Архип
2013-05-28
Америкадики демократийини илгири сүрүш фонди җәмийити билән уйғур америка бирләшмиси бирликтә уюштурған, хитайда уйғурларниң диний етиқадиниң бесимға учраватқанлиқи һәққидә доклат бериш йиғини, вашингтон вақти 29-май күни әтигән саәт 11 дин саәт 12:30 ғичә американиң дөләт мәҗлисидики райбурн хаус сарийида ечилиду.
2013-05-27
Радио аңлиғучилиримиздин бири, шәнбә күни йәни 25-май күни радиомизға учур йоллап, шу күни қағилиқ наһийә базирида бир қанлиқ вәқә йүз бәргәнликини, вәқәдә 2 уйғур вә 3 хитайниң өлгәнликини паш қилди.
2013-05-27
Германийәдики уйғурлар тибәтләр билән бирликтә берлиндики баш министирлиқ мәһкимиси алдиға йиғилип хитай баш министири ли кечяңниң германийә зияритигә қарши бирләшмә намайиш өткүзди.
2013-05-27
Хитай баш министири ли кечяң германийәгә йетип келиш алдида германийә ташқи ишлар министирлиқи инсан һәқлири комитети мудири маркус лорниң әпәнди билән ташқи ишлар министирлиқи асия ишлири башқармиси мудири җан рудолпх әпәнди д у қ рәһбәрлири билән ишханисида учрашти.
2013-05-27
25-Майда қазақистандики барлиқ уйғур тилида билим беридиған мәктәпләрдә ахирқи оқуш пүттүрүш йәни қоңғурақ мурасими болуп өтти. Шуларниң бири уйғурлар зич орунлашқан заря востока мәһәллисидики 400 бала оқуватқан мурат һәмрайеф намидики 150-мәктәптур.
2013-05-27
Мәлум болушичә, йеқинда голландийәдики уйғур қатарлиқ түркий милләтләр бирлишип бир бирләшмә җәмийәт қурған. Буниң ичидә уйғур тәшкилатчилар вә уйғур актиплар муһим салмақни игиләйдикән.
2013-05-27
Хәлқара мәтбуатлардин б б с ниң тор хәвиридә билдүрүшичә, хитай баш министири ли кечяңниң пакистандики зиярити җәрянида икки дөләт сәккиз түрдә келишим һасил қилип, бирликтә ортақ баянат елан қилған.
2013-05-27
Қәшқәрдики бир наһийә һакими наһийә хәлқигә мураҗиәт қилип торда елан қилған очуқ хәт деһқанларниң өз юртида мәвҗут мәсилиләр үстидин шикайәтнамә йезишиға сәвәб болған.
2013-05-27
Истанбулниң күчүкчәкмәчә районлуқ һөкүмәтниң уюштуруши билән 10-нөвәтлик дуня йетим вә мәзлум балилар учришиш паалийити өткүзүлди.
2013-05-27
Йеқинда йеңи зеландийә көчмәнләр идариси мәзкур әлдин сиясий панаһлиқ сориған бир уйғур аилисиниң панаһлиқ илтимасини рәт қилип, юртиға қайтуруветишни қарар қилған.
2013-05-27
Йеқинда 7 нәпәр уйғур, бир нәпәр қазақтин тәшкилләнгән бир гуруппа аял чарамайдики 5000 дин артуқ уйғур вә қазаққа вакалитән бейҗиңға әрз қилип берип, ишқа орунлаштуруштики кәмситишкә қарши наразилиқ билдүргән.
2013-05-27
Германийә баш министири ангела меркелниң баянатчиси стефен сейбертниң билдүрүшичә, меркел ханим йәкшәнбә күни хитай баш министири ли кечяң билән көрүшкәндә кишилик һоқуқ вә сәнәт әркинлики һәққидә сөзләшкән.
2013-05-27
Берма өктичиләр рәһбири аңсән сукий, кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә ислами гуруһлар берма даирилириниң рохиңялиқ мусулманларға туғут чәклимиси қоюп, уларниң иккидин артуқ туғушини чәклигәнликидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини билдүргән.
2013-05-27
Хитайниң җеҗияң өлкиси йиву шәһәрлик сақчи даирилири йеқинда атақлиқ хитай мусулман зиялийси ши вейәнни қуран, һәдис қатарлиқ диний китабларни сатқанлиқи үчүн тутқун қилип, “қанунсиз тиҗарәт” билән шуғулланған, дәп әйиблигән.
2013-05-25
Уйғур америка җәмийити вә америка демократийини илгири сүрүш фонди җәмийити бирлишип, уйғурларниң диний етиқад әркинлики тоғрисида музакирә йиғини ачмақчи.