Архип
2015-02-23
Бирләшмә агентлиқниң хәвиригә қариғанда, америка дөләт хәвпсизлики идарисиниң сабиқ хадими сновден ашкара қилған ахбаратларға асасән ишләнгән һөҗҗәтлик филим “төтинчи вәтәндаш” йеқинда оскар мукапатиға еришкән.
2015-02-23
Хитай һөкүмәт таратқулириниң хәвиригә қариғанда, 22-феврал саәт 14:42 өткәндә уйғур аптоном райониниң савән наһийисидә 5 бал йәр тәвригән.
2015-02-22
2-Айниң 2-күни хитайчә “хәлқ тор бети” вә “Soxu.com” тор бәтидә “археологийилик байқаш: 3500 йил бурунқи лопнурлуқлар баш сөңикини ечиш оператсийиси елип барған” темилиқ бир хәвәр елан қилинди.
2015-02-22
Йеқинда хитайда аммиви тор бәтләр ичидә бир қисим тарихий темиларни елан қилидиған тор бәтләр тақилиш билән бир вақитта йәнә һөкүмәт илкидики тор бәтләр вә һөкүмәт органлириниң тор бәтлириниң қурулуши вә мәзмун даирисиниң кәң болушиға әһмийәт бериливатқанлиқи инкас қилинмақта.
2015-02-22
Түркийә қошун әвәтип сүрийә чегриси ичидики османли империйисиниң асасчиси сулайман шаһниң қәбрисини йөткигән болуп, бу хәвәр дуня мәтбуатлириниң қизиқ темисиға айланди.
2015-02-22
Шәрқий украинадики русийәпәрәс күчләр вә кийеф һөкүмити алдинқи сәптин еғир қораллирини елип кетишкә қошулди. Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, өткән һәптидә 4 дөләт рәһбәрлири минск шәһиридә имзалиған уруш тохтитиш келишимидә еғир қоралларни алдинқи сәптин чекиндүрүшкә қошулған болсиму, әмма бир һәптидин буян бу иш техи ишқа ашмиған иди. Бир нәпәр мәзкур келишим хизмитигә қатнашқан русийә хадими еғир қоралларни чекиндүрүш тәйярлиқ хизмити башланғанлиқи, әмма бу чекиндүрүшниң һәптиниң иккинчи күни башлинидиғанлиқини ейтқан.
2015-02-22
Оттура асия уйғурлиридин чиққан мәрипәтчи вә шаир абдулһәй муһәммәдий 1937 - йили өзбекистан пайтәхти ташкәнттә қолға елинип, башқиму миңлиған шу тәқиб қурбанлири охшаш “вәтәнгә хиянәт” қилғанлиқида әйиблинип етилған. Һазир уларниң бәзилири һәққидә һөҗҗәтләр сақлинип қалған болса, бәзилири һәққидә һеч бир мәлумат мушу күнгичә тепилмиған.
2015-02-22
Түркийәниң истанбул шәһиридә шәрқий түркистан вәхпиниң қурғучи әзалиридин бири, уйғур генерал мәрһум мәмәт риза бекинниң вапат болғанлиқиниң 5 - йиллиқи мунасивити билән хатириләш йиғини өткүзүлди. 2 - Айниң 21 - күни истанбулниң ақсарай районидики гирант инка меһманханисида өткүзүлгән бу паалийәткә сабиқ парламент әзаси пешқәдәм сиясәтчи нәвзат ялчинташ әпәнди, идил - урал түркистан вәхпи башлиқи түлай дуран ханим, тонулған тарихчи профессор гүлчин чандарли ханим, мәрһум генерал мәмәт риза бекинниң достлири, измир вә әнқәрә қатарлиқ җайлардин кәлгән уйғурлар, униң қизи, оғли вә нәвриси болуп 100 әтрапида киши қатнашти. Йиғин қурани кәрим тилавәти билән башланди. Генерал мәмәт риза бекинни хатириләш йиғиниға тарихчи профессор абдулқадир донуқ риясәтчилик қилди. У йиғинда сөзләйдиғанларни сөзгә тәклип қилиштин бурун, қисқа нутуқ сөзи қилип мундақ деди:
2015-02-20
Икки күн аввал, йәни 17 - феврал күни ақсу бай наһийисиниң яқаериқ базирида қанлиқ тоқунуш йүз берип 17 киши өлгән. Тоқунуш сақчиларниң өй тәкшүрүши давамида келип чиққан. Турғун билал башчилиқидики пидаийлар гуруһи бир өйгә топлинип олтурғинида сақчихана башлиқи қасим имин 7 - 8 ярдәмчи сақчини башлап өй тәкшүрүшкә киргән.
2015-02-20
Йеқинда қәшқәрдә хитайниң чаған байримини күтүвелиш үчүн орунлаштурулған чоң типтики мәдәнийәт паалийитидә он миңдин артуқ кишиниң кичик алма усулиға селиниши хәлқара мәтбуатлардиму кәң хәвәр қилинған. Болупму усулға селинғанлар ичидә имамларниңму болуши күчлүк инкас қозғиған иди. Чәтәллик көзәткүчиләрму бу һәқтә бәс - бәстә муназирә елип бармақта. Австралийилик хитай ишлири мутәхәссиси хитай һөкүмитиниң кичик алма усулини хәлққә мәҗбурлишини, саманиң чәклинишигә бағлап чүшәндүргән.
2015-02-20
18 - Феврал өткүзүлгән хитайниң 2015 - йиллиқ сәнәт кечиликидин кейин, чәтәлләрдики хитай демократлири вә мәтбуатларда инкас қайтурулди. Бу инкасларда бу йиллиқ чағанлиқ сәнәт кечиликидә парихорлуққа зәрбә бериш, хитай рәһбәрлиригә вә нөвәттики вәзийәтки мәдһийә оқуш қатарлиқ сиясий мәзмундики номурларниң җиқлиқи оттуриға қоюлуп, хитай мәркизи теливизийә истансисида 30 йилдин буян өткүзүлүп келиватқан сәнәт кечиликилири ичидә, бу йиллиқ “чаған кечилики”ниң сиясийлаштурулуш дәриҗиси әң күчлүк болғанлиқи тәкитләнмәктә.
2015-02-20
Мәлум болушичә, баш штаби лондондики хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң орунлаштуруши билән бу йиллиқ хитайниң баһар байримида хоңкоң, токйо қатарлиқ шәһәрләрдики мәзкур тәшкилатниң шөбилири хитай түрмисидә йетиватқан абликим абдурәһим қатарлиқларға беғишлап “қайта җәм болуш” тимисида паалийәт елип барған.
2015-02-20
Истанбулниң малтәпә вә бакиркөй наһийәсидә хитай консулханиси өткүзгән чаған паалийити уйғурларниң наразилиқини қозғиди. Бир қисим уйғурлар иҗтимаий таратқуларда мәзкур паалийәткә қарши наразилиқ пикирлирини баян қилишқан болса, истанбулда паалийәт елип бериватқан “шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити” хитай консулханиси билән һәмкарлашқан шәһәр башлиқлириға наразилиқ мәктупи йолиди.
2015-02-20
Биз игилигән учурларда уйғур дияриниң ақсу вилайити бай наһийисиниң яққа ериқ йезиси базирида хитай сақчилириға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргән.
2015-02-20
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрләр.