Архип
2013-07-11
Чаршәнбә күни әтигән намәлум кишиләр хитайниң америка пайтәхти вашингтондики әлчиханисиниң дәрвазисиға йоған қара хәт билән “чеқилиду” дегән хәтни йезип қойған.
2013-07-11
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит бүгүн мәхсус баянат елан қилип, хитай һөкүмитидин рамзан мәзгилидә уйғурларниң диний вә миллий өрп-адәтлиригә һөрмәт қилишни, уйғурларниң әркин роза тутуши вә яки башқа диний паалийәтләр билән шуғуллинишини чәклимәсликни тәләп қилди.
2013-07-11
Америка дөләт мәҗлисигә қарашлиқ хәлқара диний әркинлик комитети чаршәнбә күни мәхсус уйғурлар һәққидә баянат елан қилип, хитай һөкүмитини рамзан мәзгилидә уйғурларниң диний паалийәтлиригә қаратқан зораванлиқ һәрикәтлирини вә чәклимилирини дәрһал тохтитишқа чақирди.
2013-07-11
2-Июл күни қарамай шәһәрлик муқимлиқни қоғдаш рәһбәрлик гурупписи диний йосунда кийингән аяллар яки сақал қойған әрләрни барлиқ аммиви сорунлардин чәкләш һәққидә җиддий уқтуруш тарқатти.
2013-07-11
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати уруш җинайәтлири мәһкимиси тәрипидин инсанийәткә қарши җинайәт ишләш билән әйибләнгән сабиқ серб қомандан ратко миладич үстидики “ирқий қирғинчилиқ қилиш” җинайити өткән йил 6-айда йетәрлик испат йоқ, дегән сәвәб билән әмәлдин қалдурулған иди.
2013-07-10
Шәрқий түркистанда арқиму-арқа йүзбәргән наразилиқ һуҗумлири вә қан төкүлүшләргә уйғурларниң байлиқини булаң-талаң қиливатқан хитай кархана, ширкәтлириниңму еғир мәсулийити бар.
2013-07-10
Америка-хитай истратегийә вә иқтисад сөһбити бүгүн ечилиш мурасими билән рәсмий башланди. Сөһбәтләрдә сиясәттин иқтисадқичә музакирә қилинидиған нурғун мәсилиләр болсиму, әмма буларниң ичидики әң муһиминиң йәнила интернет тор бихәтәрлики мәсилиси болидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.
2013-07-10
Илһам тохти әпәнди 5-июл үрүмчи вәқәсиниң төт йиллиқ хатирә күнидә уйғурбиз торида 5-июл үрүмчи вәқәсидә ғайиб болғанлар һәққидә очуқ хәт елан қилип, хитай һөкүмәт даирилиридин ғайиблар тоғрисида қайил қиларлиқ җаваб беришни тәләп қилди.
2013-07-10
5-Июл үрүмчи вәқәсиниң 4 йиллиқини хатириләш алдида турпан, лүкчүндә вәқә чиқиши түркләрниң диққәт етибарини йәнә бир қетим уйғурларға тартқан иди. 26-Июндин бүгүнгичә түрк мәтбуатлирида аз болсиму уйғур мәсилисигә орун берилмәктә.
2013-07-10
Йеқинда японийәдә дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси илһам мәхмутниң “японийәдики хитайни қоллайдиғанлар вә өз вәтинини сатидиғанлар” намлиқ сиясий мулаһизә мақалиси елан қилинған.
2013-07-10
Германийәниң мюнхен шәһиридә 5-июл күни германийә хәлқара инсан һәқлири тәшкилати тәрипидин хитайдики мәһбусларниң ички әзалирини елип сетишқа қарши көргәзмә вә тәшвиқат паалийити уюштурулди.
2013-07-10
Йиллардин бири, голландийәдики уйғурларниң рамзан айлиридики паалийәтлири, вақит вә орунниң чәклимисигә учрап җиддийчилик вә хиҗилчилиқ ичидә өткән иди. Бу йил “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” уйғурлар үчүн муқим йәр һазирлиғандин бери, улар бу ғәмдин қутулди.
2013-07-10
Қазақистан уйғур әдәбиятида уйғурларниң өтмүш тарихи, болупму азадлиқ, әркинлик үчүн йүргүзгән күриши һәққидә йезилған әсәрләр көпләп санилиду. Шулар қатариға атақлиқ язғучи турған тохтәмофниң “сәргәрдан” намлиқ романиму кириду.
2013-07-10
Турпан вилайәтлик җәмийәтни омумумйүзлүк түзәш комитети 7-июл күни уқтуруш чүшүрүп 3 хил қанунсиз қилмиш һәққидә йип учи бәргәнләргә 500 йүәндин 10 миң йүәнгичә мукапат беридиғанлиқини уқтурған.
2013-07-10
1989-Йилидики тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң мәшһур йетәкчиси өркәш дөләт бүгүн тәйбейдики бир паалийити давамида уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимға 2009-йили тәйвәнгә келиш визиси берилмигәнлик мәсилисини тилға елип президент ма йиңҗюни тәнқид қилған.