Архип
2012-09-09
Хитай йәкшәнбә күни 3 - қетим коңзи тинчлиқ мукапати паалийити башлиди. Бу паалийәт хитай хәлқара вә тинчлиқ тәтқиқат мәркизий тәрипидин уюштурулди. 2012 - Йиллиқ коңзи тинчлиқ мукапатиға сабиқ б д т баш катипи кофи аннан, һазирқи баш катип бан кимон, америкиниң даңлиқ компютер микрософт ширкитиниң қурғучиси билгәйтс вә башқилар көрситилди.
2012-09-09
“тарих вә бүгүн” программамизниң бу йәкшәнбилик қисмида силәр русийиниң владивосток шәһиридә өткүзүлгән асия - тинч окян райони иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғини шуниңдәк мәзкур тәшкилатниң тарихи келип чиқиши вә хизмәтлири һәққидики сөһбәт, мәрһум хәлқ шаири рози сайит вапатиниң 10 йиллиқи мунасивити билән униң һаят мусапилири һәққидики тонуштуруш қатарлиқларни аңлайсиләр.
2012-09-08
Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим 7 - сентәбир америкидики ташқи мунасивәтләр кеңишидә чақирилған уйғурлар һәққидики сөһбәт йиғиниға тәклип билән қатнишип, америкиниң ташқи сияситидә уйғур мәсилисини муһим орунға қоюшниң зөрүрлүкини тәкитлигән.
2012-09-08
Хоңкоң һөкүмити шәнбә күни қара мақуллап, мәктәпләрдә хитай “вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси” дәрисни мәҗбурий йолға қоюш пиланидин янғанлиқини, мәзкур дәрсни оқутуш яки оқутмаслиқниң мәктәпләрниң өзиниң әркинлики икәнликини илгири сүрди.
2012-09-08
Хитайниң гуйҗу вә йүннән районлирида җүмә күни йүз бәргән 5.6 Бал йәр тәврәш апитидә өлгәнләрниң сани 80 гә йеқинлашқан. Йәр тәврәштә тағ йоллири гүмүрүлүп чүшкән болғачқа, бу қутқузуш ишлириға қийинчилиқ туғдурған.
2012-09-08
Әссаламуәләйкум һөрмәтлик радио аңлиғучи достлар! яхшиму силәр? “йоруқ саһиллар” сәһипимизниң йеңи вә сәрхил темилар билән безәлгән бу һәптилик программисиға хуш кәпсизләр! бүгүнки аңлитишимизда уйғур зиялийси “түркий қан” ниң даңлиқ пәйласоп, диний өлима абдуллаһ ибни харабати шәрһлиригә асасән йезип чиққан: “кимләр хаин, кимләр қәһриман” намлиқ мақалисини вә бир қисим шеирларни аңлитимиз. Қени әмисә, диққитиңлар бу язмида болсун! буни батур тәйярлиди.
2012-09-08
Түрмигә һамилидар болуп киргән җәмилә бир һәптә бурун сақчи дохтурханисиға кәткән иди. Өстәң қезишниң әң ахирқи күни пүтүн ишни тамамлап ятаққа қайтип кәлсәк, җәмилә бир бовақни көтүрүп олтуриду. Җәмиләни көрүш билән қизлар чурқиришип берип җәмилә билән көрүшүп, бовақни қолдин-қолға елип сөйүп кетишти. Тинчлиқи бузулған бовақ йүз-көзлирини пүрүштүрүп йиғлап кәтти.
2012-09-07
Йеқинқи йиллардин буян бейҗиң һәм үрүмчи қатарлиқ шәһәрләргә берип әрз қиливатқан уйғурлар барғанчә көпәймәктә. Гәрчә хитай даирилири әрздарлар мәсилисини йәрликтә һәл қилишни тәшәббус қилип, һәр хил қаттиқ юмшақ васитиләр арқилиқ, уларни өз юртлириға қайтишқа зорлиған яки мәҗбури елип кетип түрмиләргә солиған болсиму, әмма әрздарлар өз ирадисидин янмиған. Ундақта бу әрздарлар немә үчүн шунчә бесим, қорқутуш, тәһдитләргә қаримай әрз қилишни давамлаштуриду? һәм өз бешиға кәлгән күлпәтләрни мәтбуатларға ашкарилайду?
2012-09-07
Хитай йеқинда уйғур районида нопуссиз яшаватқан 6 милйон кишигә нопус беридиғанлиқи һәққидә һөҗҗәт чиқарған иди. Бу һөҗҗәтниң уйғур районида яшаватқан хитай көчмәнлириниң мәнпәити үчүн чиқирилғанлиқи ениқ болсиму, үрүмчидә нопуссиз яшаватқан уйғурларму бу пурсәттин мәнпәәт күткән иди. Игилишимизчә, үрүмчидики нопуссиз уйғурлар хитайниң нопусқа орунлаштуруш җәһәттики бу етибар сияситидиму чәткә қеқилған.
2012-09-07
Йеқинда бейҗиңдики әйҗишиң тәтқиқат орни уйғурларниң қанун еңини өстүрүш вә қанун арқилиқ өзини қоғдишиға ярдәм қилиш мәқиситдә “уйғурларниң қанун вә кишилик һоқуқ қолланмиси” намлиқ бир китабчә елан қилди.
2012-09-07
Бүгүнки түркийә җумһурийити земининиң түрклишишидә оттура асия, йәни түркистандики түркий хәлқләрниңму бәлгилик төһписи бар. Түркийиниң һәммила йеридә түркистандин кәлгән мутәпәккур, өлима вә улуғ шәхсләрниң мәқбәриси вә уларниң намиға селинған мәсчитләрни учритиш мумкин. Булардин бири бүгүнки түркийә җумһурийити нәвшәһир вилайитиниң һаҗи бәкташи вәли наһийисидики һаҗи бәкташи вәлиниң мәқбәриси вә мәдрисидур.
2012-09-07
Уйғур елидә йолға қоюлуватқан сақал, бурут қоюш, ромал артишни чәкләш пәрмани бүгүн хәлқара җәмийәтниң диққитини қозғапла қалмай, бәзи хитай зиялийлириниңму қаршилиқиға учримақта.
2012-09-07
Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң орунлаштуруши билән һәр айниң биринчи йәкшәнбә күни өткүзүлүп келиватқан айлиқ сөһбәт йиғини 2012 - йили 9 - айниң 2 - күни истанбул вақти кәч саәт 6:30 дә җәмийәт мәркизидә өткүзүлди.
2012-09-07
Америка дөләт ишлар министири һиларий клинтон буйруққа имза қоюп, пакистанниң қәбилиләр районида паалийәт қилидиған һәққаний қораллиқ гуруһини террорлуқ тәшкилатлар тизимликигә киргүзгән.