Архип
2013-08-31
Хитай даирилири йилқичи қирғинчилиқидин кейин терроризмға қарши туридиған мәхсус һәрикәт гурупписи қуруп чиққанлиқини елан қилди.
2013-08-31
Күрәш көсәнниң йошурунчә чәтәлгә чиқип кетиши үрүмчидики сақчи орунлири вә һөкүмәтниң мунасивәтлик органлирини җиддийләштүрүветиду. Гәрчә униң аилисидики ата - ана вә қериндашлири күрәш көсән һәққидә җәмийәттә тарқалған һәр хил вәһимилик гәп - сөзләрдин тәшвишләнсиму, лекин униң әркин дуняға сақ - саламәт чиқип кәткәнликидин хатирҗәмлик һес қилиду.
2013-08-31
Биз чүштин кейин саәт бәшләргә үлгүрүп җигдиликкә бардуқ. Параңлишип тураттуқ, уларму йетип кәлди. Йирақтин көрүш билән ясин ”әнә шулар сиз билән көрүшмәкчи болған адәмләр” дәп көрсәтти.
2013-08-31
Японийә дөләт мудапиә вәзири шәнбә күни келәр йиллиқ дөләт мудапиә хамчотини йәнә 3 пирсәнт көпәйтишкә тиришиватқанлиқини ейтти.
2013-08-31
Америка президенти обама җүмә күни сүрийә һөкүмитиниң химийилик қорал ишләткәнликигә сүкүт қилишқа болмайдиғанлиқини билдүрди.
2013-08-31
Радиомизниң игилишичә, қағилиқ йилқичи вәқәсидин кейин қәшқәргә террорлуққа қарши туруш әтрити киргән болуп, нөвәттә қәшқәрдә бир хил ақ террорлуқ кәйпияти һөкүм сүрмәктә икән.
2013-08-31
300-400 Намайишчи хитай қораллиқ қисимлири тәрипидин оққа тутулған “ханериқ вәқәси” йүз берип аридин бир қанчә һәптә өткәндин кейин, “ню-йорк вақти” гезити мухбири андуру җәйкоп ханериққа барған вә йәрликләр билән сөһбәт өткүзүшкә тиришқан.
2013-08-31
Қағилиқниң йилқичи йезисида йүз бәргән 20 - авғуст қанлиқ бастуруш вәқәсини ениқлашлиримиз давамида мәзкур йеза вә униң билән чегридаш йезиларда бултур вә бу йил ичидә чоң - кичик болуп аз дегәндә 4 қетим вәқә йүз бәргәнлики ашкариланди.
2013-08-31
Уйғур елидә “ана тил маарипини” ни тәшәббус қилип кәлгән уйғур зиялийси абдувәли аюп, “шинҗаң хәлқара ана тил чәклик һәссидарлиқ ширкити” мудири муһәммәд сидиқ вә қануний вәкили диляр обул әпәндиләрни “қанунсиз ианә йиғиш җинайити” билән тутуп кәткән.
2013-08-31
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, америка даирилири өткән һәптә дәмәшқ сирти елип берилған химийилик қорал һуҗумида әсәд мустәбит һакимийитиниң қоли барлиқини елан қилди.
2013-08-31
Хитай мәркизи телевизийә истансиси 8-айниң 28-күни 127 яшлиқ хитайдики әң узун өмүр көргүчи алмихан сейитниң аниниң иш паалийәтлирини тонуштуруп, униң дуня җинс рекортиға өзини илтимас қилиш арзусиниң барлиқини елан қилған.
2013-08-31
“йәршари вақит гезити” дә елан қилинған йилқичи вәқәси тоғрисидики хәвәрдә, вәқәдә өлгән 20 дин артуқ уйғур тоғрисида яки қолға елинғанлар тоғрисида бирәр җүмлә әскәртишму йоқ.
2013-08-31
Йеқинда голландийәгә панаһлиқ тиләп кәлгән бир аилә кишилириниң билдүрүшичә, улар хитайлар кечик балиларға йегүзүватқан әмләш дорилириниң балиларға қарита әкс тәсири барлиқини туюп қалған вә мунасивәтлик даириләр үстидин әрз сунған.
2013-08-30
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлирини әслитип отимиз.
2013-08-30
Хитай ахбарат васитилириниң мәлуматиға қариғанда, 30-авғуст әтигән үрүмчидә 5.1 Бал йәр тәвригән. Йәр тәврәштә бәзи биналарға дәз кәткән.