Архип
2013-05-03
Үрүмчи шәһри тәңритағ районлуқ маарип идариси йеқинда ана тил хәлқара ширкитиниң ана тил йәслиси қуруш илтимасини рәт қилип, уйғур тор бәтлиридә күчлүк ғулғула қозғиған.
2013-05-03
Дунядики нобел әдәбият мукапати саһиблирини өз ичигә алған 100 дин артуқ язғучи бирләшмә имзалиқ очуқ хәт елан қилип, хитай данилирини хәлқниң пикир әркинликигә һөрмәт қилишқа, түрмидики язғучиларни қоюп беришкә чақирди.
2013-05-03
Йеқинда уйғур елиниң ғулҗа шәһиридә бала көтүрүвалған 25 яшлардики бир ромаллиқ уйғур аял коча аптобусиға чиқирилмиған. “уйғур биз” ториниң хәвәр қилишичә, аптобус шопури аялниң ромал артивалғанлиқини көрүп, дәрһал аптобустин чүшүп кетишкә буйруған.
2013-05-03
Хитай тәтқиқатчилири йеқинда H5N1 типлиқ юқумлуқ вирус билән H1N1 типлиқ юқумлуқ вирусни тәҗрибиханида бирләштүрүп, йеңи типлиқ дәриҗидин ташқири бир хил юқумлуқ вирус пәйда қилған.
2013-05-03
Америка, дөләт ишлар министири җон кәррийниң хитай рәһбәрлири билән кишилик һоқуқ паалийәтчиси чен гуаңчеңниң түрмидики җийәни чен кегуй тоғрулуқ сөзлишидиғанлиқини билдүрди.
2013-05-02
Хитай һөкүмити уйғур елидә йүз бәргән тоқунушларни изчил чәтәлдики шәрқий түркистан мустәқиллиқ күчлиригә бағлап бастуруп кәлгән. Даириләр “5 - июл вәқәси” дә д у қ ни қутратқулуқ қилиш билән әйиблигән.
2013-05-02
“32 - април сериқбуя вәқәси” дә хитай һөкүмәт тәрәптин өлгән 15 кишиниң 10 нәпири уйғур болуши, нөвәттә вәқәгә позитсийә билдүрүватқан тәрәпләрниң муһим диққәт нуқтилиридин бири болмақта.
2013-05-02
Голландийә һөкүмити вә парламентидин тәшкил тапқан мәхсус өмәк - 3 май хитай билән кишилик һоқуқ сөһбити өткүзүшкә маңидиған болуп, вәкилләр меңиштин бир күн бурун голландийәдики уйғур вә тибәт вәкиллири билән учришиш елип берип пикирләшкән.
2013-05-02
Тибәт аял язғучиси воесер маралбеши вәқәсиниң йүз бериш сәвәби һәққидә мақалә елан қилип,хитай һөкүмитиниң уйғур, тибәт қатарлиқ хитай болмиған милләтләргә қаратқан милли сияситини әйиблиди.
2013-05-02
Түркийәдә толуқ курс бойичә университетта оқумақчи болған барлиқ оқуғучилар төт көз билән күтүватқан хушхәвәр рәсми елан қилинди.
2013-05-02
Токйониң шәһәр башлиқи иносе 27 - апрел “нюйорк вақт гезити” ниң зияритини қобул қилғанда ислам әллиригә вә түркийигә қилған тәнқиди сөзлири японийә мәтбуатлирида елан қилинғандин кейин, 30 - апрел өз ишхансида мәтбуат арқилиқ өзиниң қилған тәнқидий сөзлири үчүн әпу сориған.
2013-05-02
2013 _ Йили 4 _ айниң 23 _ күни қәшқәр маралбеши наһийисиниң сериқ буя йезисида хитай сақчилири билән уйғурлар оттурисида қанлиқ тоқунуш йүз берип 21 киши өлгәнлики, нурғун киши яриланғанлиқи билдүрүлди.
2013-05-02
Йеқинда ашкариланған учурлардин қәшқәр вилайитидики һәрқайси кәнтләрдики деһқанларниң мәҗбурий һалда муқимлиқ хираҗити төләватқанлиқи вә бу хираҗәтниң кәнттики хәлқ әскәрлиригә мааш қилип бериливатқанлиқи ашкариланди.
2013-05-02
Америка хитайни тиҗарәт мәхпийәтликлирини оғрилашни тохтитишқа чақирди. Америка һөкүмитиниң сода вакаләт ишханиси түнүгүн елан қилған доклатида хитай һөкүмитини “америкиниң сода мәхпийәтликлириниң оғрилинишини тосуш үчүн тәдбир алмиди” дәп әйиблиди.
2013-05-02
Сәйшәнбә күни мәркизи брюсселдики вакаләтсиз милләтләр тәшкилати мәхсус баянат елан қилип, 23 - апрел маралбеши вәқәси үстидин мустәқил тәкшүрүп елип беришни тәләп қилди.