр содиси қилип нурғун пара алғанлиқи ашкариланди.
2012-08-03
Қарақашниң пучақчи йезисида бир аилидин ака-ука қериндашниң тәңла ғайиб болғанлиқи байқалмақта.
2012-08-03
Лондон олимпик мусабиқисдә хитай аял су үзүш маһири йе шивенниң 400 метирлиқ су үзүштә әрләрдинму юқири маһарәт яритиши хитай тәнһәрикәтчиләрниң йетиштүрүлүш усуллири һәққидә талаш - тартиш яратти.
2012-08-03
11 Айниң султани дәп аталған рамизан ейи мусулманларниң хасийәтлик бир ейидур. Бу айда түркийидики һәр қайси шәһәр, наһийилик һөкүмәтләр, аммивий тәшкилатлар иптар чедирлирини қуруп хәлққә иптар зияпити бәрмәктә.
2012-08-03
Бултур алматада нәшр қилинған, тарихчи, архиолог абдукерим сабитофниң “тарихниң өчмәс излири” намлиқ китабида вәтәнпәрвәр шаир лутпулла мутәллипниң гоминдаң басмичилири тәрипидин қандақ өлтүрүлгәнлики һәққидики тарихий баянлар бар.
2012-08-03
Әнә шундақ мавзу астида йеқинда русийә мосулманлириниң “исламнюс. Ру” ахбарат йеңилиқлири сәһиписидә мақалә елан қилинған болуп, униңда хитай даирилириниң уйғур елидә елип бериватқан диний әркинликни бастуруш сиясити паш қилинған.
2012-08-03
4 - Авғуст сәмән йоли вәқәсиниң төт йиллиқ хатирә күни йитип кәлди. Чәтәлдики бәзи уйғурлар 2008 - йили 8 - айниң 4 - күни йүз бәргән бу вәқәни садир қилғучи абдурахман азад вә қурбанҗан һемиттин ибарәт икки уйғур пидаийни һәр йили һәрхил шәкилләрдә әсләп кәлмәктә.
2012-08-03
Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт баянатчиси ху хәнмин, уйғур елидә оқуғучи-оқутқучи, ишчи-хизмәтчиләрниң роза тутуши мәни қилинғанлиқ мәсилиси һәққидә тохтилип, бу тәдбир уларниң саламәтликидин әнсирәп йолға қоюлғанлиқини билдүргән.
2012-08-03
Бейҗиң мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти илһам тохти уйғур аптоном райони даирилириниң роза тутуш қатарлиқ диний ибадәт паалийәтлирини чәклигәнлики һәққидә тохтилип, хитай даирилириниң уйғур мусулманлириға башқа мусулман милләтләрдин пәрқлиқ муамилә қиливатқанлиқини тәнқид қилған вә хитайниң мәзкур сиясити йеңи мәсилиләрни кәлтүрүп чиқирилғанлиқини агаһландурған.
2012-08-03
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати америка “илим-пән” журнилида пәйшәнбә күни тәнқид мақалиси елан қилип, америка һөкүмити хираҗәт билән тәминлигән бәзи теббий тәтқиқат түрлириниң хитайдики зәһәрлик чекимлик йиғивелиш орунлирида елип берилғанлиқи вә зәһәрлик чекимлик чәккүчиләрни тәҗрибә қилип, кишилик һоқуққа таҗавуз қилғанлиқини тәнқид қилған.