Архип
2015-02-05
Германийәниң мюнхен шәһиридики уйғурлар 5-феврал ғулҗа вәқәсини хатириләш, хитайға болған наразилиқини ипадиләш үчүн 5-феврал күни хитайниң мюнхен шәһиридә турушлуқ консулханисиниң алдиға җәм болуп, наразилиқ намайиши өткүзди.
2015-02-05
Бүгүн 5-феврал күни, қирғизистан уйғурлири иттипақ җәмийитиниң уюштуруши билән бишкәк шәһири вә униң әтрапидики уйғур җамаити 5-феврал вәқәсидә қанлиқ бастурулған уйғур яшлириниң роһиға атап қуран тилавәт қилиш мәқситидә җәм болди.
2015-02-05
Преиздент обама билән тибәт роһаний даһийси далай лама пәйшәнбә күни америка президентиниң йилда бир қетим өткүзүлидиған тилавәт наштилиқиға қатнашти. Гәрчә икки тәрәп йүз туранә учрашмиған болсиму, бирақ обама тилавәт наштилиқида сөзлигән нутқида далай ламани “қәддинас досдум” дәп көрсәтти.
2015-02-05
Йеқинда археологлар уйғур илиниң кичик мирәндики қәдимий қәбриләр топидин 3500 йил аввал яшиған бир аялниң баш сөңикини тапқан. Археологларниң илгири сүрүшичә, бу аялниң баш сөңикидә диаметири 6 сантиметирлиқ бир яра изи бар.
2015-02-05
Хитай һөкүмити 2014- йили йили 8-айда шималий корийә чеграсидики дәндоңда қолға елинған канадалиқ әр-аяллардин кәвин гарратниң рәсмий қолға елинғанлиқини билдүрди. Бирақ кәвин гарратниң аяли җулийе гаррат кепилликкә қоюп берилгән.
2015-02-05
Хитай ахбаратиниң курд аманлиқ хадимлиридин нәқил кәлтүрүп илгири сүрүшичә, ирақ-шам ислам дөлити өткән йили ирақ вә сүрийәдә уруштин қачқан 3 нәпәр “җуңголуқ” ни хаинлиқ билән әйибләп өлүм җазасиға мәһкум қилған. Мәзкур хәвәр хитайниң “йәр шари вақти” гезити тәрипидин елан елан қилинди.
2015-02-05
Түркийәниң “һөрийәт гезити” түркийәниң қәйсири шәһиридики уйғур муһаҗирлар һәққидә хәвәр берип, хитайниң диний ибадәтни җинайәт қатариға киргүзүши, уйғурларни көчүшкә мәҗбур қилғанлиқини билдүрди.
2015-02-04
3-Феврал әтигән саәт тоққуздин он йеримға қәдәр дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим японийә парламентида, японийә парламенти уйғур достлуқ гурупписиниң әзалириға уйғур мәсилиси һәққидә мәхсус доклат бәрди.
2015-02-04
Мәрһум тарихчи турғун алмас язған “уйғурлар” қатарлиқ тарихий әсәрләр уйғурларниң 1980-йиллардин буянқи тарих туйғуси вә милләт еңиниң юқири көтүрүлүшигә зор тәсир көрсәткән.
2015-02-04
5-Феврал ғулҗа вәқәсигә 18 йил толди, уйғурларниң қәлбидики вәқә қалдурған излар, азаблиқ әслимиләр техиму чоңқурлаштики һеч унтулмиди. Уйғур хәлқиниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқи техиму таштики һеч өчмиди.
2015-02-04
Хитай һөкүмити вийетнам вә тайланд қатарлиқ дөләтләр арқилиқ сиртларға қачмақчи болған мусапир уйғурлар һәққидә бәргән баянатлирида уларни радикал диний тәшкилатларға четип, бу мусапир уйғурларниң сүрийәгә берип урушқа қатнашмақчи болған кишиләр икәнликини илгири сүргән иди.
2015-02-04
2-Айниң 1-күни түркийәниң ички анатолийә райониға җайлашқан қәйсәри шәһиридә “шәрқий түркистанни қоллаш” мавзулуқ намайиш елип берилди.
2015-02-04
Хитай вә чәтәлдики сиясий анализчиларниң мулаһизилиридә ху явбаң компартийә тарихидики бир қәдәр демократийигә майил болған рәһбәр дәп қарилиду.
2015-02-04
2015-Йили 2-айниң 1-күни йәкшәнбә, мәркизи истанбулниң фатиһ райониға җайлашқан хоҗа әһмәт йәсәвий вәхпиниң уюштуруши билән түркийә-хитай мунасивәтлиридә шәрқий түркистан мәсилиси дегән темида йиғин өткүзүлди.
2015-02-04
Икки һәптиниң алдида уйғур елидики аммиви торбәтләрдин биридә “кона шәһәр һакимиға очуқ хәт” намлиқ мәктуп елан қилинған вә очуқ хәттә кона шәһәрниң пилал кәнтидә әмин өй қурулуши үчүн аһалиләрдин зөрүрийәтсиз һалда пул топланғанлиқи инкас қилинған вә наһийә һакими бу мәсилини һәл қилишқа дәвәт қилинған иди.