Архип
2015-06-30
Аилә вә җәмәт әзалирини тәшкилләп қәшқәр тахтакөврүктики қаравулханиға бомба вә пичақлиқ һуҗум елип барған җәмәт башлиқи, диний мөтивәр атавулла давут, вәқәдин бир күн кейин қәшқәр меһманханиси алдида хитай сақчилири тәрипидин қоршавға елинған.
2015-06-30
Уйғур елидин тарқалған учурларға қариғанда, 26-июндин башлап уда икки күн или вилайитиниң или дәряси вадисидики бәш наһийидә қара ямғур йеғип, кәлкүн апити йүз бәргән.
2015-06-30
Йеқинда интайин мүшкүлатлар билән түркийәгә келип йәрләшкән бир уйғур яш өзиниң вә аилисидики 2 қериндишиниң хитай түрмисидә бешидин кәчүргән риязәтлири һәққидә мәлумат бәрди.
2015-06-30
Пүтүн дуня мусулманлири қатарида рамизан ейида роза тутушни башлиған уйғурлар хитайниң йүргүзүватқан түрлүк сиясәтлириниң бесимида ислам динидики бу пәрзни ада қилишта көплигән қийинчилиқларға учримақта.
2015-06-30
Түркийә дөлитиниң хитайниң земин пүтүнлүкигә, муқимлиқиға, параванлиқиға әһмийәт беридиғанлиқи тәкитләнгән баянатта, уйғурларниң вәзийитигә болған әнсириши хитай әлчисигә йәткүзүлгән.
2015-06-30
2015-Йили 27-июн голландийәниң зәйст шәһиридә өткүзүлгән иптарлиқ вә соһурлуқ паалийитигә “белгийә уйғур җәмийити” ниң мәсуллири билән белгийәдики уйғур җамаитиниң вәкиллириму қатнашти.
2015-06-30
Чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә ғәрб демократик дөләт һөкүмәтлири хитайниң уйғурларға қаратқан пиланлиқ туғут сияситини әйибләватқан шараитта, хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном райониниң сәһийә пиланлиқ туғут қурулушиға йәнә зор көләмдә мәбләғ селиши диққәт қозғиди.
2015-06-30
30-Июн күни түркийә қатарлиқ дөләтләрдики хәлқара мәтбуатлар вә иҗтимаий таратқуларда, түркийәниң 22 яшлиқ путбол чолпини алпаслан өзтүркниң “уйғурларға ярдәм” тәлипиниң униң хитай билән болған тохтаминиң бузулушиға сәвәб болғанлиқи һәққидики хәвәр тарқилип муназирә қозғиди.
2015-06-30
30-Июн күни хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати, хәлқара кишилик һоқуқ федиратсийәси, хәлқара кишилик һоқуқ мулазимити қатарлиқ тәшкилатлар бирләшмә баянат елан қилип, хитайниң террор сияситини тәнқидлиди.
2015-06-30
Түркийәниң айюлтуз нами билән тонулған хаккир гурупписи 30-июн күни фейсбок, твитер қатарлиқ иҗтимаий алақә торлириға учур йоллап, хитайға аит көплигән һөкүмәт тор бәтлири вә бир қисим қурулуш ширкәтлириниң тор бәтлиригә һуҗум қилғанлиқи билдүрди.
2015-06-30
29-Июн дүшәнбә күни йүз бәргән қаттиқ ямғур вә ямғурдин кейинки кәлкүн апитидә, уйғур елиниң или дәря вадиси, үрүмчи, ақсу, санҗи қатарлиқ 9 шәһәр, 19 наһийидә 99 миң аһалә апәткә учрап, 1500 өй өрүлүп чүшкәнлики мәлум болди.
2015-06-30
Хитай консули сүн баварийә парламентида өткүзүлгән иптар сорунида д у қ муавин рәиси әсқәрҗан билән уқушмастин исим картини алмаштуруп, биргә рәсимләргә чүшүп болуп, униң кимликини билгәндин кейин қорқуп кетип йенивалғаниди.
2015-06-29
Илгириләп әһвал ениқлишимиз давамида 22-июн күни қәшқәр тахтакөврүктики қаравулханиға һуҗум қилғучиларниң җәмий 21 киши икәнлики, буларниң йеңишәһәрниң тазғун йеза төвән қулақлиқ кәнтидики чоң бир җәмәтниң әзалири икәнлики айдиңлашти.
2015-06-29
Йиллардин бери уйғур елида динни суслаштуруш тәдбирлирини күчәйтип йүргүзүватқан хитай һөкүмити, бу йил болупму хотән, қәшқәр қатарлиқ уйғурлар топлишип олтурақлашқан җайларда мәхсус уйғурларға қаратқан рамизанлиқ чәклимилирини йәниму күчәйткән.
2015-06-29
Пәқәт 5-, 6-айни өз ичигә алған қисқиғичә икки ай ичидә йүз бәргән уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлиридин хәлқараға ашкариланған вәқәләр 6 гә йәтти.