Архип
2015-12-02
Парижда башланған дуня килимат йиғини һәрқайси ахбарат васитилиридә қизиқ нуқтиға айланған бир пәйттә үрүмчидә бирнәччә күндин буян давам қиливатқан қоюқ түтәклик һава кишиләрниң диққитини қозғимақта.
2015-12-02
Ройтерс агентлиқиниң 2-декабирдики хәвиригә қариғанда, зор сандики хаккерлар қошуни австралийәниң дөләтлик һаварайи идарисиниң учур системисиға киргән һәмдә бир қисим қиммәтлик илмий тәтқиқат нәтиҗилирини шундақла сәзгүр мәлуматларни оғрилап кәткән.
2015-12-02
“вашингтон вақти” гезитиниң хәвиригә қариғанда, мәркизи вашингтондики том ләнтос кишилик һоқуқ вә адаләт фонди 10-декабир күни рабийә қадир, иршад манҗи, хирси али қатарлиқ “үч қәһриман аял” ни мукапатлайдикән.
2015-12-02
29-Ноябир күни америкидики фростбург университетиниң профессори доктор ма хәййүн обзор елан қилип, хоңкоңдики “сумурғ” телевизийиси мухбирлириниң уйғурлар дияридики 15 күнлүк “нәқ мәйдан зиярити” арқилиқ тәйярлиған “әсәбийликни түгитиш паалийити һәққидә тәкшүрүш доклати” ға баһа бәргән.
2015-12-01
Пүтүн дуня хәлқи, җүмлидин сәһийә саһәси әйдиздин ибарәт қорқунчлуқ кесәллик билән күрәш қиливатқан бүгүнки күндә уйғур дияридин мәлум болуватқан әйдиз юқум әһвали кишиләрни чөчүтмәктә.
2015-12-01
2015-Йили 28-ноябир күни заманимиздики түркологийә тәтқиқати үчүн матәмлик бир күн болди. Дуня түркологийә саһәсидики мол һосуллуқ алим талат текин бу күндә истанбулдики кесәл каривитида биз билән мәңгүлүккә видалашти.
2015-12-01
Париж шәһиридә йүз бәргән террорлуқ вәқәсидин кейин, фирансуз аял мухбир урсула готийир ханим “хитайниң һуҗумдин кейинки һәмкарлиқ чақириқи йошурун мәқсәткә игә” мавзулуқ мақалисини елан қилған.
2015-12-01
Америкида паалийәт елип бериватқан “хитайдики өзгириш” тор бекити ишлигән, уйғур өктичи зиялийси илһам тохти һәққидики һөҗҗәтлик филим өткән һәптә америка парламент бинаси райбурн сарийида қоюлған иди.
2015-12-01
Уйғур мәсилиси арқа-арқидин 3 шәһәрдә доклат бериш йиғинида аңлитилди. 11-Айниң 26-күни түркийәниң қәйсәри шәһиридики қәйсәри толуқ оттура мәктипидә оқутқучи вә оқуғучиларға уйғурлар аңлитилди.
2015-12-01
Оттура асиядики тонулған һәрбий мутәхәссис, тәшкилатчи, сиясийон қәһриман ғоҗамбәрди өзиниң 70-баһарини қарши алмақта.
2015-12-01
Мәлум болушичә, чаған байрими йетип келиштин илгири уйғур аптоном районлуқ төмүрйол даирилири бу йиллиқ чаған мәзгилидә төмүрйол системисида “террорлуқ һуҗумлири йүз берип қелиштин сақлиниш” үчүн “қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири йолға қоюлидиғанлиқи” ни җакарлиған.
2015-12-01
Уйғур аптоном район даирилири “давалаш системисидики мәсилиләрни түзитиш 100 күнлүк паалийити” елип берип, “давалаш системисида сақлиниватқан мәсилиләрни пәйдин-пәй түзитидиған” лиқини җакарлиған.
2015-12-01
30-Ноябир фирансийәниң пайтәхти парижда башланған дуня килимат йиғини мәзгилидә, хитайниң бейҗиң қатарлиқ шәһәрлиридә көрүлгән еғир һава булғиниши хәлқара таратқуларниң диққәт нуқтиси вә муназирә темисиға айланди.
2015-12-01
Хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати 1-декабир баянат елан қилип, өткән һәптә журналист гав йү вә адвокат го фейшюң үстидин ечилған сот вә сотниң һөкүмини“ адаләткә қилинған мәсхирә” дәп әйиблиди.