Архип
2012-09-30
Америка әскәрлири ирақтин чиқип кәткәндин кейин бир мәһәл тинч өткән ирақта йәнә партлашлар мәйданға кәлди. Йәкшәнбә күни ирақниң шиә мусулманлири районида партлаш йүз берип, коп санда адәм өлгән. Америка авазиниң хәвәр қилишичә, йәкшәнбә күнидики бир қанчә җайда йүзбәргән партлашларда кәм дегәндә 32 адәм өлгән.
2012-09-30
Америка президенти сайлими йетип келиш алдида туриватқан бу күнләрдә америкида сайлам паалийәтлири күчәймәктә. Шәнбә америка президент намзати вә һазирқи президент барак обама шәнбә күни нутуқ сөзләп, асаслиқи иқтисадий мәсилиләр һәққидә тохталған. Җумһурийәтчиләрдин келип чиққан президент намзити ромнейму нутуқ сөзләп, қандақ қилғанда техиму қудрәтлик америка қуруп чиқиш мумкинликини дәлиллигән. Новәттә, бу икки намзат нәқ мәйдан муназириси өткүзүшкә тәйярлиқ қилмақта. Мәзкур муназирә президент сайлимидики әң муһим вә әһмийәтлик паалийәт һесаблиниду.
2012-09-30
“тарих вә бүгүн” сәһипимизниң бу йәкшәнбилик қисимида диққитиңлар 1930 - йилларда совет иттипақи тәрипидин уйғур елиға әвәтилгән абдуқадир һаҗиниң қилмишлири һәм тәқдири, түркийидики қәдимий уйғур йезилиридин бири“әркиләт” һәққидики мәлуматлар шуниңдәк кучардики "ваң"ларниң тәқдири қатарлиқ мәзмунларда болиду.
2012-09-30
Йәкшәнбә күни түркийиниң һакимийәт йүргүзүватқан партийә адаләт вә тәрәққият партийисиниң қурултийида сөз қилған баш министир тайип әрдоған түркийиниң демократик тәрәққият модели һәққидә тохталғанда, түркийиниң демократик тәрәққиятиға юқири баһа бәргән. Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, әрдоған сөзидә он йил ичидә түркийиниң райондики күч дөләткә айланғалиқи, иқтисадий җәһәттин тез тәрәққи қилғанлиқини көрсәткән.
2012-09-29
Америкида чиқидиған дов җонес хәвәрләр торида көрситишичә, хитай дөләт игидарлиқидики нефит гуруһи - җуңго нефит химийә ширкити уйғур елидики бәзи нефит вә тәбиий газлиқларға чәтәл ширкәтлирини мәбләғ селишқа тәклип қилмақта икән.
2012-09-29
28 - Сентәбир америка президенти обама бир хитай ширкитиниң америка оригон штатиға җайлашқан шамал енергийә мәйданини өткүзүвелишиға қарши чиқип, сетивелиш тохтамини бикар қилған.
2012-09-29
Мусулманларға қарши филим ишләп пүтүн дуня миқясидики мусулманларниң ғәзипини қозғиған калифорнийилик филим ишлигүчи пәйшәнбә күни түрмигә ташланди.
2012-09-29
Хитай хәлқ җумһурийити қурулғандин буянқи 63 йилдин бери, хитай компартийисиниң уйғурлар, моңғуллар, тибәтликләр үстидин йүргүзүп келиватқан миллий қирғинчилиқини әйибләш вә паш қилиш мәқситидә, японийидики уйғурлар, моңғуллар, тибәтләр вә инсанпәрвәр японийиликләр токйода җәм болуп, чоң көләмлик намайиш елип барди.
2012-09-29
Һөрмәтлик достлар! 9 - ай пүтүн дуня миқясида йеңи оқуш мәвсуми башлайдиған ай болғанлиқи үчүн, бизму бу бир нәччә һәптилик сәһипимизни уйғур маарипиниң өтмүши, һазири вә кәлгүси, уйғур маарипида сақлиниватқан мәсилиләр, уйғур маарипини күндин күнгә арқиға сөрәп кетиватқан амиллар, сәвәбләр вә уларни қандақ һәл қилишниң йоллири һәққидә йезилған мақалиләр үчүн атидуқ.
2012-09-29
Җәдидчилик һәрикити һазирқи заман мәдәнийәт вә маарип тарихимизда интайин муһим орун тутқан ислаһат долқунидур. Җәдидчилик өз мәниси билән “тәрәққият”, “мәдәнийәт” вә “заманға маслишиш” ни асаслиқ нишан қилған кәң көләмлик йеңилаш һәрикити болуп, өз дәвридә қиримдин һиндистанғичә, анатолийидин тарим бойлириғичә болған узақ территорийидики мусулманлар арисида бир мәйдан миллий ойғиниш долқунини қозғиған дәвр бөлгүч һадисә һесаблиниду.
2012-09-29
Пән ـ техникиниң тәрәққияти наһайити тез болуватқан бүгүнки күндә пән ـ техника учурлириниң йеңилиниш сүрити вә сани адәмни һәйран қалдуриду. Әмма буниң ичидики мутләқ көп учурлар өгинидиған билимләр чоңқуррақ болғачқа буни оқуғучи достлар дәрһал чүшинип кетәлмәйду, ундақта оқуғучиларниң бу йеңи ـ йеңи учурларни қандақ игиләш вә учурдин пайдилиниш иқтидарини қандақ ашуруш керәк? мән төвәндә маарипниң йеңи учур тарқитиш ролини қандақ җари қилдуруш вә шу арқилиқ уйғур маарипини тәрәққий қилдуруш тоғрисидики бир қисим қарашлиримни оттуриға қойимән.
2012-09-29
Қазақистан язғучилар иттипақиниң 14- қурултийида уйғур әдәбияти кеңишиниң рәиси әхмәтҗан һашири қазақистандики уйғур әдәбияти һәққидә тохталди. Ихтияри мухбиримиз абдалла әхмәтҗан һашири билән бу һәқтә сөһбәт елип барди.
2012-09-29
Етизда ишләвататтим. Әтрәт башлиқи турниса йенимға келип: -мәрпу немә җинайәт билән келипту, билдиңларму? дәп қизиқип сориди. Мәрпу бизгә тәшкилатқа қатнашқанлиқини, паш болуп қолға елинип үч йил кесилип кәлгәнликини дегәниди, дәп җаваб бәрдим.
2012-09-28
Мухбиримизниң 5 - июлдин кейин из - дерәксиз ғайип болғанларни ениқлашлири давамида, хитай сақчилириниң бу мәзгиллләрдә адәм тутқанда өз кимликлирини йошурғанлиқи, җүмлидин аптомобилиниң номур тахтисини еливәткән яки үстини лата билән етип қойғанлиқи ашкариланди. Әқәллий бир мәлумат шуки, адәттә қанун дөләтлиридә сақчилар вәзипә өтигәндә форма кийим вә хизмәт аптомобили билән кәлгәндин башқа, алди билән өзиниң кимликини мәлум қилиду. Ундақта хитай қораллиқ күчлириниң мәзкур қилмиши қандақ бир буйруқ яки қандақ бир вәзийәтниң инкаси?
2012-09-28
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң омумий қурултийи 25 - синтәбир күни америкиниң нюйорк шәһиридә башланди. Қурултайға дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән 120 дин ошуқ дөләтниң рәһбәрлири қатнашқан болуп, дуня вәзийитидә җиддий давалғушлар йүз бериватқан бир мәзгилдә тоғра кәлгән бу йиғинда улар, өз дөлитиниң мәнпәәтини қоғдиған асаста дуняда тинчлиқини қандақ бәрпа қилиш тоғрисида өзиниң мәйданини ипадилиди.