Архип
2015-10-21
Алматада “милләтләр ара достлуқни мустәһкәмләш” кә аит илмий муһакимә йиғинида милләтләр вә динлар ара достлуқ һәм разимәнлик, хәлқиниң хатирҗәмлики вә дөләтниң хәлқарадики абруйини сақлаш темилирида муһакимиләр болди.
2015-10-21
Чаршәнбә күни, филиппинда 2 хитай дипломатик әмәлдари өлтүрүлүп, бир дипломатик әмәлдари яриланған. Вәқәдә, филиппинниң себу шәһиридә турушлуқ хитай консулханисиниң муавин баш консули сүн шән, консулхана малийә әмәлдари ли хуй өлтүрүлгән. Баш консули соң роңхуа яриланған.
2015-10-21
Әнглийә ишчилар партийәсиниң рәһбири җәримий корбин хитай рәиси ши җинпиң билән көрүшкәндә кишилик һоқуқ мәсилисини тилға алған.
2015-10-21
Хитай рәиси ши җинпиңниң әнглийә зияритини тәнқид қилған баш вәзир дәйвид камеронниң сабиқ истратегийә мәслиһәтчиси стев һилтон бир коммунист рәһбириниң әнглийәдә меһман қилиниши “әнглийәниң ар-номуси” икәнликни билдүрди.
2015-10-21
Чаршәнбә күни, хитайниң шәндуң өлкисигә җайлашқан бир химийә завутида партлаш йүз берип, 9 адәм өлгән.
2015-10-20
Бай көмүркан һуҗумчилири 17-сентәбир күни кечидә мал-бисатлириниң һәммини тәрк етип, қору җайлириниң ишиклири дағдам ечиқлиқ һаләттә өйлиридин айрилған вә һуҗумға атланған.
2015-10-20
Уйғур елидә даириләр муқимлиқ хизмитини күчәйтиш баһанисидә, уйғур деһқанларни көзлүк йиғиндин кейин бикар қалдурмаслиқ үчүн уларни күзлүк һашарға һәйдәшкә башлиған.
2015-10-20
Макодонийә тетова университетида ечилған “дин вә зораванлиқ” намлиқ хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғинида, уйғурларниң диний етиқад мәсилилири оттуриға қоюлди.
2015-10-20
Хотән вилайитигә қарашлиқ лоп наһийисиниң һаңгия йезисиниң аяғ ханиқа ериқ кәнти пүткүл уйғур аптоном райони бойичә тунҗи болуп йәрлик уйғурларға “мәсчиткә кириш кинишкиси” тарқитишни башлиған иди.
2015-10-20
19-Өктәбир японийәдә зиярәттә болуватқан рабийә қадир ханим йетәкчиликидики дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири токйода чәтәл мухбирлириға ахбарат елан қилиш йиғини чақирди.
2015-10-20
Йипәк йоли алтун адәмләр мукапатини тарқитиш мурасими истанбул гүнән меһманханисида уюштурулди вә мукапат тарқитилди.
2015-10-20
Мушу йили алматада туруп, паалийәт елип бериватқан “инайәт” бирләшмиси алим, язғучи, журналист вә башқилардин тәркиб тапқан бир гуруппа тәшкилләп, русийә тәркибидики тува җумһурийитигә қарашлиқ терекөл райониға илмий екиспедитсийәгә әвәткән иди.
2015-10-20
Хитай ташқи ишлар министирлиқи уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимниң әйибләшлирини рәт қилип, уйғур елиниң муқимлиқини илгири сүрди.
2015-10-20
Әнглийәниң хитай дөләт рәиси ши җинпиңни қизғин күтүвелиши хәлқарадики кишилик һоқуқ органлириниң күчлүк тәнқидигә дучар болди. Зиярәтниң тунҗи күни әнглийәдә хитай һөкүмитигә қарши кәң көләмлик намайишлар өткүзүлди.
2015-10-20
“тәңритағ тори”ниң хәвиридин мәлум болушичә, уйғур ели даирилири аталмиш дини радикаллиққа қарши туруш үчүн аптоном район бойичә “әсәбийликни түгитиш драма һәптилики”паалийитини башлиған.