Архип
2013-04-28
Японийиниң йеңидин һоқуқни игилигән баш вәзири шинзо абе йәкшәнбә күни москва сәпирини башлиди. Бу японийә баш вәзириниң 2003 - йлидин буян тунҗи қетим русийини рәсмий зиярәт қилиши болуп һесаблиниду.
2013-04-27
Силәр үчүн тәйярланған программилиримизниң орунлаштурулуши төвәндикичә болиду: алди билән “кәчмиш вә әслимә” сәһиписи үчүн тәйярланған мәхсус сөһбәт хатирисини аңлайсиләр. Андин түркийәлик ахбаратчи вә журналист әһмәт фаруқ үнсал язған: “мәний дөләт шәрқий түркистан” намлиқ мақалини диққитиңларға сунимиз. Ахирида: “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ тарихий әслиминиң давами аңлитилиду. Қени әмисә, бүгүнлүк программимизға мәрһәмәт қилғайсиләр!
2013-04-27
1988 - Йили 6 - айниң 15 - күни сәһәрдә долқун әйса вә әркин қатарлиқ шинҗаң университетидики уйғур оқуғучилар вәкиллири уйғур аптоном районлуқ партком бинасида муавин секрíтар җанабил һәмдә мунасивәтлик назарәтләрниң назирлири билән шу вақиттики миллий маарип мәсилилири бойичә сөһбәт өткүзиду.
2013-04-27
Хәлқ әскәрлири билән актиплар оттура вә башланғуч мәктәпләрдә шоар товлап, мәктәп мудирлири вә оқутқучиларни сөрәп чиқип, бизниң қатарға қошмақчи болған иди улар қаршилиқ билдүрүп муназирилишишкә башлиди. Мәйданда ишләватқанларниму варқирап йүрүп һәр бир әтрәтниң адәмлирини айрим тизип чиқти.
2013-04-27
Қазақистан уйғур әдәбияти тарихида өткән әсирниң 70 - йиллиридин башлап өрләш, гүллиниш һадисилири йүз бәрди.
2013-04-27
Бейҗиң мәркизий милләтләр университетида хитай оқуғучилар бир уйғур оқуғучиға топлишип һуҗум қилип, уни еғир яриландурған. Вәқәниң маралбешида тоқунуш йүз берип, бир күндин кейин йүз бериши диққәтни чәкмәктә.
2013-04-27
Йеңи зелландийәдики бирқисим өктичиләр хитайниң кишилик һоқуқ хатирисидики начарлиқ түпәйли йеңи зелландийәни хитай билән иқтисадий мунасивәтлирини үзүшкә чақирди.
2013-04-27
Америка дөләт мәҗлиси әзалири шималий корийәни иқтисадий җазалаш тәдбирлирини күчәйтидиған йеңи бир қанун лайиһиси тонуштурған.
2013-04-26
Бейҗиңдики ғоллуқ әрздарлардин өмәрҗан абла, өзиниң вә башқа уйғур әрздарларниң әрз - шикайәт материяллирини торда елан қилғанлиқи вә хәлқара ахбаратқа мәлум қилғанлиқи үчүн үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимиси тәрипидин дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш билән әйиблинип 2 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған иди.
2013-04-26
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди бир илмий муһакимә йиғиниға қатнишиш үчүн тәйвәнгә йетип барди. Униң тәйвәнгә қилған бу зиярити хәлқара мәтбуат органлириниң алаһидә диққитини қозғиди.
2013-04-26
Йеқинда уйғур елиниң маралбеши наһийисидә йүз бәргән қанлиқ вәқә дуня җамаәтчиликиниң диққәт мәркизигә айланди. Б б с агентлиқи хәвәрлиригә қариғанда, уйғур елидин келиватқан бу һәқтики мәлуматларни ениқлаш интайин қейин болмақта.
2013-04-26
Түркийәдә тунҗи мәхсус уйғур тәтқиқати һәққидики алтә айда бир нәшр қилинидиған илмий журнал оқурмәнлири билән йүз көрүшүшкә башлиди.
2013-04-26
Түркийиниң коҗаели вилайәтлик вә шәһәрлик һөкүмәтниң уюштуруши билән бу йил 23 - април балилар байримини тәбрикләш мунасивити билән, коҗа ели вилайитидә 41 дөләттин 1000 дин артуқ балиларни тәклип қилип хәлқаралиқ чоң бир паалийәт өткүзүлди.
2013-04-26
Йеқинда японийидә “ислам диниға етиқад қилидиған коммунистлар” мавзулуқ мақалә елан қилинған. Мәзкур мақалә японийидики хитайдики ислам динини тәтқиқ қилиш җәмийити тәрипидин коллектип нәшргә тәйярланған.
2013-04-26
20 - Әсирниң алдинқи чарикидә туғулуп, 30 - 40 - йиллардики миллий инқилаб дәвридә тәрәққий қилған уйғур һазирқи заман әдәбияти өзиниң қизил реҗим астидики тарихини қандақ язди?