Архип
2015-12-27
Таҗикистан һөкүмити 25 - декабр күни президент емам әли рахманниң “тинчлиқ вә миллий бирликниң асасини салғучи - милләт даһийси” ға аит бир қанунни имзалиғанлиқини билдүргән.
2015-12-27
Хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитети, йәкшәнбә күни хитайниң тунҗи ‛терроризмға қарши туруш‚ қанунини мақуллап, бу қанунни 2016 - йили 1 - январдин башлап иҗра қилидиғанлиқини җакарлиди.
2015-12-27
Хәвәрләргә қариғанда, хитайдики бир хусусий банка уйғур райониға кәлгүси бәш йил ичидә 7, милярд 730 милйон доллар йәни 50 милярд йүән иқтисадий ярдәм беридиғанлиқини билдүргән.
2015-12-27
“хитай күндилик гезити” ниң хәвәр қилишичә, уйғур елидә бу йил ишләп чиқирилған тәбиий газ 30 милярд куб метирдин ешип кәткән.
2015-12-27
Хитай даирилири, мақалисидә уйғурларға алақидар террорлуқ мәсилисигә соал қойған фирансийә мухбири урсула готийирниң визисини йеңилап бәрмәйдиғанлиқини рәсмий җакарлиди, урсула готийир хитайни чәтәл мухбирлириға тәһдит селиш билән әйиблиди.
2015-12-25
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида елан қилған уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлири.
2015-12-25
Хитай даирилири бай көмүркан һуҗумчилирини тутуш оператсийәсидә өлгән сақчи башлиқи мәмәт тохтинияз һәққидә матәм мурасими өткүзгән, әмма вәқәдә әң дәсләптә өлгән 5 нәпәр сақчи, җүмлидин, сақчихана башлиқи ву фең һәққидә матәм мурасими өткүзмигән.
2015-12-25
24-Декабир түркийә әскишәһәрдә өткүзүлгән “2-нөвәтлик түрк дуняси билим олимпик мусабиқиси” гә 8 яшлиқ мүҗаһит қәшқәрли уйғур өсмүрләргә вакалитән қатнашқан.
2015-12-25
Шималий явропа ислам бирликиниң һәр йили декабир ейида өткүзүлүватқан хәлқаралиқ ислам қурултийиниң 35-нөвәтлик йиғини 24-декабир күни ситокһолмниң оса толуқ оттура мәктипиниң йиғин залида шу йәр вақти 15:00дә рәсмий башланди.
2015-12-25
24-Декабирда қазақистан уйғурлири җумһурийәтлик етно-мәдәнийәт мәркизиниң кеңәйтилгән йиллиқ һесабат йиғини ечилди. Йиғинда җумһурийәтлик мәдәнийәт мәркизиниң йиллиқ һесабати көздин кәчүрүлди.
2015-12-25
Бейҗиңда турушлуқ фирансийә мухбири урсула готйр фирансийә “лобис” журнилида елан қилған уйғурларға мунасивәтлик “хитайниң һуҗумидин кейинки һәмкарлиқ чақириқи йошурун мәқсәткә игә” мавзулуқ мақалиси билән хитай һөкүмитиниң тәнқидлишигә учриған.
2015-12-25
Хитай мәркизи интизам тәкшүрүш ториниң 25-декабирдики хәвиридин мәлум болушичә, уйғур аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш комитети уқтуруш чиқирип, уйғур аптоном районлуқ тәптиш мәһкимисиниң муавин башлиқи, уйғур аптоном районлуқ тәптиш мәһкимиси парткоминиң әзаси ши шавлинниң интизамни еғир дәриҗидә бузғанлиқи үчүн, нөвәттә тәшкилниң тәкшүрүшигә йолланғанлиқини елан қилған.
2015-12-25
Хитайниң “шинҗаң хәвәрләр тори” ниң 25-декабирдики хәвиридин мәлум болушичә, уйғур аптоном районлуқ саяһәт идариси йеңи йил һарписида уқтуруш чиқирип, 2015-2016-йиллиқ қиш пәслидә саяһәт өмәклириниң орунлаштуруши билән “8 милйон сом толуқлима мукапат соммиси аҗратқанлиқи” ни, “пойиз вә айропиланда уйғур аптоном райониға кәлгән саяһәтчиләр үчүн адәм бешиға 200 сом хәлқ пули мукапати берилидиғанлиқи” ни елан қилған.
2015-12-25
Фирансийәдики “лобс” һәптилик журнилиниң бейҗиңда турушлуқ мухбири урсула готийир ханим 25-декабир күни фирансийә радиосиниң зияритини қобул қилип, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң 25-декабир униңға телефон арқилиқ уқтуруш қилип, 2015-йил 31-декабирдин илгири хитайдин айрилишини уқтурғанлиқини билдүрди.
2015-12-25
Бейҗиңда турушлуқ ғәрб әлчиханилириниң милад байрими җәрянида чәтәлликләргә һуҗум қилиш вәқәлириниң көрүлүш еһтималлиқи барлиқи тоғрисидики агаһландурушлиридин кейин, бейҗиң даирилири бейҗиңдики чәтәлликләр туридиған җайлар вә улар көпләп баридиған базарларниң әтрапидики сақчиларни көпәйткән.