Архип
2015-03-31
Хитай мәтбуатлири бултур 8-айниң 1-күни хотәнниң пурчақчи йезисида аммини һәрикәткә кәлтүрүп 9 нәпәр пидаийни тапқанлиқи вә етип ташлиғанлиқини хәвәр қилған.
2015-03-31
Қәшқәрдики бир сотниң 38 яшлиқ бир уйғур әрни сақал қойғанлиқи үчүн 6 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқи һәққидики хәвәр чәтәл мәтбуатлириниңму диққитини қозғиди.
2015-03-31
Бу йил уйғур хәлқиниң 20-әсирдики мәшһур сәнәткари вә музиканти зикри әлпәтта туғулғанлиқиниң 100 йиллиқ хатирисидур.
2015-03-31
Фирансийә парламент әзалиридин андрие гаттолин нөвәттә хитайниң оттура шәрқтики террор һәрикитидин устилиқ билән пайдилинип уйғур елидики уйғурларни террорға бағлап бастуруш елип бериватқанлиқи тоғрисида мәхсус тохталған.
2015-03-31
Қарамай шәһиригә башқа шәһәрдин келип олтурақлашқан уйғурлар асаслиқ қилип шамалбағ мәһәллиси(пиңхуа) вә ғәрбий ташлиқ җилғиси(қассаплар)мәһәллиси болуп икки районға мәркәзлишип олтурақлашқан.
2015-03-31
С. Муқаноф уйғурларниң мәшһур он икки муқами вә миң өйлири, язма ядикарлиқлири, диний етиқадлири, йемәк мәдәнийити, сәнәт, өрп-адәт, мәшһур шәхсләр вә башқилар һәққидә көплигән мәлуматларни бериду.
2015-03-31
27-Март күни қәшқәр һөкүмәт хәвиридә “қәшқәрдә сот ечилип, сақал қойғанлиқи үчүн 38 яшлиқ яшлиқ мәмтимин исимлик уйғурға 6 йиллиқ қамақ җазаси, униң аялиға 2 йиллиқ қамақ җазаси берилгән” лики һәққидә хәвәр язған мухбир или чүншя, 31-март күни баянат елан қилип, хәвириниң хата болуп қалғанлиқини билдүрди.
2015-03-31
Иҗтимаий таратқуларда хотән ханериқ йезисидики мәсчитниң илгирики хатипи, 60 яшлиқ қәмбәр дамолламға 9 йиллиқ қамақ җазаси һөкүм қилинғанлиқи һәққидә хәвәр тарқалди.
2015-03-31
Хитай һөкүмәт таратқулири 31-март хәвәр берип, бу йил 1-айниң 30-күни алтайниң чиңгил наһийисидики қазақ чарвичи тепивалған 7.85 Килограмлиқ алтунниң йоқап кәткәнликини билдүрди.
2015-03-31
Чәтәлләрдики грәатфирә дәп аталған хитайниң интернет тосқунлуқини көзитиш тәшкилати 30 -март дүшәнбә күни баянат берип, хитай һөкүмити хаккерлириниң өткән һәптә “greatfire.org” тор бекитигә һуҗум қилғанлиқини билдүрди.
2015-03-31
Хитай әнглийәдин әнглийәдә икәнлики ениқланған 50 нәпәр парихор әмәлдарни хитайға қайтуруп беришни тәләп қилди.
2015-03-30
Хитай һөкүмити уйғур елида йүргүзүватқан уйғурларниң диний йосунда кийинишини чәкләшни бу йилдин башлап “аммиви сорунларда ниқаб шәклидики кийимләрни кийишни чәкләш тоғрисидики бәлгилимиси” арқилиқ қанунлаштурған.
2015-03-30
“җәнубий җуңго әтигәнлик почта гезити”ниң илгири сүрүшичә, даириләр йоқап кәткән уйғур оқуғучиларни радикал диний гуруһниң тәсири вә ярдимидә ғазат қилиш үчүн чәтәлгә чиқип кәтти, дәп қарайдикән.
2015-03-30
Ишсиз қалған пәрзәнтлириниң хизмәт мәсилисини һәл қилишни тәләп қилип, 2013-йили қарамайдин бейҗиңға әрзгә барған 11 ана әйни чағда қарамайға мәҗбурий қайтуруп кетилгән иди.
2015-03-30
Түркийәниң пайтәхти әнқәрәдики нәҗмәттин әрбақан йиғин залида 3-айниң 28-29-күнлири “көрүнүшләр арқилиқ шәрқий түркистанни тонутуш” мавзулуқ паалийәт өткүзүлди.