Архип
2015-03-01
“қәдимқи уйғур тилидин һазирқи заман уйғур тилиғичә” намлиқ китаб түркийәниң истанбул шәһридә нәширдин чиқти.
2015-02-28
Қирғизистанлиқ уйғур зиялийси осман турди 1962 - йили йүз бәргән көч - көчтә өзини чәт әлгә чиқип кетишкә мәҗбур қилған қисмәтләр һәққидә тохтилип, вәтәндә хитай һакимийити тәрипидин илип берилған һәр түрлүк сиясий һәрикәтләрдә арқа - арқидин зиянкәшликкә учриғанлиқи сәвәбидин ниҗатлиқ йоли издәп ахирида совет иттипақиға чиқип кетишкә мәҗбур болғанлиқини билдүрди.
2015-02-28
Йиланни көрүп уни өлтүрмигән адәмни қағайду . Хәлқ тәмсили —
2015-02-27
Хитай һөкүмити д у қ иҗраийә комитети мудири долқун әйса әпәндиниң мәккидә чақирилған “хәлқара террорлуққа қарши туруш йиғини”ға тәклип қилинғанлиқи үчүн, сәуди әрәбистан һөкүмити билән “рабитул аләмин ислам”, йәни дуня ислам тәшкилатиға наразилиқ билдүргән.
2015-02-27
Хитай һөкүмити тунҗи террорлуққа қарши туруш қанун лайиһисини музакиригә қойғандин кейин, хәлқарадики көзәткүчиләр арисида хитайда зади террорлуқ мәвҗутму, униңдин келидиған тәһдит зади қанчилик дегәнгә охшаш темилар үстидә музакириләр болмақта.
2015-02-27
25 - Феврал японийә парламент сарийиниң йиғин залида “хитай компартийәсиниң уйғурларни бастуруши сияситиниң һәқиқий маһийити” намлиқ доклат бериш йиғини өткүзүлгән.
2015-02-27
Пакистанда яшаватқан йәнә бир уйғурниң билдүрүшичә, пакистан билән афғанистан арисидики мунасивәтләрниң барғансери йириклишиши вә хитай билән болған мунасивитиниң яхшилиниши нәтиҗисидә, пакистан уйғурлар үчүн әң хәтәрлик бир дөләткә айлинип қалған.
2015-02-27
Елахун көккөз өткән әсирниң 40-йиллири уйғур елида йүз бәргән миллий азадлиқ һәрикәтлиригә икки оғли билән биллә қатнишип, улар шәрқий түркистан җумһурийитиниң бир қатар орден вә медаллири билән тәқдирләнгән иди.
2015-02-27
Хоңкоң университетниң “оқуғучилар журнили” елип барған рай синаш нәтиҗисидин мәлум болушичә, хоңкоңда хитайдин айрилип мустәқил болуш пикридики оқуғучиларниң нисбити артқан. 569 Нәпәр оқуғучи үстидин елип берилған рай синашта, 28 % оқуғучи хоңкоң мустәқиллиқини қоллиған.
2015-02-27
Гума наһийәсидә бир уйғур яш наһийәлик пиланлиқ туғут комитети ишханисиға бастуруп кирип, бир пиланлиқ туғут әмәлдарини пичақлап өлтүргән.
2015-02-27
Хитайниң уйғур қаршилиқ һәрикәтлиригә тақабил туруш мәқситидә тәйярлиған “террорлуққа қарши туруш қануни” америка назук техника ширкәтлириниң әндишисини қозғиған.
2015-02-27
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати 27 - феврал хитай хәлқ қурултийиға очуқ хәт елан қилип, қурултайни һөкүмәт “террорлуққа қарши туруш қануни” ни кишилик һоқуқ вә хәлқара қанунға уйғун һалға кәлтүрмисә, рәт қилишқа чақирди.
2015-02-27
Түркийәни база қилған “шәрқий түркистан вәхпи” ниң башлиқи әсәр түркистанли сака ханим, түркийә милләтчи һәрикәт партийәси тәрипидин парламент әзалиқиға намзат қилип көрситилгән.
2015-02-27
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрләр.
2015-02-27
Уйғур ели даирилири 3 йил ичидә йәнә 3500 нәпәр “қош тил” оқутқучиси қобул қилишни пиланлимақта. Тәңритағ торидин берилгән хәвәрдин қариғанда, бу оқутқучилар җәнубий уйғур елиниң йеза - базарлиридики “қош тил” йәсли вә тәйярлиқ синиплириға қобул қилинидикән.