Архип
2013-11-18
Узундин буян уйғурларниң һоқуқ-мәнпәәтини очуқ-ашкара тәшәббус қилип кәлгән зиялий илһам тохти әпәнди, 16-ноябир сериқбуя вәқәсидин кейин, өз қарашлирини баян қилип, хитай һөкүмәт даирилирини “уйғурларға террорлуқ қалпиқи кийгүзмәслик” кә чақирди.
2013-11-18
Бу йил 9-ай мәзгилидә “торда өсәк сөз тарқатти” дегән җинайәт билән әйиблинип тутқун қилинип, җәмийәтниң бесими билән қоюп берилгән, толуқсиз оттура мәктәпниң 3-йиллиқ оқуғучиси, гәнсулуқ өсмүр яң хуй, 18-ноябир дүшәнбә күни мәктәптин һәйдәлгән.
2013-11-17
16 - Ноябир күни серқбуя сақчиханисида тоқунуш йүз бәргән күнидә хитай компартийиси уйғур аптоном районлуқ комитетиниң 8 - нөвәтлик қурултийиниң, 6 - қетимлиқ кеңәйтилгән йиғини чақирилип, уйғур елиниң нөвәттики, сиясий, иҗтимаий - иқтисадий, милләтләр мунасивити вә башқа түрлүк мәсилилирини муһакимә қилинди.
2013-11-17
16 - Ноябир күни маралбеши наһийисиниң серқбуя йезисидики сақчиханида болған тоқунуш вә сақчиларниң бастуруш һәрикити һәққидики хәвәрләр асаслиқ хәлқара мәтбуалтлар тәрипидин тарқитилди.
2013-11-17
Японийә өзини қоғдаш қисими шәнбә күни мәхсус күрәшчи айропилан әвәтип, японийә деңиз тәвәсигә йеқин җайларда һәрикәт қилған хитай вә русийә разветка айропланлириниң һәрикәтлиригә тақабил турған.
2013-11-17
15- Ноябир күни курдистан ишчилар партийисиниң қораллиқ гуруппилири түрикийиниң шәрқий җәнуби қисмидики мәрдин дегән җайда кетиватқан түркийә армийисиниң һәрбий аптомобил әтритигә оқ чиқириш вәқәси йүзбәргәндин кейин, бу вәқә түркийә һөкүмити вә җамаити ичидә ғулғула қозғиған иди.
2013-11-17
Силәр үчүн тәйярланған программилиримизниң орунлаштурулуши төвәндикичә болиду: алди билән “кәчмиш вә әслимә” сәһиписи үчүн тәйярланған мәхсус сөһбәт хатирисини аңлайсиләр. Андин бир қисим надир шеирларни диққитиңларға сунимиз. Ахирида: “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ тарихий әслиминиң давами аңлитилиду. Қени әмисә, бүгүнлүк программимизға мәрһәмәт қилғайсиләр!
2013-11-16
Маралбешиниң сериқбуя йезисида йәнә хитай сақчилириға һуҗум қилиш вәқәси йүз берип, икки хитай сақчиси өлтүрүлгән, икки нәпири еғир яриландурулған.
2013-11-16
Шу җай вақти шәнбә күни, русийә бир авиаматкини һиндистан тәрәпкә рәсмий тапшурди. Бу авиаматка сабиқ советлар иттипақи дәвридә ясалған болуп, бу нөвәт заманиви техникилар билән йеңиланған.
2013-11-16
Японийә дөләт қоғдаш әтрити филиппиндики деңиз ташқини апитигә ярдәмдә болуш үчүн 1 миң 200 гә йеқин әскәр, 3 һәрбий парахот, 10 айропилан вә 6 тикучар әвәтти.
2013-11-16
Хитай даирилири филиппиндики апәткә башта пәқәт 100 миң доллар ианә қилған болуп, бу хитайни хәлқара дипломатийә сәһнисидә интайин осал әһвалға чүшүрүп қойған.
2013-11-16
“5 - феврал ғулҗа қирғинчилиқи” дин кейин наһәқ һалда түрмигә қамалған абабәкри қасим еғир мушәққәтләрни бешидин кәчүриду. 7 Айға созулған қийин - қистақ вә сорақлардин кейин һечқандақ испат тапалмиған хитай даирилири ахири абабәкри қасимни түрмидин бошитишқа мәҗбур болиду.
2013-11-16
Биздин үч киши нерида олтурған бир аял өзиниң көргәнлирини демәкчи болуп сөз башлиди: - мән ғулҗа областиға әрз ейтип барсам, у йәрдә оттура яшлиқ бир қазақ йигити ағриқчан болуп таяқ билән меңип кәлгән дадисини башлап өзиниң яш иниси һәққидә әрз ейтип кәлгән икән.
2013-11-16
Хитайниң “тәңритағ тори” бүгүн маралбешиниң сериқбуя сақчиханисиниң йәнә һуҗумға учриғанлиқи, вәқәдә сақчилардин икки, һуҗумчилардин 9 болуп 11 кишиниң өлгәнлики һәққидә хәвәр бәрди.
2013-11-15
15 - Июл сәһәрдә бейҗиң айродромида сақчилар тәрипидин мәҗбурий елип кетилгән, истанбул университетиниң асперант оқуғучиси мутәллип имин, үрүмчидики мәлум меһманханида 72 күн қанунсиз тутуп турулуп сорақ қилинғандин кейин, 1 - өктәбир үйигә қайтурулған.