Архип
2012-09-07
Бу йил 7 вә 8-айда үрүмчиниң сайбағ вә мидоң районлирида хитай балилириға язлиқ инҗил курси ечип, сақчиларниң тутқун қилиши вә җәриманә қоюп җазалишиға учриған хитай христиан муритлири, өзлириниң кишилик һоқуқи бузғунчилиққа учриғанлиқини илгири сүрүп, сайбағ вә мидоң районлуқ һөкүмәт даирилиригә әрз қилған.
2012-09-07
Чеграсиз мухбирлар тәшкилати пәйшәнбә күни баянат елан қилип, хитай аманлиқ күчлириниң чәтәлгә учур йоллап, тибәт ламалирини бастуруватқанлиқини паш қилған 5 нәпәр тибәт раһибни қолға алғанлиқини тәнқид қилған.
2012-09-07
Америка президенти барак обама пәйшәнбә кәч демократлар партийисиниң мәмликәтлик қурултийида нутуқ сөзләп, мәзкур партийиниң президент намзатлиқини қобул қилди.
2012-09-06
Дуня уйғур қурултийи пәйшәнбә күни баянат елан қилип, хитай торбузарлириниң д у қ тор бекити вә қурултай рәһбәрлириниң елхәт алақә системисиға һуҗум қилиш һәрикити күчәйгәнлики вә мунасивәтлик тәрәпләрниң диққәт қилишини агаһландурған.
2012-09-06
2003-Йили 26-март, қирғизистанда йүз бәргән аптобус көйдүрүлүш булаңчилиқ вәқәсидә, уруқ туғқанлири қазаға йолуққан уйғурлар узун мәзгиллик әрз қилиш нәтиҗисидә, йеқинда һәр бир аилә 200 миң йүәндин төләм пулға еришкән.
2012-09-06
Мухбиримизниң йеқинқи игиләшлири давамида “5-июл” дин кейин из-дерәксиз ғайиб болғанлардин йәнә бир кишиниң кимлики айдиңлашти. Мәлум болушичә ғайиблардин бири абдукерим абла. У 1987-йили қәшқәр бәшкерәмдә туғулған.
2012-09-06
Хитайниң әң йеңи статистикисиға қариғанда уйғур ели миқясида мәлум болған әйдиз юқумдарлириниң сани 36 миңдин ашиду. Буниң 27058 нәпирини уйғур миллитидин болған әйдиз бимарлири игиләйдиғанлиқи көрситилмәктә.
2012-09-06
“меңисини юмақ” сөзи кишиләрни өзигә хас ой-пикир вә дуня қаришидин йирақлаштуруп, кишиләрни башқа хил ой-пикиргә игә қилиш дегән мәнини ипадиләйду.
2012-09-06
2012-Йили 4-сентәбир сәйшәнбә күни мәркизи сәуди әрәбистаниниң җиддә шәһиридә болған “дуня мусулман яшлири кулуби” ниң йиғин залида “түркистан кечилики” паалийити өткүзүлди.
2012-09-06
Түркий тиллиқ хәлқләрниң, шу җүмлидин түркий яшлириниң бирлик вә иттипақлиқ идийилири заманимизниң тәқәззалиридин бири болуп, бу мәсилә йеқинда алматада болуп өткән “21-әсир түркий тиллиқ хәлқләр яшлири: теги бир-мәқсити бир” намлиқ хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғинида кәң даиридә муһакимә қилинди.
2012-09-06
Уйғур аптоном район тәвәсидә интернет тор кабилиниң қаплаш даириси 70 пирсәнткә, интернет абонтлириниң сани 2 милйонға йәтти.
2012-09-06
Бүгүн явропа сода-санаәтчиләр бирлики доклат елан қилип, хитайдин дөләт игиликидики карханиларни азайтишни тәләп қилди. Доклатта, йеқинда ечилидиған қурултайда рәсмий вәзипигә олтуридиған йеңи рәһбәрлик ислаһатқа чақирилған вә " йеңи рәһбәрлик дәври чоқум иқтисадни юқири көтүрүп, ислаһат елип баридиған тарихи пурсәткә айландурулуши керәк" дейилгән.
2012-09-06
Америка демократлар партийисиниң шималий каролайна штатида давам қиливатқан қурултийиниң 2-күнидә сабиқ президент, демократ бил клинтон нутуқ сөзләп, өзиниң 11-айдики сайламда барак обаманиң намзатлиқини қоллайдиғанлиқини җакарлиди.
2012-09-06
Йеқинда бейҗиңдики әйҗишиң тәтқиқат орни “уйғурларниң қанун вә кишилик һоқуқ қолланмиси” намлиқ китабчә елан қилди.
2012-09-06
Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати бүгүн баянат елан қилип, хитай һөкүмитини качинлиқ мусапирларни бирмиға қайтурмаслиқ һәққидә агаһландурди. Баянатта ейтилишичә, хитай һөкүмити хәлқара мусапирлар қануниға хилап һалда бирма вә качин аптоном җумһурийитидики тоқунуш болуватқан районлардин қечип чиққан 4000 дин ошуқ мусапирни бирмиға қайтуруп бәргән.