Архип
2015-01-04
Русийә һөкүмити 1 - январдин башлап, өзбекистан вә таҗикистан пуқралириниң русийәгә келиши үчүн чәтәлгә чиқиш паспорти тәләп қилидиғанлиқи, әгәр мундақ паспорт болмиса, бурунқидәк әркин келишкә йол қоймайдиғанлиқини елан қилған.
2015-01-04
Русийә ташқи ишлар министирлики русийәниң 5 - январ күни германийәниң берлин шәһиридә өткүзүлидиған украина мәсилисигә аит хәлқаралиқ йиғинға қатнишидиғанлиқини билдүргән.
2015-01-03
Һәшқалла, һәшқалла.... Арип өзини йоқитипла қойди. Чүнки униңдәк бир “көкәрмә” гә шу заман муһитида мундақ бир намдар адәм әмәс, адәттики моллиларму бу йосунда илтипатлиқ муамилә қилиши мумкин әмәс иди.
2015-01-03
Әнгилийәдин чиқидиған BBC агентлиқи йеқинда уйғур елигә мухбир әвәтип мәхсус хәвәр ишлигән вә уйғурларниң нөвәттики вәзийитини сүрәтләшкә тиришқан.
2015-01-03
Америкилиқ рәссам җой боствик уйғур елигә келип йәрләшкән вә уйғурларниң күндилик һаяти - паалийити тәсвирләнгән рәсимлири арқилиқ район миқясида көзгә көрүнгән рәссамларниң биригә айланған.
2015-01-03
Google Елхәт мулазимити өткән һәптә хитайда туюқсиз тохтап қалғандин кейин, 2 - январдин башлап аста - аста әслигә келишкә башлиған.
2015-01-03
2 - январ, ақсарай даирилири шималий корейәгә “сонй” ширкитигә қаритилған тор һуҗуми сәвәблик йеңи иқтисадий ембарго қойғанлиқини билдүрди.
2015-01-02
2014 - Йилниң ахириқи икки ейида, уйғур елиниң һәрқайси наһийә, шәһәр, вилайәтлиридә даириләр аталмиш очуқ сот ечип, җазаға һөкүм қилиш, йүз бәргән вәқәләрдин кейинки тәкшүрүш - тутқун қилиш йоллири билән уйғурларни өлүм җазаси вә муддәтсиз, муддәтлик қамақ җазалириға һөкүм қилди.
2015-01-02
Һазир түркийәни идарә қиливатқан адаләт вә тәрәққият партийәсиниң диярбақирдин сайланған парламент әзаси җүмә ичтән әпәндиниң үрүмчидә елип бериватқан зиярити җәрянида, иҗтимаий таратқулар арқилиқ тарқатқан уйғур мәсилиси тоғрисида бәргән баянати түрк хәлқиниң қаттиқ наразилиқиға учриди.
2015-01-02
1 - январ токйодики ясукуни мазарлиқи алдида японийәдә оқуватқан ичкий моңғул яшлири кишилик һоқуқ паалийәтчиси хада үчүн ианә топлаш паалийити елип барди.
2015-01-02
Йеқинқи вақиттин буян, болупму қазақистан вә русийәниң аммивий ахбарат васитилиридә русийә, қазақистан вә белорусийәдин тәркиб тапқан “явро - асия иқтисадий иттипақи” тәшкилатиниң қурулуши вә униң келәчәк паалийити һәққидә көплигән мақалиләр елан қилинмақта.
2015-01-02
Йеқиндин бири уйғур елида уйғурлар арисида паспортсиз чәтәлгә чиқиш долқуни әвҗгә чиққан болуп, сирттин киргән һиҗрәт тәшвиқати нурғун уйғурларни йәр - маканлирини, қолида бар һәр нәрсисини сетип чәтәлләргә һиҗрәт қилишқа үндимәктә икән.
2015-01-02
Америка һөкүмити җүмә күни шималий корейәниң соний филим ширкитигә қилған тор һуҗумини җазалап, униңға йеңи ембарго қойди. Ембарго юқири дәриҗилик шималий корейә әмәлдарлирини, дөләт мудапиәсигә четишлиқ тармақлирини нишан қилған.
2015-01-02
Хитай ярдәмчи ташқи ишлар министири җаң куншиң вәзиписидин елип ташлинип тәкшүрүлүшкә башлиған. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, җаң куншиң бу органдики интизамға хилаплиқ қилиш билән әйиблинип тәкшүрүлүшкә башлиған 4 әмәлдарниң бири икән.
2015-01-02
Уйғур аптоном райониниң “диний ишлар башқуруш чариси” бу йил 1-январдин башлап рәсмий йолға қоюлушқа башлиди. 2014-Йили 28-ноябир күни уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи тәрипидин мақулланған мәзкур чаридә, диний сорун, диний паалийәтләрни техиму қаттиқ контрол қилиш оттуриға қоюлған.