Архип
2013-07-10
Америкиниң бейҗиңдики әлчиханиси, президент обаманиң рамзан тәбрикнамисини уйғурчиға тәрҗимә қилип, бүгүн уни әлчихана тор бетидә елан қилған.
2013-07-10
Маралбеишиниң сериқбуя, пичанниң лүкчүн вә хотәнниң қариқаш дәря бойлирида йүз бәргән хитай сақчи вә көчмәнлирини боғузлап өлтүрүш вәқәлиридин әндишигә чүшкән хитай даирилири әслидинла көп болған бихәтәрлик тәдбирлиригә йәнә бир қатар йеңи тәдбирләрни қатқан.
2013-07-10
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң йәрлик мәнбәләрдин игилишичә, хитайниң ават наһийилик сот мәһкимисидә ишләйдиған бир уйғур хадими өзи қатнашқан бир соттики учурларни достлириға қол телефони арқилиқ йәткүзгәнлики үчүн хизмәттин тохтитиш җазасиға учриған.
2013-07-09
Уйғур елиниң қәшқәр, тоқсун, үрүмчи қатарлиқ җайлиридики уйғурлардин игә болған учурлиримиздин, хитай даирилириниң йеқинқи вәқәләрдин кейин бу рамизанда техиму қаттиқ тәдбирләр арқилиқ уйғур мусулманлириниң йоллуқ диний паалийәтлиригә тосқунлуқ қиливатқанлиқи ашкариланди.
2013-07-09
8-Июл пүтүн дуня мусулманлири бир айлиқ роза тутушни башлиған хасийәтлик күндә, дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит радиомиз зияритини қобул қилип, уйғурларниң қатму-қат бесим вә чәклимиләр ичидә рамзан ейини күтүвалғанлиқини билдүрди.
2013-07-09
Хитайниң уйғур районлуқ җ х назарити йеқинда 11 нәпәр уйғур яш үстидин чиқарған тутуш буйруқида, булардин икки нәпириниң қарақаш дәрясиниң су тосмисини ясаватқан ишчиларни өлтүрүш вәқәсигә четишлиқ икәнликини баян қилған.
2013-07-09
6-Июл тибәт роһаний даһийси далай ламаниң 78 яшқа киргән туғулған күни. Бу күни көплигән тибәтләр районлирида тәбрикләш паалийәтлири өткүзүлди.
2013-07-09
Америка дөләт мәҗлиси қармиқидики диний әркинлик комитети дүшәнбә күни обама һөкүмитигә чақириқ елан қилип, уларни хитайдики диний вә сиясий мәһбусларниң вәзийитигә диққәт қилишқа чақирди.
2013-07-09
Америка президенти барак обама 8-июл күни өзи вә 1-ханиш мишал обама намида баянат елан қилип, америка вә дуняниң һәрқайси җайлиридики барлиқ мусулманларниң рамзан ейини тәбрикләп, мусулманларға гүзәл тиләкләр тилиди.
2013-07-09
9-Июл сәйшәнбә күни японийә 2013-йиллиқ дөләт мудапиәси ақ ташлиқ китабини елан қилди. Америка авазиниң бу һәқтә бәргән хәвиридә “японийә хитайниң сенкаку арилидики паалийәтлириниң японийигә хәтәр вә бесим елип келиватқанлиқини билдүрүш билән биллә, хитайниң һәрбий хам чотида хәлқараға ашкара болушини йәнә бир қетим тәләп қилди” дегән баянлар берилди.
2013-07-09
Белгийәниң пайтәхти бирюсселда чақирилған вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң 15-нөвәтлик иҗраийә һәйити йиғинида уйғурлар тоғрисида хитабнамә мақулланди.
2013-07-09
8-Июл күни җяңсуниң чаңҗу шәһиридики топ тарқитиш базириниң тохтитилғанлиқиға наразилиқ билдүргән содигәрләр билән сақчилар арисида тоқунуш йүз бәрди.
2013-07-09
7-Июл күни германийәниң мюнхен шәһиридә икки чоң паалийәт өткүзүлди. Бири, явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң орунлаштуруши билән д у қ хизмәт бинасида шеһитлар роһиға атап қуран тилавәт қилинди.
2013-07-09
Канада уйғур җәмийитиниң рәиси қеюм мәсимоф ванковер шәһиридики уйғур җамаити билән бирликтә 5-июл үрүмчи вәқәсиниң 4 йиллиқи мунасивити билән өткүзүлгән намайишқа иштирак қилди.
2013-07-09
Пакистан баш министири наваз шәрифниң хитайдики зиярити җәрянида өткүзгән сөһбәтлиридә иқтисадий һәмкарлиқ, район бихәтәрликидин башқа шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилати тоғрисида тәпсилий сөһбәттә болған.