Архип
2012-09-12
Йеқинда, түркийидики “хәлқаралиқ истратегийә тәтқиқат идариси” ниң рәсми тор бетидә, “хитайларниң түркийә чүшәнчиси” дегән темида бир мақалә елан қилинди. Бу мақалини хәлқаралиқ истратегийә тәтқиқат идариси, асия тинч - окян тәтиқиқат бөлүминиң башлиқи доктур сәлчуқ чолақоғли язған.
2012-09-12
Йеқинда канада уйғур җәмийити торонто шәһиридә интернет бихәтәрлик билимлири бойичә тәрбийиләш паалийити өткүзүп, хитайниң уйғур тор бәтлири вә уйғур интернет абунтлириға қаритиватқан интернет һуҗумлириға қандақ тақабил туруш тоғрисида мәхсус хадим тәклип қилип лексийә бәрди.
2012-09-12
9 - Айниң 11 - күни японийиниң токйо шәһридә, японийиниң ташқи вә ички вәзийити һәққидә тәтқиқат елип баридиған “зороме уюшмиси” тәрипидин “уйғурлар немә үчүн мустәқиллиқ тәләп қилиду ?” дегән темида илмий доклат бериш йиғини уюштурулди.
2012-09-12
Хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин буян явро - асияға ечилиш вә бу дөләтләрдики тәсир күчини ашуруш қәдимини тезлитишкә башлиған болуп, көзәткүчиләр үрүмчидә ечиливатқан явро - асия йәрмәнкиси мана бу пиланниң бир қисми, дегән иди.
2012-09-12
Бу йил авғуст ейиниң башлирида қирғизистан парламентидики “ата макан” вә “ар - намус” сиясий партийилири йиғин өткүзүп, өмүрбек бабаноф йетәклигән бирләшмә һөкүмәткә ишәнмәслик көрситиш һәққидә қарар елишқан иди.
2012-09-11
Бүгүн 11 -сентәбир вәқәсиниң 11 йиллиқ хатирә күни. Бу мунасивәт билән шивитсийидики “ карта 2008” намидики инсан һәқлири тәшкилати “ 11 -сентәбирдин кейинки хәлқара терроримға қарши һәрикәттә зиянкәшликкә учриған милләтләр” дегән темида йиғин өткүзди.
2012-09-11
Хитайниң “яшин” тор бекитидики хәвәрдин мәлум болушичә, 6 - сентәбир күни ғулҗида башланған ғулҗа явро - асия тавар обороти һәмкарлиқ йиғиниға франсийә, қазақистан, қирғизистан қатарлиқ дөләтләрдики һәмдә хитай өлкилиридики 60 тин артуқ ширкәт қатнашқан болуп, бу йил имзаланған сода һәмкарлиқ келишими илгирикидин көп болған.
2012-09-11
11 - Сентәбир сәйшәнбә күни хоңкоңдики 15 университеттин 8 миңдәк оқуғучи, хоңкоң әдәбият университетиға топлинип, хитай даирилириниң хоңкоң маарипида йолға қоймақчи болған “дөләт тәрбийиси” намидики маарип пиланиға наразилиқ билдүрди.
2012-09-11
Түркийидики “ тәклимакан уйғур нәшрияти” йеқинда “күрәшчан әҗдадлар” намлиқ китабчини нәшр қилди. Мәзкур китабчиға 1980 - йилларда өзиниң балиларға атап язған бир йүрүш шеирлири билән тонулған журналист абликим бақи илтәбирниң 6 парчә шеири киргүзүлгән. Мәзкур шеирлар нузугум, садир палван, ризвангул вә лутпулла мутәллип қатарлиқ йеқинқи заман тарихида өткән қәһриманларға беғишланған.
2012-09-11
“уйғур биз” ториниң хәлқара тор бекитиниң хәвәр қилишичә, уйғур аптонум районлуқ төмүрйол идариси уқтуруш чиқирип, бу йил 11 - өктәбирдин 31 - декабирғичә болған 82 күнлүк “қишлиқ қатнаш мәзгили” дә, йолучиларниң 5 милйон880миң адәм қетимға йетип, бултурқи охшаш мәзгилдикидин 7.4% Ашидиғанлиқини, шуңа бу йил “қишлиқ қатнаш мәзгили”дә, йолучилар үчүн 200 данә вагонниң көпәйтилидиғанлиқини билдүргән.
2012-09-11
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит бүгүн радиомиз арқилиқ баянат берип, “хитай бихәтәрлик ишлириға мәсул әмәлдар җов йоңкаңниң 18 - қурултай һарписида, муқимлиқни зиядә тәкитлиши әслидинла юқури бесимлиқ сиясәт йүргүзүливатқан шәрқий түркистан вәзийитини техиму җиддийләштүрүп, уйғурларниң наразилиқини күчәйтиду” деди.
2012-09-11
Мәтбуатларниң хәвәр қилишичә, японийә ички кабенти 11 - сентәбир сәйшәнбә күни чүштин илгири сенкако араллири ичидики японийидә турушлуқ америка әскәрлири вәзипә өтәватқан бир аралдин башқа қалған төт арални сетивелиш рәсмийәтлирини өтигән. Мәлум болушичә 10 - сентәбир дүшәнбә күни японийә ички ишлар вәзири бу аралларни сетивелиш үчүн 26 милйон америка доллири сәрп қилиш қарар қилинғанлиқини билдүргән.
2012-09-11
Бүгүн 2001 - йили11 - сентәбир вәқәсиниң йүз бәргәнликигә 11 йил болғанлиқи мунасивити билән америка пайтәхти вә шундақла пенсилванийә штатида хатирә мурасимлири өткүзүлди. Дуня вәзийитидә зор бурулуш ясиған бу күн мунасивити билән бәзи уйғур анализчилири сентәбир вәқәсиниң уйғурларға көрсәткән тәсири үстидә тохталди. Төвәндә бу һәқтә мухбиримиз ирадәдин мәлумат аңлиғайсиләр.
2012-09-11
“йәрлик милләтләрниң һоқуқи һәққидики б д т баяннамиси” б д т омумий кеңиши тәрипидин 2007 - йили 9 - айниң 13 - күни 61/296 номурлуқ қарар билән, хитайни өз ичигә алған 143 дөләтниң мақуллиши, 4 дөләтниң қарши туруши вә 11 дөләтниң тәрәпсиз қелиши билән қобул қилинған.
2012-09-11
Хитай зиялийси лаң лавюән “сақал чүшүрүш, чүмпәрдә ечиш мәдәнийәт зор инқилабиниң йошурун бишаритиму?” намлиқ мақалисидин уйғур илидики миллий зулумни тәнқидлигән.