Архип
2015-02-19
Пәйшәнбә күни вашингтонда 60 тин артуқ дөләттин кәлгән вәкилләр әлқаидә вә ислам дөлити тәшкилати қатарлиқ зораван тәшкилатларға тақабил турушниң йоллирини издәш үчүн бир ариға кәлди. Мәзкур йиғинниң ечилиш мурасимида америка президенти барак обама сөз қилди.
2015-02-18
Нурниса ханим болупму германийәдә туғулуп йетиливатқан уйғур йеңи әвладлирини уйғур тили вә мәдәнийити бойичә тәрбийиләш үчүн йеңичә вә мәнилик программиларни мәйданға кәлтүрүп уйғур җамаәтчиликини сөйүндүрди.
2015-02-18
Түркийәниң ғәрбий җәнуби райониға җайлашқан айдин вилайитидики аммиви тәшкилатлар мунбиригә әза тәшкилатларниң мәсуллири 2-айниң 15-күни түркийә һөкүмитини вә түркийәдики пүтүн аммиви тәшкилатларни уйғурларға ярдәм қилишқа чақирди.
2015-02-18
2015-Йили 15-феврал йәкшәнбә күни түркийәниң лүләбургаз шәһиридә уйғурларни қоллап намайиш өткүзүлди. Намайишқа лүләбургаз хәлқидин көп санда киши бу намайишни қоллап қатнашқан болуп, намайишта хитай даирилири шәрқий түркистандики зулумни тохтитишқа чақириқ қилинди.
2015-02-18
Қарамай шәһиридә қарамай райониға қарашлиқ 10 мәсчит болуп, хитай даирилири уйғур диярида болуватқан қаршилиқ һәрикәтлирини ислам диниға етиқад қиливатқан уйғурлардин келиду дәп қарап, бихәтәрликини тәкшүрүш баһанисидә мәсчитләргә қаритилған контроллуқни ашурди.
2015-02-18
Пешқәдәм уйғур зиялийси абдуләзиз мәмәтбақийефниң өсмүрләргә беғишланған “доқмуш чириқида үч көз бар” намлиқ китаби йеқинда бишкәктики “бүйүк тағлар” нәшрияти тәрипидин қирғиз тилида нәшр қилинип, мәктәп оқуғучилири билән йүз көрүшти.
2015-02-18
Елахун көккөз басқунчиларниң хәлққә салған зулумға чидиялмай, уларға қарши қәтий күрәш елип барди. У, 1955-йили қазақистанға көчүп кетишкә мәҗбур болуп, 1970-йили алматада аләмдин өтти.
2015-02-18
Хотән шәһириниң шәһәр башлиқи, шәһәрлик парткомниң муавин секретари адил нурмәмәт партийидин чиқирилип, әдлийә органлириниң бир тәрәп қилишиға тапшуруп берилгән.
2015-02-18
Хоңкоң валийси ляң җенйиң хоңкоң аһалисигә қилған чағанлиқ нутқи мәтбуатларниң қизиқ темисиға айланди.
2015-02-18
Америкидики чеграсиз аяллар һоқуқи җәмийити бүгүн баянат елан қилип, хитайниң пиланлиқ туғут сияситини тәнқид қилди.
2015-02-18
Әлҗәзирә қанили афғанистандин хитайға қайтурулған уйғурлар һәққидә хәвәр елан қилип, хитайниң қошна дөләтләргә уйғурларни қайтуруп бериш һәққидә күчлүк бесим ишлитиватқанлиқини билдүрди.
2015-02-18
Австралийәдә хитайдин киргүзүлгән шатут мевисини йегән кишиләрниң а типлиқ җигәр яллуғи билән юқумланғанлиқи ашкариланғандин кейин, австралийә даирилири тәдбирни күчәйтидиғанлиқини елан қилди.
2015-02-17
Д у қ рәиси рабийә қадир ханим америка парламентида, америка дөләт мәҗлиси ташқи ишлар комитети әзаси, там ләнтос кишилик һоқуқ комитети рәиси вә парламент әзаси җеймс микговерн вә униң һәмраһлири билән уйғур хәлқиниң нөвәттики җиддий вәзийити һәққидә сөһбәт өткүзди.
2015-02-17
Бултур бир йил ичидә тинчимиған йәни арқа-арқидин вәқә чиқип турған җайлардин бири қарақаш наһийисиниң пучақчи йезиси. Түнүгүн чүштин кейин, мәзкур йезида йәнә бир қанлиқ вәқә йүз бәргән.
2015-02-17
1990 - Йили шинҗаң хәлқ нәшрияти “уйғурларниң қисқичә тарихи” намлиқ һөкүмәт китабиниң уйғурчә тәрҗимисини нәшр қилған. Шуниңдин етибарән даириләр уйғур тарихи бойичә елип берилидиған издинишләр вә илмий тәтқиқатларниң сиясий принсип җәһәттин мәзкур китабни өлчәм қилишини бекиткән.