Архип
2013-04-26
Хитай даирилириниң 23 - апрел маралбешида йүз бәргән вәқәни террорлуқ вәқәси дәп бекитиши вә районда бихәтәрлик тәдбирлири күчәйтип, террорлуққа қарши маневир елип берилидиғанлиқини тәкитлиши тордашлар арисида җиддий инкас қозғиған.
2013-04-26
Хитайниң йәр шари вақти қатарлиқ мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, хитай дөләт рәиси ши җинпиң уйғур аптоном районида муқимлиқни сақлашни тәкитләп, районда террорлуққа қарши маневир өткүзүшни тәстиқлиған.
2013-04-26
Хитайниң яшин ториниң хәвәр қилишичә, 25 - апрел күни үрүмчи шәһири төмүр йол идариси базирида от апити йүз бәргән болуп, бу қетимқи от апитидә 30 нәччә яйма дукан көйүп күл болған.
2013-04-26
Америка обама һөкүмити йеқинда дөләт мәҗлисигә йоллиған бир хетидә, сүрийә һөкүмәт армийисиниң өктичиләргә қарши җәңдә кичик даиридә химийилик қоралларни ишләткән болуши мумкинликини илгири сүргән.
2013-04-26
Уйғурбиз ториниң 26 - апрелдики хәвиридин мәлум болушичә, даириләр йеқинда, қәшқәр кона шәһәр наһийисидики сайбағ йезилиқ башланғуч мәктәпниң намини хитайчә “җиңхуй башланғуч мәктипи” дәп өзгәрткән.
2013-04-26
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлирини әслитип отимиз.
2013-04-26
Доктур әсәт сулайман бирқанчә айлардин бери, шветсийә уйғур маарип уюшмисиниң орунлаштуруши билән шветсийәдә яшаватқан уйғур җамаитигә уйғурларниң тарихи, мәдәнийити, тили вә башқа тимиларда лексийә берип кәлмәктә иди.Униң бу қетимқи тимиси муһаҗирәттики уйғурлар яратқан уйғур әдәбиятиға беғишланди.
2013-04-25
Түнүгүндин буян хитайдики вә хәлқарадики мәтбуатларда, 23 - апрел маралбешида сақчилар билән бир түркүм аһалиләр оттурисидики тоқунушта 21 адәм өлгәнлики хәвәр қилинип, вәқә һәққидә охшимиған инкаслар берилди. Америка дөләт ишлар министирлиқиму 24 - апрел вәқәгә инкас қайтуруп, хитайни маралбешида йүз бәргән тоқунуш һәққидә очуқ - ашкара болушқа,уйғурларниң кишилик һоқуқини қоғдашқа чақирди.
2013-04-25
Түнүгүн хитай вә хәлқарадики мәтбуатларда, маралбешиниң сериқбуя йезисида сақчилар билән аһалиләр оттурисида тоқунуш йүз бәргәнлики хәвәр қилинғандин кейинла, түркийидики әң чоң телевизийә қаналлири, радиолар вә гезит - журналлар бу хәвәргә кәң көләмдә орун бәрди.
2013-04-25
4 - Айниң 23 - күни қәшқәр вилайитиниң маралбеши наһийсиниң сериқ буя базирида йүз бәргән вәқә тоғрисида әң дәсләптә японийә “рекорд чайна” то бетидә берилгән учурда мәзкур вәқәдә қаршилиқ билдүргүчи уйғурлардин алтә нәпәр кишиниң өлтүрүлгәнликини,сәккиз нәпәр кишиниң қолға елинип, һөкүмәт тәрәптин он бәш кишиниң өлгәнликини хәвәр қилған.
2013-04-25
Оттура асияда су мәсилилири барғансери өткүрләшмәктә. Нөвәттә сир вә аму дәрялиридин пайдилиниш мәсилиси өзбекистан, таҗикистан, қирғизистан вә қазақистан арисидики муһим ихтилаплиқ нуқтиға айланмақта.
2013-04-25
Уйғур дияри ториниң 24 - априлдики хәвәрлиридин мәлум болушичә, орни үрүмчидә болған “хәлқара ана тил сода ширкити” дәсләпки қәдәмдә уйғур, қазақ, қирғиз, өзбек қатарлиқ төт милләтниң пәрзәнтлирини өз ана тилида йәсли тәрбийисигә игә қилиш мәқситидә, тәңритағ райони тәвәсидин балилар бағчиси қурушқа лайиқ бир туралғу җайни иҗаригә алған.
2013-04-25
Америкиниң хитайда турушлуқ баш әлчиси гәрий лок 24 - - април күни уйғур елиниң мәркизи үрүмчидә ечилған ениргийә һәмкарлиқ йиғиниға қатнашқан.
2013-04-25
Һиндистан ташқи ишлар министирлиқи бүгүн һиндистан ташқи ишлар министири салман хуршидниң чегра мәсилиси үстидә сөһбәт өткүзүш үчүн хитайға баридиғанлиқини билдүрди. Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, салман хуршидниң бу зиярити хитай әскәрлириниң һиндистан чегрисиға тәвә җайға кириши билән мунасивәтлик икән.
2013-04-25
Хитай даирилири уйғур елиниң токи арқилиқ хитай өлкилирини тәминләш қурулушини җиддий елип бармақта.