Архип
2013-07-30
Японийә “хитай тәтқиқати” журнилида коллектип нәшргә тәйярланған “уйғурларниң милләтчилики” сәрләвһилик мақалидә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан түрлүк сиясәтлири вә уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлири үстидә әтраплиқ тәкшүрүш елип берилған.
2013-07-30
Абдулла қадири 1920-йилларда язған икки романи - “өткән күнләр” вә “меһрабтин чаян” билән заманиви өзбек романчилиқиниң муқәддимисини ечипла қалмастин, бәлки йәнә 20-әсирдики түркий хәлқләр әдәбиятида тарихий романчилиқиниң надир үлгисини тиклигән устаз язғучидур.
2013-07-30
Һиндистан дөләт мудапиә министирлиқи хитайниң һиндистан-хитай чегра районлирида барғанчә ашуруватқан әскири күчигә қарита һошяр болуш үчүн 45 миң әскәрни йеңидин вәзипиләндүрүп хитай-һиндистан чегра бойлириға әвәтидиғанлиқини билдүргән.
2013-07-30
Қазақистан уйғур әдәбиятиниң жанир җәһәттин бейишида һәр дәвр өзигә хас алаһидиликкә игә. Бәзи язғучилар пәқәт прозини таллап алған болса, бәзилири шеирийәтни яки драматоргийини асасий иҗадийәт йөнилиши қилип тутқан.
2013-07-30
Бейҗиң мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти, уйғур зиялийси илһам тохти, бүгүн радиомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилип, даириләрниң униңға қаратқан узун муддәтлик нәзәрбәндигә наразилиқини билдүрүш билән биллә, нөвәттә тәтил қилип юртиға қайтқан бир қисим уйғур оқуғучиларниң түркийәгә қайтип оқушини давамлаштуруши йәрлик даириләр тәрипидин тосалғуға учраватқанлиқини әйиблиди.
2013-07-30
30-Июл күни хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийи тәшкиллигән мәхсус өмәк, уйғур аптоном райониниң аптономийә қануниниң әмәлийлишишини тәкшүрүш үчүн үрүмчигә йетип кәлгән.
2013-07-30
Даириләрниң уйғурларниң намаз оқуши вә роза тутушиға қаратқан чәклимиләрни күчәйтиватқанлиқи һәққидики учурлар йеқиндин буян фәйсбок, тивитир, үндидар қатарлиқ аммиви тор бекәтлиридә барғанчә көпәйгән болуп, уйғурларниң диний паалийәтлириниң түрлүк чәклимиләргә учраватқанлиқи һәққидики әйибләшләр хәлқарадики аммиви тор бекәтлириниң муназирә темилириға айланди.
2013-07-30
30-Июл күни хебий өлкилик оттура сот 2008-йили йүз бәргән японийәгә експорт қилинған зәһәрлик җувава делосидики гумандар лу йөтиң үстидин сот ачқан.
2013-07-30
18-Нөвәтлик америка-хитай кишилик һоқуқ диалоги 30-июл күни хитайниң кунмиң шәһиридә башланди. Икки күн давамлишидиған бу қетимқи сөһбәттә қандақ мәсилиләрниң оттуриға қоюлуши хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә мәтбуатларниң диққитини қозғимақта.
2013-07-29
Дуняниң һәр қайси җайлирида яшаватқан уйғурлар истанбулға кәлгәндә көрүшүшни арзу қилидиған сәнәтчиләрдин бири нәҗати шашмаз, йәни филимдики исми билән полат аләмдар рамизан ейи мунасивити билән уйғурларға салам йоллиди.
2013-07-29
Мәлум болушичә, 5-июлдин кейин из-дерәксиз ғайиб болғанлардин бири ярдәмчи сақчи болуп, у вәқә йүз бәргән күни форма кийими билән болмиғачқа, намайишчилар қатарида тутуп кетилип ғайиб болған.
2013-07-29
Кишилик һоқуқ тәшкилатлири америка-хитай кишилик һоқуқ диалогиниң мәнилик өткүзүлүшини, диалогда америка вәкилләр өмикиниң уйғур мәсилисини кәскин оттуриға қоюп, бир нәтиҗә һасил қилишини үмид қилди.
2013-07-29
1937-Йили, 7-айниң 7-күнидики лугочав вәқәсидин кейин японийә-җуңго уруши рәсмий башланди. японийә армийиси кәң көләмдә шималий җуңгоға һуҗум башлиди.
2013-07-29
Мюнхен шәһиридики д у қ вәкиллири бу йиллиқ рамзан киргәндин буян чәтәл дипломатлириниң иптарлиқ зияпәтлиригә дахил болуп вә уларни иптарға тәклип қилип, уйғурлар мәсилиси бойичә кәң даирилик сөһбәт өткүзүш пурсәтлиригә еришкән.
2013-07-29
Мәлум болушичә, шинҗаң малийә-иқтисад университети билән җуңго тил истратегийиси тәтқиқат мәркизи бирликтә түзгән уйғур тили сәвийә синаш имтиһани (в й с к) лайиһиси йеқинда үрүмчидә мутәхәссисләрниң баһалап бекитишигә сунулған.