Архип
2015-11-30
2009-Йили 5-июл вәқәсидин кейин, чәтәлләргә чиқиватқан уйғур яшлириниң саниниң бирдинла көпийип кетишигә ата-аниларниң җәмийәт бихәтәрликигә ишәнмәслики, балиларниң кейинки тәқдиригә болған әндишилири асаслиқ сәвәб болған.
2015-11-30
34-Нөвәтлик явропа иттипақи-хитай кишилик һоқуқ диалоги, хитайда кишилик һоқуққа хилаплиқ қилиш күчийип, униң кишилик һоқуқ вәзийити начарлишип кәтти, дәп қариливатқан мәзгилдә өткүзүлди.
2015-11-30
Хитай бай көмүркан һуҗум гумандарлирини бир тәрәп қилишта, “бир қисим әнәниви қәбиһ қоралларни ишлитишни чәкләш әһдинамиси” гә бузғунчилиқ қилған.
2015-11-30
Түркийәниң шәрқий шимали районидики шаһзадиләр шәһири дәп билинидиған амася шәһиригә 40 километир узақлиқтики уйғур кәнтидики уйғурлар тунҗи қетим уйғур дияридин көчүп кәлгәнликиниң 700 - йиллиқини хатириләп илмий муһакимә йиғини өткүзди.
2015-11-30
Германийәниң көлин шәһиридә“2 - нөвәтлик хәлқара моңғул, хитай демократийә мәсилилири муһакимә йиғини”ға тәклип билән қатнашқан уйғур вәкиллири уйғурлар мәсилисини әтраплиқ оттуриға қойған.
2015-11-30
Һазир қазақистанда истиқамәт қиливатқан уйғурлар өткән әсирниң 40-йиллири или районида партлиған миллий азадлиқ қозғилиңини унтуғини йоқ.
2015-11-30
Японийә “һәптилик хәвәрләр” журнилида елан қилған “оттура асияни ким контрол қилип туралайду?” намлиқ мақалидә японийә баш вәзири абениң өктәбир ейида оттура асияға қилған зиярити дуняниң диққитини тартқанлиқи оттуриға қоюлған.
2015-11-30
Явропани нишанлап көчүватқан сүрийә мусапирлирини түркийә тәвәликидә тохтитиш мәқситидә явропа иттипақиниң рәһбәрлири 29 - ноябир күни түркийә һөкүмити билән өз - ара келишим һасил қилди.
2015-11-30
30 - Ноябир күни франсийәниң пайтәхти парижда башланған дуня килимат йиғиниға 150 кә йеқин дөләтниң рәһбәрлири қатнашти. Йиғинда йәр шари килиматидики өзгиришләр һәққидә ортақ хәлқара келишим һасил қилиш һәмдә атмосфрадики парник газини азайтиш арқилиқ йәр шариниң иссип кетишини сеслсийә икки градус ичидә чәкләш қатарлиқ чоң мәсилиләр музакирә қилинмақчи.
2015-11-30
Ройтерс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, җяң йефей вә дуң гуаңпиң исимлик икки хитай пуқраси бу йил тайландниң пайтәхти баңкок шәһиригә қечип кәлгәндин кейин 14 - ноябир күни хитайниң тәлипи бойичә бейҗиңға қайтуруп берилгән иди.
2015-11-30
Ройтерс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай тәрәп мәбләғ билән тәминләватқан хаккерларниң тор арқилиқ мәлумат оғрилаш техникиси йәнә бир балдақ юқири көтүрүлгән. Хаккерлар һазир кишиләр көп ишлитидиған гогул ториниң “һөҗҗәт һәмбәһр амбири” ( DropBox ) қатарлиқлар арқилиқ вируслуқ һөҗҗәтләрни һәмбәһр һөҗҗәтлири қатариға қистуруп қоюп, бу һөҗҗәтләрни чүшүргән “нишан”ниң муһим учурлирини бузуветидикән.
2015-11-30
Хитай баш таможнисиниң мәлуматлирида көрситилишичә, бу йил янивардин өктәбир айлириғичә болған арилиқта хитайниң импорт вә екиспорти өткән йилқи охшаш мәзгилдикигә селиштурғанда % 8.5 Төвәнлигән. Буниң ичидә екиспорт миқдари % 2.5 Төвәнлигән; импорт миқдари болса % 15.7 Төвәнлигән. Хитай сода министирлиқи бу һәқтә тохтилип, “һазирқи ташқи сода оборотиниң вәзийитидин қариғанда бу йил ташқи сода әһвали еғир хирисқа дуч келиши мумкин” дегән.
2015-11-29
Уйғур аптоном райони даирилири 26 - ноябир күни үрүмчи шәһиридә йипәк йоли иқтисад бәлвеғи мәркизи райони қуруш мәсилиси бойичә хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини чақирған.
2015-11-29
Түркийә баш министири әхмәт давутоғлу түркийә армийиси тәрипидин етип чүшүрүлгән русийәниң SU - 24 типлиқ бомбардиманчи айропиланниң учқучиси олег пешковниң җәситини русийә тәрәпкә тапшуруп беридиғанлиқини билдүргән.
2015-11-29
11 - Айниң 29 - күни һәр қайси дөләтләрниң рәһбәрлири, мутәхәссисләр вә мухбирлар 30 - ноябир күни франсийә пайтәхти парижда башлинидиған, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң килимат йиғиниға қатнишиш үчүн парижға келишкә башлиди.