Архип
2013-07-16
Хитайниң һөкүмәт хәвәрлиридә 12-июл күни хотән қарақаш наһийиси маңлай сақчиханисиниң башлиқи 43 яшлиқ әхмәт тохти мәттурсунниң 25 күн өйигә қайтмай, муқимлиқ хизмити ишлигәнлик сәвәбидин, чарчап өлгәнлик хәвири берилгәндин кейин, бу хәвәр хәлқара мәтбуатлар вә тордашлар арисида җиддий инкас қозғиди.
2013-07-16
Уйғур елидики ишләпчиқириш қурулуш армийиси 3-девизийисигә қарашлиқ тумшуқ шәһиридики мәхәт иминниң өйи мәҗбурий чеқиветилгәндин кейин, даириләр мәхәт имингә төләм төләп беришниң орниға униңға әрз қилмаслиқ һәққидә түрлүк тәһдитләрни қилған.
2013-07-16
Хитайдики бир алий мәктәп оқуғучиси өткән һәптә гуаңдуң қизил крест җәмийитигә хәт йезип, 2010-йили бир йил ичидә ианә қилинған адәм органлири вә һәрқайси дохтурханиларниң ианә қилинған адәм органлири үчүн қизил крест җәмийитигә “ианә қилған пули” қатарлиқлар һәққидики тәпсилатларни җәмийәткә ашкарилашни тәләп қилған.
2013-07-16
Хитайниң мәҗруһлар маарипидики түрлүк чәклимә вә тосалғулар хәлқара җәмийәтниң күчлүк диққитини қозғимақта.
2013-07-16
Үрүмчи шәһәрлик һөкүмәт бу һәптә,һәрқайси аһалиләр районлириға уқтуруш тарқитип, аммини өзини мухбир ативалғанларниң телефон зияритини қобул қилмаслиққа вә бу әһвалларни дәрһал инкас қилишқа агаһландурған.Хәлқара мухбирлар тәшкилати буниңға инкас қайтуруп, бу хитай даирилириниң районда йүз бәргән бирқатар тоқунушлардин кейинки учурни қамал қилишта қолланған васитиси икәнликини тәкитлиди.
2013-07-15
Америка дөләт ишлар министирлиқи йеқинда елан қилған адәм бидикчилик доклатида, хитайниң адәм бидикчиликигә қарши туруш җәһәттики ипадисиниң начарлишишиға қарап, илгирики 2-дәриҗилик дөләттин, техиму начар 3-дәриҗилик дөләтләр тизимликигә киргүзүлгән.
2013-07-15
“җуңгодики ислаһат” журнилиниң илгирики башлиқи фирансийә хәлқара радиосида елан қилған сөһбитидә, хитайниң һазирқи сиясити хитайда йүз бериватқан вә йүз беридиған қаршилиқ һәрикәтлириниң сәвәбчиси икәнликини илгири сүрди.
2013-07-15
Муқәддәс рози ейида дуняниң һәрқайси җайлиридики мусулманларниң дәрт - пәрятлирини аңлитиш үчүн түркийидә һәр хил паалийәтләр уюштурулмақта. Булардин бири 14 - июл күни ахшам әнқәрәниң синҗан районлуқ һөкүмәтниң йиғин залида өткүзүди.
2013-07-15
Уйғур илида диний реҗим күнсири еғирлишиватқан, уйғур хәлқи етиқад әркинликиниң санақсиз тәқиплири астида азап тартиватқан бир чағда, чәтәлләрдики уйғурлар өзлиригә нисип болған һөр һаятни қәдирләп, рамизанни миллий вә диний өрп - адәтлиригә уйғун рәвиштә көңүллүк өткүзүшкә тиришмақта.
2013-07-15
Исламабадтики хитай әлчиханисиниң тор бетидә көрситилишичә, исламабадтики хитай әлчиханисигә техи йеқинда баш әлчиликкә тәйинләнгән сун ведуң пакистандики хитай муһаҗирлири билән учиришиш зияпити өткүзгән. Пакистандики бир қисим уйғурларниң билдүрүшичә, учиришиш зияпитигә шу йәрдики бир қисим уйғурларму қатнашқан.
2013-07-15
7 - Айниң 6 - күни шинҗаң телевизийә истансиси пичан вәқәси һәққидә уйғурчә программа тарқатти. Униңда хитай мухбир, 26 - июн пичандики базарлиқ сақчиханиға һуҗум қилиш җәрянида әсиргә чүшүп қалған пидаийлардин әли ибраһимни зиярәт қилди.
2013-07-15
Вәтәндин айрилғиниға 14 йил болған канада пуқраси әркин қурбан(текәс) йеқинда өз ана вәтини уйғур дияриниң үрүмчи, ғулҗа қатарлиқ шәһәрлиридә 45 күн зиярәттә болди вә зияритимизни қобул қилип,вәтәндә дуч кәлгән әһваллар вә көргән билгәнлирини аңлатти.
2013-07-15
Уйғурбиз тор бети ашкарилиған бир тәшвиқат вариқидин мәлум болушичә, ғулҗа наһийисиниң байтоқай йезисида диний паалийәтләрдә 10 ға рухсәт қилмаслиқ түзүми йолға қоюлған.
2013-07-15
Уйғур аптоном районлуқ иттипақ комитетиниң доклатидин мәлум болушичә, мәзкур комитет уйғур елидики 23 алий вә оттура техником оқуғучилирини тәтил мәзгилидә муқимлиқ тәшвиқат хизмитигә қатнишишқа тәшкиллигән.
2013-07-15
Тәйвән президенти ма йиңҗю бүгүн тәйбейда өткүзүлгән бир қетимлиқ қурбанларни хатириләш му расимида сөз қилип, тәйвәндә 1947 - йили йүз бәргән 22 - фиврал қанлиқ вәқәсиниң қурбанлиридин йәнә бир қетим әпу сориди.