Архип
2013-06-30
“тарих вә бүгүн” программисиниң бу йәкшәнбилик қисимида қазақистан уйғурлириниң тәрәққият мусапилири вә уларниң мәдәнийәт вә миллий кимлик мәсилилири шуниңдәк тарихчи вә язғучи мәрһум мәсүмҗан зулпиқарофниң ахирқи иҗадий паалийәтлири һәққидә сөз болиду.
2013-06-30
6-Айниң 29-күни уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим окинава өлкисиниң наһа шәһиридики аптономийә сарийида үч йүзгә йеқин кишигә уйғур мәсилиси тоғрисида доклат бәрди.
2013-06-30
28-Июн күни, җүмә күни, түркийәниң 72 вилайитидики чоң җамаәләрдә лүкчүн вәқәсидә шеһит болған уйғурларниң намизи чүшүрүлди.
2013-06-30
28 - Июн күни хитай компартийиси мәркизий комитети сиясий бюроси дөләт рәиси вә компартийә баш секретари ши җинпиңниң йетәкчиликидә бейҗиңда мәхсус йиғин чақирип, уйғур аптоном районида йүз бәргән бир қатар вәқәләрни муһакимә қилип, бу районниң иҗтимаий муқимлиқи мәсилиси һәққидә йеңи орунлаштуруш елип барған.
2013-06-30
29 - Июн күни хитай компартийиси мәркизий комитети сиясий бийоросиниң хизмәт гурупписи тәркибидә үрүмчигә кәлгән сиясий бийорониң йәнә бир нәпәр әзаси мең җйәнҗуму үрүмчидә қораллиқ сақчи қисимлири билән көрүшүп, сөз қилип, қаттиқ зәрбә бериш чақириқи қилған.
2013-06-30
Йәкшәнбә күни мисир пайтәхти қаһирә вә мәмликәтниң башқа җайлирида бир қанчә он миң адәм қатнашқан кәң көләмлик наразилиқ намайишлири йүз берп, президент мурсини вәзиписидин истипа беришкә чақирди.
2013-06-30
Лүкчүн вә хотән қатарлиқ җайлардики вәқәләрдин кейин уйғур елиниң һәр қайси җайлирида йәнә түрлүк вәқәләрниң йүз бәргәнлики вә йүз бериши мумкинлики һәққидә интернет, телефон вә башқа иҗтимаий алақә васитилири арқилиқ учур тарқатқан 19 адәм сақчи даирилири тәрипидин тәкшүрүлүп, “өсәк сөз тарқитиш, иҗтимаий қалаймиқанчилиқ пәйда қилиш” дегән җинайәт билән тутқун қилинди.
2013-06-29
6 - Айниң 29 - күни японийиниң окинава өлкисиниң наһа шәһиридә йүзлигән японлар уйғурлар үчүн намайиш қилди. Намайишчилар қоллирида шәрқий түркистанниң ай юлтузлуқ байриқини көтүрүп,“уйғурларға әркинлик!” “уйғурларға мустәқиллиқ” “хитайниң уйғурларни бастуруши тохтитилсун!” “шәрқий түркистандин хитайлар чиқип кәтсун!”дегәндәк шоарларни товлашти.
2013-06-29
Силәр үчүн тәйярланған программилиримизниң орунлаштурулуши төвәндикичә болиду: алди билән “кәчмиш вә әслимә” сәһиписи үчүн тәйярланған мәхсус сөһбәт хатирисини аңлайсиләр. Андин бир қисим надир шеирларни диққитиңларға сунимиз. Ахирида: “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ тарихий әслиминиң давами аңлитилиду. Қени әмисә, бүгүнлүк программимизға мәрһәмәт қилғайсиләр!
2013-06-29
2006-Йили австралийиниң сидней шәһиридә қурулған “уйғур ана тил мәктипи” ниң 7 йиллиқ хатирә мурасимида ана тилни қоғдашниң муһим вә шәрәплик вәзипә икәнлики оттуриға қоюлди.
2013-06-29
Уйғур елиниң турпан вә хотән шәһәрлиридә хитай һөкүмитигә қарши һуҗумлар кәйни - кәйнидин йүз бәргәндин кейин, хитай даирилири 29 - июн үрүмчидә чоң типтики бир һәрбий маневир өткүзүп күч көрсәтти.
2013-06-29
Корийә пайтәхти сеулдики хәлқара айродромида корийә чегра хадимлири тәрипидин тутуп турулған долқун әйса үч - төт күнгә созулған мурәккәп җәрянлардин кейин ахири дубәйгә қарап учидиған айропиланға елип чиқилиду. Бу айропилан дубәйгә учамду яки бейҗиңғиму? бу соал техичә униң каллисида гуман һалитидә турмақта иди.
2013-06-29
Қизил сайдин бизни удул қадир арисидики буғдайни оруш үчүн ормиға елип кәтти. Әтигән саәт сәккиздә қизил сайдин ялғуз ат йоли билән таққа чиқип сайға чүшүп дегәндәк, йүк - тақлиримизни дүмбимизгә артип маңдуқ. Шунчә узун йолни толуқ қоралланған бир қанчә хәлқ әскәрлириниң қамчилап һәйдиши билән пиядә йүрүп кәч саәт он билән өмүлигүдәк болуп, аран йетип кәлдуқ.
2013-06-29
Америкида чиқидиған “форбис” журнилида көрситишичә, нөвәттә хитайдики ишсизлиқ нисбити барғанчә ешиватқан болуп, көплигән саһәләр хизмәтчиләрни қисқартишқа башлиған.
2013-06-28
Бүгүн хитай мәркизи теливизийәси хотәндә йәнә һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргәнликини вә вәқәниң тинчитилғанлиқини хәвәр қилди, әмма вәқәниң тәпсилати һәққидә һечқандақ мәлумат бәрмиди.