Архип
2013-02-28
5-Июлдин кейин ғайиб болғанлардин радиомиз тәрипидин әң йеқинда байқиған тохтиәли һашимниң оқ тегип өлгәнлик еһтималлиқи ашкариланди.
2013-02-28
Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, бултурдин буян ғулҗа наһийисидә мәктәп балилириниң диний паалийәткә қатнашмаслиқи һәққидә бир қатар һөҗҗәт бәлгилимиләр тарқитилған. Бу бәлгилимиләрниң қаттиқ иҗра қилиниши наһийидики уйғурларни нарази қилған.
2013-02-28
Йеқинда хитайниң “сина” микроблогида мусулманларниң муқәддәс дәстури “қуран кәрим” гә һуҗум қилинди. Бу муқәддәс дәстурға қилинған һуҗум уйғур мусулманлириниң дилиға азар берипла қалмиған.
2013-02-28
Бүгүн америкидики хәлқара кризис гурупписи “хитайниң оттура асия мәсилиси” темисида бир доклат елан қилип, америка афғанистандин әскәр чекиндүргәндин кейин, оттура асияда шәкиллинидиған иқтисадий вә сиясий вәзийәт түпәйли, хитай өзиниң оттура асиядики сиясий тәсирини ашурушқа һәрикәт қилиши мумкинликини оттуриға қойған.
2013-02-28
Йеқинқи йиллардин буян, шималий явропадики дөләтләрдә, болупму шветсийидә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлириниң муһаҗирәттики әзәрбәйҗан топлуқлири билән болған қоюқ алақилири вә миллий һәмкарлиқи йилдин-йилға күчәймәктә.
2013-02-28
2-Айниң 28-күни японийиниң ниигата өлкилик ротарий кулубиниң орунлаштуруши билән ардә галле меһманханисида “қәдимки уйғур мәдәнийити вә японийә” дегән темида доклат берилгән.
2013-02-28
Түркийидики оқушқа дуняниң һәрқандақ йеридики уйғурларму илтимас қилса болидикән.
2013-02-28
Һазир дуня җамаәтчиликиниң диққити афғанистанда һәм униңға чегридаш оттура асия дөләтлиридә болмақта. Хәлқара тинчлиқни сақлаш күчлириниң афғанистандин чекиниши мунасивити билән, сабиқ совет оттура асия җумһурийәтлиридики вәзийәтниң кәскинлишиш мумкинлики көпчиликни әндишигә салмақта.
2013-02-28
Уйғур ели даирилири 2012-йилида мәхсус тарқақ һәҗ паалийитини қаттиқ тосуш һәққидә йеңи бәлгилимә чиқарғандин кейин, даириләрниң тарқақ һәҗ қилишни тосуш тәдбирини үзлүксиз күчәйтиватқанлиқи мәлум болмақта.
2013-02-28
Японийә пәйшәнбә күни сенкаку арили һава тәвәликигә қарап учқан бир хитай айропиланиниң алдини тосуш үчүн күрәшчи айропиланлирини ишқа салди.
2013-02-28
Хитай мудапиә министирлиқиниң баянатчиси гең йәншиң пәйшәнбә күни бәргән баянатида, америка тор бузарлириниң өзлиригә қарашлиқ икки тор бәткә һуҗум қилип кәлгәнликини билдүрди.
2013-02-28
Хитай милләтләр вә дин хизмити тор бетидин мәлум болушичә, қағилиқ наһийилик һөкүмәт йеқиндин буян “қанунсиз диний паалийәтләргә қарши туруш хизмәт пилани” вә тәшвиқат тәрбийә хизмитини наһийә миқяси бойичә кәң қанат яйдуруп, наһийидики һәр қатлам, һәр саһәдики алаһазәл 5000 кишини мәхсус қанунсиз диний паалийәтләргә қарши туруш өгиниш курслириға орунлаштурған.
2013-02-28
Җәнубий африқилиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси, нобел мукапати саһиби түтү йеқинда хитай һөкүмитидин түрмидики хитай язғучиси лю шавбони қоюп беришни тәләп қилип, бир имза топлаш һәрикити қозғиған иди.
2013-02-27
12-Нөвәтлик хитай хәлқ қурултийи вә сиясий кеңәшниң мәмликәтлик йиғини башлинишқа аз қалған бир пәйттә, бир түркүм хитай зиялийлири бирләшмә имзалиқ очуқ хәт елан қилип, хитай хәлқ қурултийидин бу қетимқи йиғинда б д т ниң кишилик һоқуққа мунасивәтлик муһим бир әһдинамисини тәстиқлашни тәләп қилған.
2013-02-27
Уйғур путбол избасарлирини тәрбийиләшкә һәқиқий түрдә өзини беғишлайдиған лаяқәтлик путбол теринерлириниң кәмчил болуши, уйғур путболчилиқи учраватқан йәнә бир рәһимсиз реаллиқ.