Архип
2013-11-08
Хитайниң шәнши өлкилик сақчи даирилири чаршәнбә күни шәнши өлкилик парткомниң алдида йүз бәргән партлаш вәқәсиниң гумандари қолға елинғанлиқини билдүрди.
2013-11-08
Америкиниң бейҗиңда турушлуқ баш әлчиси гәрий лок (лу җяхуй), йеқинда америка “ташқи сиясәт” журнилиниң зияритини қобул қилип, уйғурларниң әһвалидин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән.
2013-11-08
Хитайниң “хәлқ гезити” җүмә күни мақалә елан қилип, америка чнн телевизийә қанилини террорлуққа ян таяқ болуш билән тәнқид қилди. Бу, мәзкур гезитниң чнн қанилини 28-өктәбир тйәнәнмен аптомобил һуҗуми тоғрулуқ 2-қетим ашкара тәнқид қилиши.
2013-11-08
“ғәрбий юрт” қанун мулазимәт орниниң башлиқи, атақлиқ кишилик һоқуқ адвокати җаң йүәнчин пәйшәнбә күни кесәл сәвәбидин бейҗиңда вапат болған.
2013-11-08
Явропа парламентиниң бир қисим асаслиқ әзалири имзалиқ хәт елан қилип, өз һөкүмәтлирини хитай, русийә, куба, сәуди әрәбистан, вийетнам қатарлиқ дөләтләрниң б д т кишилик һоқуқ кеңишигә әза болушиға қарши тәдбир елишқа чақирди.
2013-11-08
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлирини әслитип отимиз.
2013-11-07
Мәлум болушичә, тйәнәнмен һуҗумчиси осман һәсәнниң мәһәллиси йәни ақтуниң үҗмә йеза йеңиаймақ кәнти хитай даирилири тәрипидин бурунла “сиясий кәйпияти начар мәһәллә” дәп қарилип кәлгән.
2013-11-07
Бу йил уйғур елигә кәлгән 560 миң пахта тәргүчи пәсиллик ишчиларға әң зор чәктә қулайлиқ яритип берилгән, әмма кевәз теришқа қатнашқан уйғур ишчилар муамилә, иш һәққи вә башқа җәһәтләрдә тәңсиз муамилигә учриған.
2013-11-07
Түркийәдә оқуватқан мутәллип имин, 7-айниң 15-күни, бейҗиң пайтәхт айродромида хитай сақчилири тәрипидин һечқандақ рәсмийәтсиз тутқун қилинип, 10-айниң 1-күни паспорти вә кимликини тартивелинип өйигә қайтурулған вә аилисигә нәзәрбәнд қилинған.
2013-11-07
Америка ташқи мунасивәтлик кеңишиниң асия тәтқиқат ишлириға мәсул мудири елизабит економй с н н телевизийә торида мақалә елан қилип, хитай даирилиригә уйғур мәсилисини мувапиқ һәл қилиш тоғрулуқ бәзи тәклип пикирләрни бәргән.
2013-11-07
Германийәниң отто-харрассовитиз нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған, чиң сулалиси дәвридә манҗу, моңғул, тибәт, уйғур вә хитай тилидин ибарәт бәш чоң тилда параллел қилип түзүлгән “бәш тиллиқ манҗучә луғәт”, бу қетим герман тили билән изаһланған.
2013-11-07
Түрк дунясиниң күлтүр пайтәхти вә түркләр тәрипидин нәсирдин әпәндиниң юрти дәп қариливатқан әскишәһирдә “түрк дунясиниң мәдәний байлиқлири” мавзулуқ хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғинида уйғурлар тоғрисида көп санда илмий мақалә оқуп өтүлди.
2013-11-07
Японийәдә чиқидиған асаһи шимбун гезити шәншиниң тәйюән шәһиридики партком хизмәт бинасиниң алида йүз бәргән партлашниң үзлүксиз давамлашқанлиқини билдүргән шундақла бу қетимқи партлаш вәқәсини бәлким террорлуқ болуши мумкин дәп тәһлил қилған.
2013-11-07
Сабиқ совет иттипақи дәвридә оттура асия уйғурлири ичидин бир қатар алимлар йетилип чиққан болуп, уларниң бәзилири пәқәт оттура асия даирисидила әмәс, бәлки пүткүл иттипақ бойичиму мәшһур болған иди. Әнә шуларниң бири тарихчи давут исийефтур.
2013-11-07
11-Айниң 6-күни сәнши өлкилик комитетниң алдида зәнҗирсиман партлаш вәқәси йүз берип бир адәм өлгән иди. Хитай сақчи даирилири вәқә үстидә тәкшүрүш елип бериливатқанлиқини билдүрүп, һазирғичә вәқәниң сәвәби вә кимләр тәрипидин садир қилинғанлиқи һәққидә мәлумат ашкарилимиди.