Архип
2013-11-19
Йәр шари вақти гезити дүшәнбә күни маралбеши сериқбуя вәқәси һәққидә елан қилған баш мақалисидә, “террорлуққа зәрбә бериш һәрикити җәрянида сақчиларниң өлүш-ярилинишини нөлгә чүшүрүш” ни тәшәббус қилип, вәқәдә өлгән уйғурларни тилға алмиған.
2013-11-19
Испанийә соти хитай сабиқ әмәлдарлиридин 6 кишини инсанийәткә қарши җинайәт өткүзүш қилмиши билән әйибләп, улар һәққидә тутуш буйруқи чиқарди.
2013-11-19
Өзини “бүйүк бөскүчи” дәп ативалған бир тор бекити йеқинда баянат елан қилип, хитайниң “сәддичин сепили” тор тосмисини бөсүп өтидиған юмтал лайиһилигәнликини вә тордашларни бу хил юмтал билән һәқсиз тәминләйдиғанлиқини билдүргән.
2013-11-19
18-Ноябир хитайниң әнхуй өлкиси тәйхе наһийисидә нәччә миң деһқан наһийәлик һөкүмәт бинаси алдиға топлинип, зораванлиқ билән йәр игиләшкә қарши наразилиқ намайиш қилди.
2013-11-19
Уйғур америка бирләшмиси рәиси алим сейитоф 19-ноябир күни радиомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң маралбеши сериқбуя вәқәсини террорлуқ вәқәси дәп бекиткәнликини әйибләп, вәқәниң йүз беришигә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан чидиғусиз дәриҗидики еғир бастуруш сиясити сәвәб болғанлиқини тәкитлиди.
2013-11-18
Хитай компартийиси 18-қурултай 3-омуми йиғининиң нисбәтән диққәт тартқан қарарлиридин бири, дөләт бихәтәрлик комитетини қуруш пиланидур. Мәлум болушичә, бу комитет илгири мәвҗут болған дөләт бихәтәрлик идарисидин пәрқлиқ һалда партийә мәркизи комитетиға биваситә қарайду.
2013-11-18
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитайда әмгәк билән өзгәртиш түзүминиң бикар қилинидиғанлиқиға инкас билдүрүп, хитай һөкүмитини мәзкур түзүмни үзүл-кесил бикар қилишқа, униң орниға кишиләрни сотлимай солайдиған башқа хил система орнатмаслиққа чақирди.
2013-11-18
Икки җумһурийәтниң хатириси ядлиниватқан йеқинқи күнләрдә шиветсийәдә уюштурулған уйғурлар темисидики илмий доклат бериш паалийәтлири һәр саһәдики җамаәтчиликниң диққитини қозғимақта.
2013-11-18
Мушу айниң 16-күни қәшқәр маралбеши наһийиси сериқбуя сақчиханисиниң һуҗумға учриғанлиқи тоғрисидики учурлар японийә телевизийә қаналлири, тор бәтлири вә шундақла гезитләрдин кәң орун алди.
2013-11-18
Түркийәниң әң чоң дөләт телевизийиси билән шәхсий телевизийә истансилириниң һәммиси дегүдәк маралбешидики сериқбуя сақчиханисиниң йәнә һуҗумға учрап, 11 кишиниң өлгәнлик хәвиригә кәң көләмдә орун бәрди.
2013-11-18
17-Ноябир күни кәчтә, канада уйғур җәмийитиниң тәшкиллиши билән шәрқи түркистан җумһурийити қурулғанлиқиниң 80 йиллиқини хатириләш вә дуня уйғур қурултийи рәһбәрлирини күтүвелиш бирләшмә паалийити торонто шәһиридә өткүзүлди.
2013-11-18
15-Ноябирда алматада қуддус ғоҗамяроф намидики җумһурийәтлик дөләт уйғур музикилиқ комедийә тиятирида “уйғур он икки муқами вә уйғур хәлқ нахшилири” китабини тонуштуруш мурасими өтти.
2013-11-18
Радиомиз мухбирлириниң игилишичә, д у қ 16-ноябир сериқбуя сақчиханисиға һуҗум қилиш вәқәсидә сақчилар тәрипидин етип өлтүрүлгән үч кишиниң маралбешилиқ икәнликини, иккисиниң ақсулуқ икәнлики ашкариланған.
2013-11-18
17-Ноябир йәкшәнбә күни алтай вилайитиниң қаба наһийиси җирбулақ су електр истансисиниң су амбирида техникилиқ кашила сәвәбидин ташқин йүз берип, әтраптики 1000 дин артуқ аһалә тарқақлаштурулди.
2013-11-18
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит, 18-ноябир радиомиз арқилиқ баянат берип, “16-ноябир сериқбуя вәқәсидә һуҗумчиларни тирик тутуш шараити бар туруқлуқ қирип ташлиди. Бу һәддидин зиядә күч қолланғанлиқ!” дәп әйиблиди.