Архип
2013-12-30
Канадада олтурушлуқ шаир әхмәтҗан османниң инглизчә талланған шеирлар топлими йеқинда нәшр қилиниду. Шеирлар топлимини америкилиқ шаир вә тәһрир җефрий яң нәшргә тәйярлиған.
2013-12-30
Түркийиниң пайтәхти әнқәрәдики ғази университетида чақирилған “шәрқий түркистандики асасий мәсилиләр вә истратегийилик тәңпуңлуқ” мавзулуқ йиғинда шәрқий түркистан мәсилиси һәр җәһәттин оттуриға қойди.
2013-12-30
2013-Йили 29-декабир йәкшәнбә күни мәркизи истанбулға җайлашқан уйғур академийисиниң уюштуруши билән “4-нөвәтлик уйғур магистир вә доктор оқуғучилар илмий муһакимә йиғини” өткүзүлди.
2013-12-30
2014-Йил һарписида, хитай сақчилири йәкәндә йәнә сәккиз нәпәр уйғурни етивәтти. Мәлум болушичә бу 15-декабир қәшқәр кона шәһәрдә йүз бәргән 14 уйғурни етиветиш вәқәсидин кейинки йәнә бир қанлиқ вәқә болуп, қисқиғина икки һәптә ичидә сақчиларниң оққа тутуши сәвәблик арқа-арқидин қанлиқ вәқәләрниң йүз бериши хәлқара мәтбуатларниң җиддий диққитини қозғиди.
2013-12-30
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит, 30-декабир йәкәндә йүз бәргән қанлиқ вәқә һәққидә хәлқара мәтбуатлардин әркин асия радиоси, б б с агентлиқи, тәйвән мәркизи агентлиқи қатарлиқларда баянат берип, хитай қораллиқ сақчилириниң уйғурларни оққа тутуп, 8 уйғурни етивәткәнликини әйиблиди.
2013-12-30
Русийиниң җәнубий қисмидики волгаград шәһиридә 29-декабир вә 30-декабир күнлири арқа-арқидин икки қетим партлаш йүз бәрди.
2013-12-30
27-Декабир күни хитай интизам тәкшүрүш комитетиниң торида уйғур аптоном райониниң сабиқ муавин партком секретари яң гаңниң интизамға хилаплиқ қилиш билән әйиблинип хизмитидин тохтитилғанлиқи елан қилинғандин кейин, 30-декабир күни йәнә сичүән өлкилик сиясий кеңәшниң рәиси ли зуңшиниң хитай мәркизи интизам тәкшүрүш комитети тәрипидин тәкшүрүлүватқанлиқи хәвәр қилинди.
2013-12-30
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, мисирниң қаһирә сақчилири 29-декабир кечидә әлҗәзирә телевизийисиниң 3 нәпәр мухбирини, өткән һәптә мисирдә террорлуқ тәшкилат дәп елан қилинған мусулман қериндашлар җәмийити билән четишлиқи бар дәп тутқун қилған.
2013-12-29
“тарих вә бүгүн” сәһиписиниң бу қисмида диққитиңларға мәрһум пәлсәпә доктори абдуреһим турсунниң “дәсләпки оттура әсирләр уйғурлириниң пәлсәпиви идийилири” мавзулуқ китабиниң мәзмунлири шуниңдәк 2013-йили түркийидә йүз бәргән муһим вәқәләргә аит программа санилиду.
2013-12-29
Сичүән өлкиси сиясий кеңишиниң рәиси ли чоңши тәкшүрүлүшкә башлиған.
2013-12-29
29-Декабир күни кәч саәт 2 ләрдә японийә деңиз мудапиә оргиниға тәвә чарлаш парахотлири японийә билән хитай арисидики талаш-тартиш үстидә туруватқан сенкако араллири йениға йеқин японийә деңиз тәвәликигә киргән үч данә хитай парахотини сәзгән.
2013-12-29
Йәкшәнбә күни, чүштә русийиниң волгаград шәһиридики пойиз истансисида өзини өлтүрүш характерлик партлаш вәқәси йүз берип, аз дегәндә 16 адәм өлди вә 40 тин артуқ адәм яриланған.
2013-12-29
Йәкшәнбә күни камбодижаниң пайтәхти пинонпен шәһиридә кәң көләмлик аммиви намайиш йүз берип, һөкүмәт баш министири хунсенни истипаға чақирди.
2013-12-29
Уйғур һазирқи заман тәрҗимичиликиниң башламчилиридин бири, хәлқ ичигә яхши тонулған пешқәдәм зиялий тохти бақи артиши 29-декабир күни үрүмчидә 91 йешида вапат болди.
2013-12-28
Хитай даирилири чиңхәй өлкиси наңчйән наһийисидә истиқамәт қиливатқан тибәт раһиби вә униң 16 нәпәр қоллиғучисини җүмә күни қолға алған.