Архип
2013-08-26
8-Айниң 23-күни д у қ қурултийи тәтқиқат мәркизиниң муавин рәиси доктор турмуһәммәт һашим токйодики хәлқара кәчүрүм тәшкилати шөбиси, тибәт вәкили шундақла японийидики бир қисим аммий тәшкилатларниң мәсуллири билән учришиш елип барған.
2013-08-26
Заманивий уйғур нәшриятчилиқиниң тарихини сүрүштүргәндә 1940 - йилларниң оттурилирида сабиқ совет иттипақи һөкүмити ташкәнттә тәсис қилған “шәрқ һәқиқити” нәшрияти интайин муһим орун тутиду.
2013-08-26
Биз һәммимиз мусулманлиқ сүпитимиз билән чоң бир ислам аилисигә мәнсупмиз. Бизниң бу аилимиз “үммәт”дәп атилиду.
2013-08-26
Радиомиз уйғур бөлүми игилигән әһваллардин мәлум болушичә, 20 - авғуст күни қарғилиқниң йилқичи йезиси сериқата кәнтидики чөллүктә, уйғурлар террорлуқ гумани билән сақчилар тәрипидин оққа тутулған.
2013-08-26
23 - Авғуст күни үрүмчидә аптомобил соқувәткән икки нәпәр уйғур тазилиқ ишчисиниң бири нәқ мәйданда өлүп, йәнә бири еғир яриланди.
2013-08-26
Уйғур мәсилиси һәққидики пикир - көз қарашлири сәвәблик хитай һөкүмити тәрипидин сәзгүр шәхс дәп қарилип, көп қетим нәзәрбәнд астиға елинған уйғур зиялийси илһам тохти,бу йил язда уйғур елидики туғқан йоқлаш зияритидә даириләр тәрипидин йәнә тәқип қилинишқа учриди.
2013-08-26
Йеқиндин буян хитайда пичақ, қиңғирақ қатарлиқлар билән кишиләргә һуҗум қилиш вәқәлириниң көпийиши мәтбуатларниң диққитини қозғиди.25 - Авғуст йәкшәнбә күни кечидә, сичүән өлкисиниң чеңду шәһиридә кочида қиңғирақ билән адәм чанаш вәқәси йүз берип, 4 адәм өлүп,11 адәм яриланди.
2013-08-26
Хитайда қанун арқилиқ дөләт башқурушни тәшәббус қилған,хуадуң қанун университетиниң дотсенти җаң шөҗуң өткән һәптә дәрси тохтилиғанлиқи һәққидики уқтурушни тапшурувалған.
2013-08-24
Хитайда қанун билән идарә қилиш пикрини илгири сүрүп, хитай рәһбәрлирини қанун билән идарә қилишқа чақирған профессор дәрс сәһнисидин һәйдәлгән.
2013-08-24
Пәйшәнбә күнидин буян сотлиниватқан чуңчиңниң сабиқ шәһәр башлиқи бо шиләй өзигә артилған бәзи җинайәтләрни тән алди вә амминиң пулиға кәлгәндә таза сәмимий болуп кетәлмигәнликини билдүрди.
2013-08-24
Мәлуматларға қариғанда, америка президенти обама сүрийәдики тоқунушқа һәрбий арилишиш чарисини ойлишиватқан болуп, америка нөвәттә оттура деңиздики һәрбий парахотлирини көпәйтишкә башлиған.
2013-08-24
1995 - Йилидин башлап коллектип сорунларда нахша ейтиши чәкләнгән күрәш көсән вәтәндики әң ахирқи күнлирини еғир бесим ичидә өткүзиду. Бир сәнәткар болуш сүпити билән әркин иҗадийәт елип баралмаслиқ һәмдә өз хәлқиниң қучиқидин сүний рәвиштә айрип ташлиниш азаби уни тинимсиз қийнайду.
2013-08-24
Тәрҗиман арқилиқ униң уйғур икәнликини вә тарим чөлигә қандақ келип қалғанлиқини аңлиғандин кейин, бу адәм көп җапа чәккән икән, униңға ярдәм қилиш керәк, нәдә туримән десә шу йәргә орунлаштуруп қоюңлар, дәп у адәмниң өзиниң тәлипи бойичә үрүмчи шәһиригә елип келип орунлаштурупту, деди.
2013-08-23
Үрүмчидики ғайиплар аилә - тавабатлиридин мәрәмниса турдиға муһаҗирәттики уйғурлар тәрипидин берилгән 3000 сом ярдәм пул, үрүмчиниң хотән йоли сақчиханиси тәрипидин һейтниң һарпа күни тартивелинған иди. Мухбиримиз бүгүн үрүмчидики мунасивәтлик сақчи органлириға телефон қилип, мәзкур әһвал һәққидә җүмлидин чәтәлдин кәлгән ярдәм пулни елишқа болмайду дәйдиған бир бәлгилиминиң бар - йоқлуқи һәққидә мәлумат игилиди.
2013-08-23
Уйғур аптоном райониниң алий маарипида, болупму алий мәктәпләрниң җуғрапийәлик тарқилишида узақтин буян мәвҗут болуп кәлгән район тәкшисизлики нөвәттә вәтән ичи вә сиртидики зиялийларниң муназирә темиси болмақта.