Архип
2015-12-16
Чеграсиз мухбирлар намлиқ хәлқара ахбарат әркинлик тәшкилати хәлқара җәмийәтни хитай һөкүмити җеҗяң өлкисиниң вуҗен шәһиридә уюштурған 2-нөвәтлик дуня интернет қурултийини байқут қилишқа чақирди.
2015-12-16
13 - Декабир токйода рабийә қадир ханимниң 2015 - йиллиқ ләнтос кишилик һоқуқ мукапатиға еришкәнликини тәбрикләш паалийити өткүзүлди.
2015-12-16
14 - Декабир “голландийә уйғур бирлики тәшкилати” билән “голландийә түрк федератсийони” бирликтә орунлаштурған “түрк тарихи вә дөләт қурулмиси” намлиқ муһакимә йеғинида уйғур дияри, уйғурларниң нөвәттики әһвали тоғрилиқ мәлумат берилди.
2015-12-16
14-Декабир хитайниң уйғур сияситини тәнқидлигән адвокат пу җичяң үстидин ечилған соттин кейин, ғәрб мәтбуатлирида хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитиниң барғансери начарлишиватқанлиқиға даир мулаһизиләр көпләп елан қилинди.
2015-12-16
Кейинки вақитларда дуня иқтисадий кризиси қазақистан иқтисадиға һәм униң аһалисиниң күндилик турмушиғиму өзиниң сәлбий тәсирини йәткүзмәктә.
2015-12-16
Хитайниң шинхуа торидики мәлуматқа асасланғанда, 14 - декабир күни үрүмчидә ечилған “учур - алақә вә тор системисидики йеңи җинайи һәрикәтләргә зәрбә бериш вә түзәш” йиғинида йеңидин бекитилгән 11 түрлүк җинайәт вә 7 түрлүк қанунсиз қилмишниң нуқтилиқ тәртипкә селиш нишани болидиғанлиқи елан қилинди.
2015-12-16
Түркийидики ғази университетиниң тор бетидики учурлардин мәлум болушичә, мәзкур университетта 18 - декабир күни мәрһум уйғур язғучи вә шаир абдуреһим өткүр вапатиниң 20 йиллиқини хатириләш, шундақла уйғур районидики пешқәдәм тилшунас мирсултан османофниң 85 яшқа киргәнликини қутлуқлаш мунасивити билән хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини ечилидикән.
2015-12-16
Бирләшмә агентлиқниң хәвиригә қариғанда, америка һөкүмити тәйвәнгә бир милярд 800 милйон долларлиқ қорал - ярақ сетип бәрмәкчи болғанлиқини җакарлиғандин кейин хитай һөкүмити буниңға қаттиқ наразилиқ билдүргән, шундақла америка һөкүмитидин бу хил қарарни әмәлдин қалдурушни тәләп қилған.
2015-12-16
16 - Декабир күни хитай дөлити саһибханлиқида җеҗаң өлкисиниң вуҗен шәһиридә өткүзүлгән “дуня тор йиғини” да хитай президенти ши җинпиң дунявий характерлик тор башқуруш системиси бәрпа қилиш, шу арқилиқ барлиқ дөләтләрниң арзусиға уйғун келидиған бир әндизини барлиққа кәлтүрүш тәшәббусини оттуриға қойған. У бу хил усулниң тор дунясидики җинайәтләр вә террорлуқ қилмишлириниң алдини елишта иҗабий роли болидиғанлиқини алаһидә тәкитлигән.
2015-12-16
Ройтерис агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, түркийә “ортақ дүшмәнләргә тақабил туруш” үчүн қатарда һәрбий база тәсис қилмақчи болған. Бу һәрикәт икки дөләт оттурисида 2014 - йили имзаланған келишимниң бир қисми болуп, һазирқи муқимсизлиқ амиллири күнсери ешип бериватқан әһвалда зор әһмийәткә игә икән.
2015-12-15
“бизниң асаслиқ вәзипимиз тәвәликимизниң муқимлиқини сақлаш дәп бекитилгән. Омумән муқимлиққа даир һәрқандақ бир иш бизниң вәзипә даиримизниң сиртида әмәс!”
2015-12-15
Уйғур хәлқи арисида омумйүзлүк мәвҗут болуватқан сәнәткә, җүмлидин рәссамлиққа болған һәвәсни хитай һакимийитиниң өзлириниң сиясий тәшвиқати үчүн васитә қиливалғанлиқи мәлум болмақта.
2015-12-15
Дуня банкисиниң доклатиға қариғанда, нопус қериши сәвәбидин хитай кейинки бир қанчә он йил ичидә 90 милйондин артуқ иш күчидин айрилип қалидикән. Дуня банкиси мутәхәсисилири хитайниң бай болуштин аввал қерип кетидиғанлиқини илгири сүргән. Бирақ, хитай болса нопус қеришиниң хитайниң тәрәққиятиға тәсир көрситәлмәйдиғанлиқини билдүрмәктә.
2015-12-15
Түркләр арисида тунҗи қетим химийә мукапатиға еришкән әзиз санҗар әпәнди 14 - декабир күни әнқәрәни зиярәт қилиш үчүн кәлгәндә әсәнбоға айродромида уни қарши алғанлар қатарида уйғурларму гүл тәқдим қилип күтүвалди.
2015-12-15
15-Декабир күни, қарамай районидики ғәрбий ташлиқ җилғисидики уйғурлар топлишип олтурақлашқан райондики өйләрни пүтүнләй чеқиветиш сәпәрвәрлик йиғини чақирилған.