Архип
2015-12-18
Хитайниң вуҗен шәһиридә чақирилған 2-нөвәтлик дуня интернет қурултийи 18-декабир ахирлашти. Әмма чәтәлдики хитай тор бекәтлириниң ашкарилишичә, даириләр 2 күнлүк қурултай мәзгилидә вуҗен шәһиригә әрзгә маңған 20 нәпәр шаңхәйлик паалийәтчи вә әрздарни йолда тутқун қилған, қолға алған вә нәзәрбәнд қилған.
2015-12-18
Хитай җәнубий деңизниң игилик һоқуқи талаш-тартиштики районда әмәлий деңиз армийә һәрбий маневири елип барғанлиқини елан қилди.
2015-12-17
Атақлиқ уйғуршунас гуннар ярриң топлиған зор типтики илмий йиғминиң шималий явропадики алий билим юрти-ситокһолм университетидин истанбулдики шиветсийә тәтқиқат институтиға йөткилиши илим саһәсидикиләрниң диққитини қозғимақта.
2015-12-17
Хитай үрүмчидә өткүзгән инқилабий қурбанларни хатириләш мурасимида, бай көмүркан һуҗумчилирини қоршап тутуш опиратсийәсидә муавин сақчи башлиқи мәмәт тохтиниязниң өлтүрүлгәнликини баян қилған.
2015-12-17
Қарамай районидики мәсчитләрдә йәрлик даириләр тәйярлап бәргән хутбә мәзмунини имамлар җүмә күни җамаәткә оқуп беридиғанлиқидин хәвәр таптуқ.
2015-12-17
Әйса йүсүп алиптекин әпәнди вапатиниң 20-йили мунасивити билән истанбул университети “түркологийә тәтқиқатлири институти” билән “шәрқий түркистан вәхпи” ниң бирликтә уюштурушида хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини өткүзүлди.
2015-12-17
Хитай билән сәуди әрәбистанниң дипломатик мунасивәтлириниң күндин-күнгә күчийишигә әгишип, икки дөләт арисидики түрлүк мәдәнийәт алмаштуруш паалийәтлириму раваҗланмақта.
2015-12-17
1986-Йили декабир ейида пәқәт совет оттура асияси әмәс, бәлки совет иттипақи даирисидә яшларниң дәсләпки намайиши болған иди.
2015-12-17
Д у қ баянат елан қилип, хитай даирилирини уйғур мәсилисиниң асаси нуқтисини башқа яққа буримаслиққа агаһландурди.
2015-12-17
Уйғур районида йәнә бир юқири дәриҗилик хитай әмәлдари интизамға хилаплиқ қилиш билән әйиблинип тәкшүрүлүшкә башлиған.
2015-12-17
Хитай сақчилириниң кишилик һоқуқ адвокати пу җичяңға сот ечилған күни, мәһкимә сиртидики чәтәл дипломат вә мухбирларға тутқан муамилиси дипломатик наразилиққа учриди.
2015-12-17
Қирғизистан дөләт бихәтәрлик комитетиниң башлиқи абдил сағисбайеп билән хитай мәркизи сиясий қанун комитети секретари мең җйәнҗу 15-декабир көрүшүп, “3 хил күчләр”гә қарши һәмкарлиқ мәсилисини сөзләшкән.
2015-12-17
Тор қамуси-википидийәниң қурғучиси җимий валес, википидийә мәңгү хитайда мәшғулат елип беришни дәп, мәзмунға чәклимә қоюлушни қобул қилмайду, деди.
2015-12-16
Мәшһур дипломат, дуняға даңлиқ уйғуршунас гуннар ярриңниң тиришчанлиқи вә униң бир өмүр топлиған материяллири асасида шиветсийә кутупханилирида уйғурларға даир муһим илмий йиғмилар шәкилләнгән.
2015-12-16
“5 - июл үрүмчи қирғинчилиқи” дин кейин бир қәдәр астилиған “йеза ешинча әмгәк күчлирини йөткәп ишқа орунлаштуруш сиясити” ниң 2015 - йилидин башлап йәнә күчәйгәнлики илгири сүрүлмәктә.