Архип
2015-02-06
Мәлум болушичә, бу қетимқи 28-январ чира вәқәсигә четишлиқ 3 нәпәр пидаийниң чоңи 18 яш, кичики 16 яш болуп, буларниң йешиниң кичиклики вә ирадисиниң қәтийлики муһаҗирәттики уйғур көзәткүчилириниң диққитини тартти.
2015-02-06
Японийәдә зиярәттә болуватқан дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим 4 - феврал күни японийә парламентида иккинчи қетим доклат бәрди. У доклатида японийә һөкүмитини малайшияда, тайландта тутқунда туруватқан уйғур мусапирлар мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақирди.
2015-02-06
Бу йил 2 - айниң 5 - күни 1997 - йили ғулҗида йүз бәргән “ғулҗа вәқәси” гә 18 йил болған күн. Һәр йили 2 - айниң 5 - күни дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурлар өзлири туруватқан дөләтләрдики хитай консулханиси алдиға келип намайиш қилип кәлмәктә.
2015-02-06
2015 - Йили 5 - феврал пәйшәнбә голландийәниң дәнһах шәһиригә җайлашқан хитай баш консулханиси алдида, 5 - феврал ғулҗа қирғинчилиқиниң қурбанлири яд етилди.
2015-02-06
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлирини әслитип отимиз.
2015-02-06
Норвегийә аманлиқ оргини 2015-йиллиқ доклат елан қилип, хитайни норвегийә дөләт аманлиқиға тәһдит селиватқан дөләтләрниң бири, дәп көрсәтти.
2015-02-06
Хитай һөкүмити баянат елан қилип, далай ламаниң вашингтонда президент обама билән тилавәт наштилиқида җәм болғанлиқиға йәнә наразилиқ билдүрди.
2015-02-06
2014-Йили уйғур елидә сиясий интизамға хилаплиқ қилған әмәлдарларниң сани шиддәтлик көпийип 2013-йилқидин 600% тин артуқрақ артқан. Уйғур аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш вә ревизийә тармақлириниң ашкарилишичә, җәмий 355 кадир сиясий интизамға хилаплиқ қилип бир тәрәп қилинған. Улардин 333 нәпәр кадирға сиясий интизам җазаси берилгән.
2015-02-06
Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә етилдақ сетишқа қойған чәклимиси 4-февралдин башлап рәсмий йолға қоюлған. Йеңи бәлгилимидә етилдақ сетивалғучиларниң кимлик көрситип, олтурушлуқ адреси, исим-фамилиси, етилдақ сетивелиш муддиаси, миқдари қатарлиқ учурлар билән тәминлиши тәләп қилинған.
2015-02-06
Хитай һөкүмити америка антем суғурта ширкитиниң тор санлиқ амбириға һуҗум қилип, 80 милйон кишиниң саламәтлик учурини оғрилаш вәқәсидә қоли барлиқини рәт қилди.
2015-02-05
Вашингтон вә униң әтрапида яшаватқан уйғурлар намайиш қилип, буниңдин 18 йил бурунқи 5-феврал қирғинчилиқниң җавабкарлиқини үстигә елишини вә давамлиқ түрдә уйғурларға қаратқан адаләтсиз сиясәт вә һәр қандақ бастурушни тохтитишни тәләп қилди.
2015-02-05
Алдинқи күни радиомиз зияритини қобул қилған, әмма нам-шәрипини ашкарилашни халимайдиған бир уйғур тиҗарәтчи өзиниң йеқинда уйғур елида көргән-билгәнлиридин мәлумат бәрди.
2015-02-05
Хитай дөләтлик тор-учур ишханиси 4-феврал чаршәнбә елан қилған “кимлик бойичә торға чиқиш бәлгилимиси” хитай тордашлириниң наразилиқини қозғиди.
2015-02-05
Йеқиндин буян шәрқий украинада күнсайин давамлишиватқан қаттиқ җәңләрдин кейин нато, америка вә явропа иттипақи украина кризисини тинчлиқ билән һәл қилишниң йеңи қәдәмлирини бесиш үчүн бир қатар җиддий паалийәтләрни елип барди.
2015-02-05
3-Феврал күни японийәдә зиярәттә болуватқан рабийә қадир ханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийи вәкиллириниң тәшкиллиши билән токйодики хитай әлчиханиси алдида 5-феврални хатириләш йүзисидин намайиш өткүзүлди.