Архип
2015-10-04
Хитайниң ичкири өлкилиридики наһийә вә йезиларда пуқралар җиддий вә көп ишләп пул тепип бейишниң койида йүрүватқан, йәрлик йезилиқ вә наһийәлик һөкүмәтләр қандақ қилип, өз районлириниң игиликини тәрәққий қилдуруш билән аварә болуватқан бу ай -бу күнләрдә уйғур елиниң җәнубидики йеза-қишлақларда “қизил нахша ейтиш”, “радикаллиққа қарши туруш” паалийәтлири йеңи долқунға көтүрүлмәктә.
2015-10-04
Русийә армийиси өткән һәптә сүрийәдә һава һуҗумлирини башлиғандин кейин. Хәлқара җәмийәт русийә һава һуҗумлириниң “ислам дөлити” нишанлириға әмәс, бәлки әсәдкә қарши өктичи қораллиқ гуруппиларниң нуқтилириға зәрбә беришни мәқсәт қилғанлиқини тәнқид қилған иди.
2015-10-04
Президент обама шәнбә күни афғанистанниң қундуз районидики чегрисиз дохтурлар тәшкилатиниң дохтурханиси учриған һава һуҗумида һаятидин айрилғанлар үчүн өз тәзийәсини билдүрди.
2015-10-04
Шималий корейә һөкүмити 10-айниң 10-күни корейә әмгәкчиләр партийәси қурулғанлиқиниң 70 йиллиқини хатириләш үчүн чоң көләмдики мурасимға тәйярлиниватқан болуп, хитай компартийәси мәркизий комитети шималий корийәниң “әмгәкчиләр партийәси” дәп аталған коммунистлар партийәсиниң қурулуш мурасимиға сиясий бийоро даимий һәйәт әзаси, хитай компартийәси мәркизий секритариятиниң секретари лю йүншән башчилиқидики бир вәкилләр өмикини қатнаштуридиғанлиқини ашкарилиди.
2015-10-03
Хәвәрләргә қариғанда, санфрансиско шәһиридә дада-бала уйғурлар ачқан уйғур ашханиси херидарларниң диққитини тартишқа башлиған.
2015-10-03
Америка даирилири хитай билән террорлуққа аит разведка вә истихбарат алмаштурушта һәмкарлишидиғанлиқини билдүргән.
2015-10-03
“ташқи сиясәт” журнилида 2- өктәбир америка һөкүмәт хадимлириниң ейтқанлиридин нәқил қилип хәвәр қилишичә, америка һөкүмити хитайниң җәнубий деңиздики һәрикитигә мәйдани кәскин ипадиләш үчүн, җәнубий деңизға уруш парахотлири вә күрәшчи айропиланларни әвәтишни пиланлимақта икән.
2015-10-03
Никарагуадики бир қаналға мәбләғ селип, панама қанилиға риқабәт елан қилишни хиял қилған хитайдики бир милярдер бу йилдики базар касатчилиқида өз байлиқиниң 84 пирсәнтини йоқатқан.
2015-10-02
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида елан қилған уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлири.
2015-10-02
Хитай һөкүмити 60 йил мабәйнидә уйғур елиниң йилдин ғайәт зор өзгиришләрни баштин кәчүрүп, һазирқидәк заманиви, бай-баяшат һалға кәлгәнликини, хәлқниң бәхт-саадәт ичидә яшаватқанлиқини кәң тәшвиқ қилишқа башлиди.
2015-10-02
Баңкок бомба вәқәси тоғрисида тайланд даирилири 28-сентәбир баянат берип, делониң паш болғанлиқини җакарлиған болсиму, улар һазирғичә һуҗум һәққидә елан қилип келиватқан “тәкшүрүш нәтиҗилири” адәмни толиму қаймуқтуриду.
2015-10-02
Хитайниң бесимидин қечип түркийәгә кәлгән бир уйғур аилигә түркийә измир маниса шәһәрлик һөкүмәт игә чиқип хизмәткә орунлаштурди.
2015-10-02
1-Өктәбир германийәниң мюнхен шәһәр мәркизидә д у қ ниң орунлаштуруши билән “60 йиллиқ зулумниң дәлили” темисида мәхсус рәсим көргәзмиси өткүзүлүп, һәрсаһә кишиләрниң диққитини җәлп қилди.
2015-10-02
2015-Йили 1-өктәбир чәтәлләрдә яшаватқан уйғурлар өзлири туруватқан дөләтләрдә түрлүк паалийәтләрни тәшкилләп, хитай һакимийитиниң зулуми вә таҗавузчилиқлириға қарши наразилиқини ипадилиди.
2015-10-02
Шиветсийәниң һәр қайси мәтбуатлирида хәвәр қилишичә, хитайниң 3данә һәрбий парахоти шиветсийә пайтәхти ситокһолмдики сулуссун портиға 1-өктәбир йетип кәлди.