Архип
2013-04-16
6-Нөвәтлик “уйғур аяллирини инсан һәқлири вә демократийә билән тәрбийиләш курси” франсийиниң пайтәхти парижда чақирилидиған болуп, йиғинға явропа дөләтлири, америка, оттура асия түркий җумһурийәтлири вә түркийә қатарлиқ 20 дөләттин 120 әтрапида уйғур аял қатнишидикән.
2013-04-16
6-Нөвәтлик хәлқаралиқ оқуғучилар учришиш мәдәнийәт тонуштуруш паалийитидә уйғур мәдәнийитини тонуштуруш үчүн уйғур оқуғучилар ишлири комитети уйғур мәдәнийити вә өрп-адәтлирини тонуштурди.
2013-04-16
Японийилик җәмийәтшунаслар уйғурларниң мусулман хәлқ болуштәк алаһидиликлири билән хитайниң пиланлиқ туғут сияситигә болған наразилиқлирини, хитай һөкүмитиниң йүргүзүватқан пиланлиқ туғут сияситиниң әсли маһийитини әмәлий тәтқиқатлар арқилиқ ашкарилиған.
2013-04-16
Кейинки вақитларда қазақистан вә хитай оттурисидики иқтисадий һәмкарлиқниң барғансери қоюқлишиватқанлиқи байқалмақта. Өз нөвитидә хитайму оттура асия мәмликәтлири билән болған алақилиригә чоң әһмийәт бәрмәктә.
2013-04-16
Йеқинқи йиллардин буян уйғур елиниң мәнзирилик районлириға келиватқан саяһәтчиләрниң зиядә көплүки сәвәбидин райондики тағ, яйлақларниң екологийилик муһити еғир дәриҗидә бузулған.
2013-04-16
Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, шәндуң өлкисидә илгири атом синақлириға вә хитай, вйетнам урушиға қатнашқан миңдин артуқ әскәр 15-апрел күни өлкилик партком бинаси алдида намайиш қилип, һөкүмәттин уларға бериш вәдә қилинған турмуш ярдәм пулини әмәлийләштүрүшни тәләп қилған.
2013-04-16
Америка президенти барак обама 16-апрел сәйшәнбә күни ақсарайда баянат берип, дүшәнбә күни бостондики марафон мусабиқисидә йүз бәргән партлашни террорлуқ вәқәси дәп әйиблиди. Обама йәнә 16-апрел күни америка байриқиниң йерим чүшүрүлидиғанлиқини җакарлап, партлашта өлгәнләр үчүн матәм тутулидиғанлиқини билдүрди.
2013-04-16
Ройтерс қатарлиқ ғәрб мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, иран вақти 15-апрел дүшәнбә күни иранниң шәрқий җәнуб тәрипидики пакистанға йеқин чеграсидики каш шәһиридә 7.8 Бал йәр тәвригән.
2013-04-16
Сүргүндики тибәт һөкүмитиниң радиомизға билдүрүшичә, 16-апрел сәйшәнбә күни сичүәнниң тибәтләр олтурақлашқан наңтаң наһийисидә, хитай һөкүмитигә наразилиқини билдүргән 20 яшлиқ бир тибәтлик аял өзигә от қоювалған.
2013-04-15
Хитай от өчүрүш әтрити хотән шәһири уйғурлар олтурақ районида көрүлгән от апитини вақтида тизгинлимигән яки апәткә җиддий муамилә қилмиған. Нәтиҗидә 42 уйғурниң өй-бисати пүтүнләй көйүп күл болуп кәткән.
2013-04-15
4-Айниң 12-күни кәч саәт 8:20 минут өткәндә хотән шәһири шималий бекәт йенидики бир аилә сайманлири базириға от кәткән. От қисқа вақит ичидила әтраптики алтә қәвәтлик бир аилиликләр бинасиға тутушуп, бинани көйдүрүп ташлиған.
2013-04-15
Пичанда йүз бәргән, 7-яшлиқ уйғур балиниң 52 яшлиқ хитай көчмән тәрипидин чанап өлтүрүлүш вәқәси вә вәқәниң җимиқтурулуш җәряни һәққидики мәлуматларниң давамини диққитиңларға сунимиз.
2013-04-15
Әнглийә ташқи ишлар министирлиқи2012-йиллиқ кишилик һоқуқ вә демократийә доклатида, хитай кишилик һоқуқ саһәсидә түзитишкә тегишлик нурғун мәсилә барлиқини, қаттиқ қол сиясәтниң уйғур елидә миллий җиддийликни өткүрләштүрүвәткәнликини билдүрди.
2013-04-15
1933-Йили, 4-айниң 12-күни үрүмчидә сиясий өзгириш йүз берип, җин шурен һакимийити йиқитилип, униң орниға шең шисәй тикләнгәндин кейин, таки 1944-йилиғичә болған 11 йил җәрянида уйғур елиниң сиясий тарихида шең шисәй һөкүм сүрди.
2013-04-15
Түркийә йеқинқи йиллардин бери чәтәлдә яшаватқан түркләр вә қериндаш түркий милләтләрниң мәсилилиригиму алаһидә көңүл бөлүшкә башлиди. Һәтта баш министирлиқ идарисигә биваситә қарашлиқ чәтәлдики түркләр вә қериндаш милләт башқармиси намида идарә қуруп, мәхсус бу хизмәтни қилмақта.