Архип
2014-12-31
Нур бәкри хитай дөләтлик тәрәққият - ислаһат комитетиниң муавин мудирлиқи, ениргийә идарисиниң башлиқлиқиға йөткилип, униң һоқуқини аптоном районлуқ хәлқ қурултийи мудири шөһрәт закир өткүзүвалди. Йеңи йил һарписидики бу тасадипилиқни һечким бурун пәрәз қилмиған иди.
2014-12-31
Игилишимизчә, даириләр үчтурпан наһийәсидә олтурушлуқ бир уйғур яшни кәлпиндә наһәқ етиветилгән 17 яшлиқ абдулбаситниң өлүм хәвирини үндидарға йоллиғанлиқи сәвәблик 17 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған.
2014-12-31
Түркийәдики аммивий тәшкилатлар тайландтики 300 уйғурни түркийәгә елип келишни тәләп қилип, һәр хил паалийәтләрни оюштурмақта. 12 - Айниң 27 - күни түркийә доған хәвәр агентлиқи тайланд һөкүмитиниң 300 уйғурни хитайға қайтуруп беришни қарар қилғанлиқи тоғрисидики хәвәрни илан қилғандин кейин, түркийәдики аммивий тәшкилатлар түркийәниң һәрқайси вилайәтлиридә арқа - арқидин намайиш, мухбирларға баянат бериш вә қол қоюш паалийәтлири өткүзүп, түрк һөкүмитини тайландтики 300 уйғурни түркийәгә елип келишкә чақирмақта.
2014-12-31
Хитай вә бир қисим хәлқаралиқ ахбаратларниң хәвәр қилишичә, 2013-йили 26-июн әтигән саәт 06:00 әтрапида турпан вилайитиниң пичан наһийиси лүкчүн базирида, сақчихана вә йәрлик һөкүмәт бинаси шундақла бир қурулуш орниға һуҗум қилиш вәқәси йүз берип 27 адәм қаза қилғанлиқи билдүрүлгән иди.
2014-12-31
Моңғул кишилик һоқуқ паалийәтчиси хада 9 - декабир 19 йиллиқ қамақ җазасини тамамлап, хитай түрмисидин қоюп берилгән болсиму, әмма сақчи даирилири назаритини күчәйтип,униң барлиқ һәрикәтлиригә чәк қоюп, чәтәл мухбирлириниң зияритини қобул қилишини чәклигән шундақла униң аилә телефони түрлүк тосалғуларға учрап. Сирт билән алақилишиш мумкин болмиған, һәтта оғли вуреңениң сиртқа чиқип ишлишиму чәкләнгән. Аилә әзалири иқтисадий җәһәттин зор қийинчилиқларға учриған шундақла хаданиң саламәтлики күндин - күнгә начарлишип кәткән.
2014-12-31
Қазақистанлиқ уйғурлар өзлириниң өтмүш тарихи, мәдәнийити, әдәбияти, маарипи вә башқа саһәлиридә йүз бәргән муһим вәқәләрни әсләш, бүйүк намайәндилири һөрмитигә аммивий паалийәтләрни өткүзүш вә башқа паалийәтләргә алаһидә көңүл бөлүп кәлмәктә. Шу җүмлидин әдәбият саһәсидиму бир қатар паалийәтләр өткүзүлди.
2014-12-31
Шиветисийә пайтәхти ситокхолимдики тайланд әлчиханси алдида, тайланд турмисидә тутуп туруватқан 300нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп бәрмәсликни тәләп қилип намайиш өткүзүлди.
2014-12-31
Гуәнтанамо түрмисидә тутуп турулуватқан бәш адәм қазақистан тәрипидин қобул қилинип, сәйшәнбә күни қазақистанға әвәтилгән.
2014-12-31
Хитай сот даирилири наһәқ өлүмгә һөкүм қилинған яш үчүн икки милйон сом төләм төләшни қарар қилди. Фирансийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 1996 - йили, ички моңғул сот даирилири тәрипидин бир аялни булап, өлтүрүветиш җинайити билән әйиблинип, өлүм җазасиға һөкүм қилинип иҗра қилинған 18 яшлиқ моңғул яш хугҗилтуниң делоси йеқинда ениқлинип, униң наһәқ түрдә қарилинип, өлүмгә һөкүм қилинғанлиқи ашкариланған иди. Униң ата - анисиниң әрз қилиши вә төләм тәләп қилиши нәтиҗисидә, ички моңғул сот даирилири мәзкур дело үчүн 2милйон 59 миң сом төләм пули беришни қарар қилған. Бу америка доллириға сундурғанда 330 миң долларға тоғра келидикән.
2014-12-31
Хитай һөкүмитиниң “милләтләр иттипақлиқини күчәйтиш”, “диний радикалиққа қарши туруш” тәшвиқатлириниң күчийишигә әгишип, хитай һөкүмити мәбләғ аҗритип ишләп чиқилған “муз таққа кәлгән меһман” операси 30 - декабир күни бейҗиңда турушлуқ уйғур елидин кәлгән уйғур вә башқа милләт оқуғучилири һәм кадирлири үчүн коллектип шәкилдә көрситилди.
2014-12-31
Русийә президенти путин“қиримниң русийә тәркипигә қайтип келиши русийә тарихиниң муһим дәври” дәп көрсәтти. Бу сөзини владимир путин 31 - декабир күни пүтүн русийә хәлқиниң йеңи йилини тәбрикләп, сөзлигән телевизийә нуқтида ейтқан.
2014-12-31
Гуаңдуң өлкисиниң фошән шәһиридә йеңи йил һарписида, йәни 31 - декабир күни чүштин бурун саәт 9 йеримда газ партлаш вәқәси йүз берип, аз дегәндә 17 адәм өлгән вә 33 адәм яриланған. яриланғанларниң көпинчисиниң яриси еғир икән
2014-12-31
Миладийә 2014 - йилини узутуп, 2015 - йилини күтүвелиш мурасимлири дуняниң һәр қайси җайлирида һәр хил мәзмунлар билән өткүзүлмәктә. Йеңи йил мунасивити билән һәр қайси мәмликәт рәһбәрлириму телевизийә нутиқи сөзләп, 2015 - йилиниң өзлири үчүн зор нәтиҗилик болушиға тиләкдашлиқини билдүрмәктә.
2014-12-30
Уйғур рәһбири, д у қ рәиси рабийә қадир ханим 30-декабир радиомизда йеңи йиллиқ сөһбәт елан қилди. У, хитай һөкүмитини шәрқий түркистан мәсилисини сөһбәт арқилиқ тинч һәл қилишқа чақирип, өзиниң сөһбәт өткүзүшкә тәйяр икәнликини билдүрди.
2014-12-30
3 яшлиқ абдулланиң туберкулюз кесәллики билән тайландтики мәлум бир дохтурханида қаза қилиши муһаҗирәттики уйғур җамаәтчиликидә күчлүк инкас пәйда қилди.