Архип
2015-12-25
24-Декабир күни гуаңдуңниң пуниң шәһиридә 30 миң кишилик наразилиқ намайиши йүз бәргәндин кейин, 25-декабир күни гуаңдуң һөкүмәт даирилири баянат елан қилип, вәқәни “һөкүмәтни қоршивелиш һәрикити” дәп әйиблиди.
2015-12-24
1985-Йилидики “12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикити” уйғур бүгүнки заман тарихидики көлими зор, тәсири чоңқур болған дәвр бөлгүч зор вәқә һесаблиниду.
2015-12-24
Гуаңдуңниң пуниң шәһири вә йүннәнниң хавтуң шәһәрлиридә йүз бәргән намайишларда сақчилар билән намайишчилар орисида тоқунуш келип чиққан.
2015-12-24
Франсийилик мухбир урсула готийир уйғурлар һәққидә мақалә елан қилип узун өтмәйла, хитай һөкүмитиниң авази һесаблинидиған “хәлқ гезити” тәрипидин исми очуқ тилға елинип туруп тәнқидләнди.
2015-12-24
1933-Йили қәшқәрдә қурулған “шәрқий түркистан ислам җумһурийити” ниң дөләт мудапиә министири, генерал мәһмут муһитиниң вапат болған вақти,сәвәби вә орни һәққидә һазирғичә хитай вә чәтәл мәтбуатлирида охшимиған қарашлар мәвҗут.
2015-12-24
Түркийә җумһурийити тарих вә тил тәтқиқат орниға қарашлиқ тил тәтқиқат идарисиниң сабиқ башлиқи профессор әхмәт биҗан әрҗиласун уйғурларниң әҗдадлириниң милади 840-йилидин илгирила уйғур районида яшиғанлиқини тәкитлиди.
2015-12-24
Алматада профессор туғлуқҗан талипофниң 90 йиллиқиға беғишланған “қазақистан вә мәркизий асияниң тарихи вә мәдәнийити бойичә шәрқий түркистан қолязмилири (18-әсирниң беши-20-әсирниң ахири)” мавзусида илмий муһакимә йиғини болуп өтти.
2015-12-24
Һиндонезийә бүгүн ислам дөлити тәшкилатиға четишлиқ йәнә икки гумандарни қолға алғанлиқини, булардин бириниң хитай дөләт тәвәликидики уйғур миллитидин икәнликини елан қилди. Бирләшмә агентлиқниң бүгүнки бу һәқтики хәвиридә гумандарлардин бири ариф һидайитуллаһ дәп тилға елинған, әмма униң милләт тәвәлики әскәртилмигән. Йәнә бир гумандарниң исми алли, миллити уйғур дәп әскәртилгән.
2015-12-24
Бүгүн ройтерс қатарлиқ хәлқара ахбарат васитилири уйғур райониниң бортала вилайитидики бир хитай әмәлдарниң аяли вә балисиниң етник кимликини өзгәрткәнликини вә буниң үчүн сотқа тартилғанлиқини хәвәр қилди.
2015-12-24
Хитайниң әнқәрә әлчиханиси22 -декабир өз тор бетидә бир уқтуруш елан қилип, хитай саяһәтчиләрни булаңчилиқ вә алдамчилиққа йолуқуштин сақлиниш һәққидә агаһландурған.
2015-12-24
Узун йиллардин бери уйғур вә тибәт вәзийитини көзитип келиватқан бейҗиңдики мустәқил тәтқиқатчи ваң лишюң шәнбә күни бейҗиң хәлқара айродромида японийә сәпиридин тохтитип қоюлған.
2015-12-23
Уйғур деһқанлириниң өз вәтинидә йәрсиз қелип биңтуәнниң кевәзликлиридә ялланма әмгәк күчи сүпитидә ишләшкә мәҗбур болуши диққәт қозғимақта.
2015-12-23
Или областиниң қисмән җайлиридин игилигән мәлуматлиримизға қариғанда, бу йил декабир кириши биләнла елида қизил тарқилишқа башлиғанлиқи мәлум.
2015-12-23
Японийә “аҗар” интернет телевизийә қанилида уйғур районидики бай наһийәсидә 18-сентәбир йүз бәргән көмүркан сақчи вә хоҗайинлириға һуҗум қилиш вәқәси тоғрисида мәхсус сөһбәт программиси тәйярланған.
2015-12-23
Түркийәдики даңлиқ түрколог доктор әхмәт биҗан әрҗиласун әнқәрәдә ечилған бир илмий муһакимә йиғинда уйғур түрколог мирсултан османофға юқири баһа бәрди.