Архип
2013-01-31
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати пәйшәнбә күни дунядики йүз нәччә дөләтниң 2012-йилдики кишилик һоқуқ әһвали һәққидә доклат елан қилди.
2013-01-31
Үрүмчидә ечиливатқан икки йиғин мәзгилидә йәнә муқимлиққа тәһдит дәп қаралған бир түркүм уйғурлар, бәзлири өйидә, бәзилири иш яки тиҗарәт орнида нәзәрбәнд астиға елинған. Баққал һелаҗи әнә шулардин бири.
2013-01-31
Суғуртиға қатнаштуруш сиясити мәҗбурий елип бериливатқан болуп, суғурта ширкәтлири аридин яхши тапавәт қиливатқан болсиму, көп сандики намрат деһқанларға нисбәтән еғир иқтисади йүк болмақта.
2013-01-31
Уйғур тордашлар уйғур елидики хәлқ қурултийи вәкиллиридин уйғурлардики аптономийә һоқуқи мәсилиси вә ишлитиш даириси барғанчә тарийип бериватқан уйғур тили мәсилиси қатарлиқларға көңүл бөлүшни тәләп қилған.
2013-01-31
Түркийидә дарвинизм вә коммунизм нәзәрийиси мәсилиси һәққидә шундақла уйғурлар вә шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида китаб вә илмий мақалә йезип елан қилған әднан октар исимлик түрк язғучи өзиниң өткүр пикирлири билән түркийә хәлқи арисида тонулған мәшһур шәхстур.
2013-01-31
Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоғанниң “бизни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға елиңлар” дегән сөзи түркийидә ғулғула пәйда қилди.
2013-01-31
Қазақистан президентиниң рәсмий торида елан қилинған хәвәрләргә қариғанда, 30-январда нурсултан назарбайеф һоқуқ қоғдаш органлириниң рәһбәрлири билән мәҗлис өткүзгән.
2013-01-31
Хитайниң мисирда турушлуқ әлчиханиси 26-январ күни уйғур елидин келип өз хираҗити билән мисирда оқуватқан мунәввәр оқуғучиларни мукапатлаш паалийити өткүзгән. Паалийәткә 100 гә йеқин оқуғучи вәкиллири қатнашқан.
2013-01-31
Хитай сот даирилири пәйшәнбә күни икки нәпәр тибәтликкә “башқиларни өзини көйдүрүшкә күшкүртүш” дегән җинайәтни артип, еғир җазаларға һөкүм қилди.
2013-01-31
Америкида нәшрдин чиқидиған ню-йорк вақти гезити хитай хаккирларниң 4 айдин буян өзлириниң тор системисиға һуҗум қиливатқанлиқини билдүрди.
2013-01-31
Бүгүн һиндистан хитайни һиндистанниң су мәнбәси һоқуқиға һөрмәт қилиш һәққидә агаһландурди. Франсийә агентлиқиниң ейтишичә, хитай даирилириниң йеқинда ярлузаңбу дәрясиға йәнә бир йеңи су електр истансиси қурушни пилан қилишни елан қилиши һиндистанниң хитайға бундақ бир агаһландуруш беришигә сәвәб болған.
2013-01-31
Бүгүн америкиниң пайтәхти вашингтон шәһиридә “вақитлиқ бомба-хитайниң йеңи рәһбәрлири йүзлиниватқан етник кризис” темисида муһакимә йиғини чақирилди.
2013-01-30
Баш штаби париждики “хәлқара чеграсиз мухбирлар тәшкилати” чаршәнбә күни 2013-йиллиқ дуня ахбарат әркинлик әһвали һәққидики баһалашни елан қилди. 179 Дөләтни асас қилип чиқирилған мәзкур доклатта хитай ахбарат әркинлики җәһәттә арқидин саниғанда 7-болуп баһаланған.
2013-01-30
Коммунистлар һазирму ленинға чоқуниду һәмдә уни улуғ даһий дәйду, әмма, коммунизм идеологийисиниң кәлтүрүп чиқарған өз-ара қирғинчилиқ вә мустәбитликиниң тәмини тетиған көп сандики русийиликләр вә башқа сабиқ сотсиялистик мәмликәтләр уни “алвасти” тәриқисидә көриду.
2013-01-30
Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған, өткән һәптә ахирида 24-қанал телевизийисиниң бир биваситә улап тарқитилидиған программисида түркийиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға қатнишиш нийитиниң барлиқини оттуриға қойди.