Архип
2013-11-06
Чаршәнбә күни, хитайниң шәнши өлкиси тәййүән шәһиридә бир нәччә йәрдә партлаш йүз берип 1 адәм өлгән, 8 адәм яриланған.
2013-11-05
28-Өктәбир күни тйәнәнмен қовуқиға аптомобил билән һуҗум қилип дуняни зилзилигә кәлтүргән осман һәсәнниң мәқсити, хитай һакимийити астидики уйғур хәлқиниң дәрд-әләм вә ғәзәп нәпритини хитай вә дуня җамаәтчиликигә билдүрүш икәнлики илгири сүрүлмәктә.
2013-11-05
Дуня уйғур қурултийини өз ичигә алған хитай һөкүмитигә қарши бир қисим хәлқаралиқ тәшкилат вә органлар муһакимә вә наразилиқ намайиш паалийәтлири арқилиқ, кишилик һоқуқни еғир дәпсәндә қиливатқан хитайниң кеңәшкә әза болуш салаһийитиниң йоқлуқини җакарлиди.
2013-11-05
Тйәнәнмен аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәсидә, ғәрб мәтбуатлири хитай даирилири илгири сүрүватқан террорчи сөзини ишлитишкә интайин әстайидиллиқ билән муамилә қилип, вәқә пәйда қилған кишиләрни террорчи дейишкә йетәрлик испат йоқлуқини билдүрүшкән иди.
2013-11-05
Уйғурлар илгири кейин болуп, америка, австралийә, германийә, түркийә вә сәуди әрәбистан қатарлиқ дөләтләрдә йәр сетивелип, муһаҗирәттики миллий вә диний кимликини җари қилдуридиған мәркәзләргә айландурған иди. Мана әмди голландийәдиму уйғурлар йәр сетивелиш алдида турмақта.
2013-11-05
11-Айниң 2-күни түркийәниң ғәрбий райониға җайлашқан измир шәһиридики гәдиз университетида “шәрқий түркистанниң һазирқи вәзийити вә уйғур мәсилиси” намлиқ доклат бериш йиғини чақирилди.
2013-11-05
Һеч қандақ җинайити болмисиму хитай паспорт ишләп бәрмәстин, миркамил қәшқәрли аилисини 16 йил айривәткән җудалиқ вә һәсрәтлик һаят һекайисини билгән түркийә хәлқи, уйғурларниң қандақ еғир бесим астида яшаватқанлиқини йәнә бир қетим чүшинип йәтти.
2013-11-05
Д у қ баянатчиси дилшат ришит, бүгүн радиомиз арқилиқ баянат берип, даириләрниң турпанда 20 адәмни қолға елип, йәнә 78 уйғур үстидин тутуш буйруқи чиқирилғанлиқини билдүрүп, хәлқарани уйғурларни тутқун қилишини тохтитиш һәққидә хитайға бесим ишлитишкә чақирди.
2013-11-05
Хитай даирилири уйғур елиниң җәнубидики наһийиләрдин ешинча әмгәк күчлирини йөткәш намида, уйғур яшлирини хитай өлкилиригә йөткәшни давамлаштурмақта.
2013-11-05
Бейҗиңдики тонулған уйғур зиялийси илһам тохтиниң уни көзитиш үчүн бекитилгән хитай дөләт аманлиқини қоғдаш сақчиси тәрипидин тәһдиткә учриғанлиқи хәлқара мәтбуатларда күчлүк инкас қозғиди.
2013-11-05
Уйғур вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан тонулған уйғур зиялийси илһам тохти әпәнди, бейҗиң даирилириниң, “террорлуққа зәрбә беришни муқимлиқ сақлашниң алдинқи шәрти қилиш” намида, уйғурларға қаратқан чәклимиләрни күчәйткәнликини әйиблиди.
2013-11-05
Хитай һөкүмити тәрипидин намрат наһийиләр тизимликигә киргүзүлгән қизилсу областиниң улуғчат наһийисидин 120 тонна алтун записи тепилғанлиқи һәққидики хәвәр 5-ноябир күни хитайниң шинхуа торида елан қилинди.
2013-11-05
15-Июл сәһәрдә түркийәгә қайтиш сәпиридә, бейҗиң айродромида хитай сақчилири тәрипидин тутуп кетилип, 79 күндин кейин үрүмчидики мәлум меһманханиға солинип сорақ қилинғанлиқи ашкариланған истанбул университетиниң магистир аспиранти мутәллип имин, 5-ноябир күни уйғур биз торида 3-парчә очуқ хетини елан қилди.
2013-11-04
Осман һәсән үрүмчидә вә хитай өлкилиридә яшаш вә тиҗарәт қилиш давамида өзини идийә вә етиқад җәһәттин йетилдүрүп маңған. Хитай өлкилиридә тиҗарәт қилип бәлгилик байлиқ топлиған болсиму, һарақ-шараб қатарлиқ кәйпи-сапа йоллиридин өзини узақ тутуп кәлгән.
2013-11-04
28-Өктәбир күни бейҗиң шәһиридики тйәнәнмен қовуқиниң ришаткисиға аптомобил соқулуштин келип чиққан мәзкур вәқә вә уйғурлар һәққидики учурлар хәлқара мәтбуатлар, җүмлидин рус мәтбуатлириниң давамлиқ қизиқ темиси болуп кәлмәктә.