Архип
2012-09-26
Дунядики мәсчитләрниң ичидин мәккидики мәсчит һәрәм, мәдинидики мәсчит нәбәви вә пәләстиндики мәсчит әқса қатарлиқ үч мәсчит мусулманларниң қәлбидә әң зор орни болған ибадәтгаһлири һесаблиниду.
2012-09-26
Бүйүк ира ториниң йеқинда бәргән хәвиригә қариғанда, бу йил 1-айдин 7-айғичә болған арилиқта италийә сақчилири хитайдин әткәсчилик йоли билән киргүзүлгән 52 милйон данидин көпрәк сахта таварни қолға чүшүргән. Буниң ичидә 22 милйондин көпрәки хәтәрлик буюмлар болуп һесаблинидикән.
2012-09-26
Хитай һөкүмити тунҗи авиаматкисини деңизға чүшүрүп өз һәрбий күчини көрситишкә тиришиватқан пәйтләрдә, мулаһизичиләр мәзкур нимкәш кеминиң районда үстүнлүкни игиләш дәриҗисигә йетишигә техи балдур икәнликни илгири сүрүшмәктә.
2012-09-26
Уйғур елидә динға қаритилған чәкләш вә бастуруш таза күчәйтилгән мәзгилдә, хитай йәрлик һөкүмити уйғур елидики аталмиш “қанунсиз диний қилмишлар” ниң түрини көпәйтиш қарар лайиһисини оттуриға қойди.
2012-09-26
26-Сентәбир сүрийә армийисиниң пайтәхт дәмәшиқтики икки һәрбий штаби қозғилаңчиларниң һуҗумиға учриди.
2012-09-26
Японийидики уйғур паалийәтлирини қоллап келиватқан японийиниң сабиқ баш вәзири шинзо абе бу нөвәтлик японийә әркин демократлар партийисиниң намзатлиқ сайлимида утуп чиқип партийиниң рәиси болуп сайланди.
2012-09-26
Дуня уйғур қурултийи 26-сентәбир ахбарат елан қилип, кәлгүси хитай рәһбәрликниң уйғур кишилик һоқуқ вәзийитигә көрситидиған тәсири һәққидә илмий мәһкимә йиғини ачидиғанлиқини уқтурди.
2012-09-25
Хитай һөкүмитиниң 2009-йилидики “5-июл вәқәси” дин кейинки бастуруш нишанини бир қисим паалийәтчан уйғур зиялийлириғиму қаратқанлиқи мәлум.
2012-09-25
Мухбиримизниң 5-июлдин кейин из дерәксиз ғайиб болғанлар һәққидики ениқлашлири давамида, ақсу учтурпандинму бир киши байқалди.
2012-09-25
“адәттә, бир милләтниң хаслиқи дегәндә алди билән униң тил-йезиқи нәзәрдә тутулиду. Тил-йезиқ ғоллуқ бир мәдәнийәт амили”.
2012-09-25
Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети әзалири йиғинини өткүзүш мәқситидә голландийиниң пайтәхти амистердамға йиғилған дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири йиғинниң алди-кәйнидә йәнә голландийидики сиясий тәшкилат рәһбәрлири билән муһим көрүшүшләрни елип барди.
2012-09-25
Иҗраийә комитет йеғини мунасивити билән голландийигә кәлгән д у қ ниң рабийә қадир ханим башлиқ рәһбәрлириниң вақти өзлириниң ички йеғинидин башқа, һөкүмәт, аммиви тәшкилатлар, шәхсләр вә органлар билән учришиш билән алдираш һәм әһмийәтлик өтти.
2012-09-25
Шветсийә уйғур маарип уюшмиси 9-айниң 10-күнидин башлап һәр һәптиниң шәнбә, йәкшәнбә күнлири уйғур мәдәнийәт күни намидики паалийитини башлиған иди.
2012-09-25
Никсон нефит ширкити канаданиң алберта өлкисигә җайлашқан канададики 6-чоң нефит ширкити болуп, йеқинда канада консерватип һөкүмитиниң бу ширкәтни хитай дөләтлик нефит ширкитигә сетишни оттуриға қоюши канадада кәң көләмлик наразилиқларға йол ачти.
2012-09-25
24-Сентәбир күни америка әркинлик сарийи дунядики 47 дөләтниң өткән бир йилдики интернет әркинлики һәққидики тәкшүрүш доклатини елан қилди.