Архип
2013-12-23
Хитай хәлқ қурултийи даимий комитети дүшәнбә күндин башлап, хитайниң әмгәк билән өзгәртиш түзүмини бикар қилиш қанун лайиһисини музакирә қилишқа башлиған.
2013-12-23
Хитай японийәниң һәрбий хам чотни көпәйтиш пиланиға инкас билдүрүп, униң бу пиланиға қарши икәнлики, буниң асия вә дуняда чоңқур әнсизлик пәйда қилидиғанлиқини билдүргән.
2013-12-23
Хитай иҗтимаий пәнләр академийиси дүшәнбә күни тунҗи қетим хитайниң “2013-йиллиқ дөләт қәрзи көрсәткүчи” намлиқ доклат елан қилип, хитай мәркизи һөкүмити вә йәрлик һөкүмитиниң омуми қәрзи 2012-йили 28 тирилйон йүәнгә йетип барғанлиқи, бу шу йилқи хитай омуми ишләпчиқириш дарамитиниң 53% ини игиләйдиғанлиқини елан қилди.
2013-12-21
Хитайниң һөкүмәт ахбарати болған “йәршари вақит гезити” уйғур елидики йеқини тоқунуш һәққидә елан қилған обзорида уйғур елидики милләтләр ара өчмәнлишиш мәсилисини етирап қилған, әмма униңдики сәвәбләрни сүрүштүрмигән.
2013-12-21
Бейҗиңдики даңлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси, өктичи зат ху җя әпәнди хитайда кәң омумлашқан “WeChat” йәни “үн дидар” ниң даириләрниң паалийәтчиләрни көзитиш хизмитини асанлаштурғанлиқини билдүргән.
2013-12-21
Бу йиллиқ пахта йеғиш мәзгилдә өзбекистандики мәҗбурий әмгәккә селиш түзүминиң йәнә иҗра қилинғанлиқи мәлум.
2013-12-21
Бу һәптә силәр үчүн тәйярланған программилиримизниң орунлаштурулуши төвәндикичә болиду: алди билән қисим шеир мақалиләрни аңлитимиз. Ахирида: “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ тарихий әслиминиң давами аңлитилиду. Қени әмисә, бүгүнлүк программимизға мәрһәмәт қилғайсиләр!
2013-12-21
Бизниң австралийәгә қобул қилинған визимиз кәлди. Визини қолға алғандин кейин, туғулуп өскән вәтәнни, биллә өсүп, биллә яшиған әл-юртни, дост-ярәнләрни, уруқ-туғқанларни, хәлқимизни ташлап, әл-юрти тонуш болмиған йирақ йәргә кетишниң қанчилик еғирлиғини һес қилдим. Кәткүм кәлмәй қалди, һаят йоли немә дегән тәс!!!
2013-12-20
Америкидики пев хәлқара статистика тәтқиқат оргини дуня җамаәтчиликиниң америка вә хитайға болған көз қариши һәққидики бир статистикини елан қилди. Мәзкур статистика 39 дөләттики кишиләр үстидин елип берилған рай синаш нәтиҗисидә хуласиләп чиқилған.
2013-12-20
20 - Декабир күни ана тил тәшәббусчиси абдувәли аюп, муһәммәд сидиқ вә диляр обул қатарлиқ уйғур әзимәтлириниң хитай даирилири тәрипидин “қанунсиз ианә топлаш җинайити” билән қолға елинғанлиқиға төт ай толди.
2013-12-20
Игилишимизчә, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт даирилириниң су вә муһит мәсилиси бойичә ички қисимда елан қилған әң йеңи санлиқ мәлуматлири үрүмчи шәһириниң йилдин - йилға еғирлишиватқан су кризисини ашкара қилмақта.
2013-12-20
2013 - Йили 16 - декабир, түркийә явропа иттипақи билән виза кәчүрүм қилиш келишимигә имза қилди.
2013-12-20
Д у қ рәиси рабийә қадир ханим, яврупа парламентидики вәкили әнивәр җан башчлиқидики һәйәт 19 - декабир күни белгийәниң пайтәхти брюсслдики яврупа парламентиниң һәр дәриҗилик рәһбәрлири билән учришип, уларни уйғур дияриға берип тәкшүрүш елип беришқа дәвәт қилди.
2013-12-20
15 - Декабир қәшқәрниң кона шәһәр наһийиси сайбағ йезисида йүз бәргән қанлиқ вәқә тоғрисидики хәвәрләргә японийә телевизийә қаналлири,тор бәтлири,гезитлири кәң орун бәргән шундақла уйғур аптоном районида йүз бериватқан бу хил тоқунушлар тоғрисида бир қисим нопузлуқ гезитләрдә сиясий мулаһизиләрму елип берилған.
2013-12-20
Қирғизистандики уйғур җамаити вәтини, миллити үчүн җан көйдүрүп ишлигән кишилирини һәр даим бешида көтүрүп һөрмәтләп кәлмәктә. Вапат болған пишқәдәмлириниң дәпнә ишлирини әнәниви өрп - адәтлири бойичә орунлаштуруп, уларниң әлгә қошқан төһпилирини йоқири баһалап, роһиға атап дуа тилавәт қилмақта.