Архип
2015-06-29
Хитай консули баварийә парламентида с п д парламент башлиқи маркос рендәр әпәндигә “1.3 Милярд хитайға турамсән яки уйғурғиму?” дегән шәртни қойиду, маркос әпәнди болса “уйғур достлиримға туримән” дәп җаваб бериду.
2015-06-29
Дуня уйғур қурултийи башқуруш комитети әзалири йиғини германийәниң мюнхен шәһиридә чақирилди.
2015-06-29
27-Июн фирансийә уйғур җәмийити 22-июн қәшқәрдә йүз бәргән вәқә һәққидә пәвқуладдә йиғин чақирди.
2015-06-29
Бу йиллиқ рамзан киргәндин буян хитай даирилириниң уйғур елида йүргүзүватқан дәриҗидин ташқири диний чәклимиси хәлқара җәмийәтниң күчлүк диққитини қозғимақта.
2015-06-29
Бирләшмә агентлиқниң хәвиригә қариғанда, тибәтләрниң роһаний даһийси далай лама йәкшәнбә күни әнглийәниң җәнубидики гластонбури базирида сөз қилип өзиниң “йәр йүзини инсаний сөйгүгә толдуруш” тиликини билдүргән.
2015-06-29
Тәңритағ ториниң хәвиригә қариғанда, хитай компартийәсиниң уйғур елиға тәйинлигән секретари җаң чүншйән йеқинда аптоном районлуқ маарип вә оқутқучилар хизмити йиғинида сөз қилип, аталмиш “шинҗаңчә алаһидиликкә игә яхши оқутқучи” дегән сәпсәтәни базарға салған.
2015-06-29
“америка авази” ниң хәвиригә қариғанда, дүшәнбә күни “ирақ-шам ислам дөлити” ниң рәһбири бағдадиниң “ислам хәлипилики” ниң қурулғанлиқини елан қилғанлиқиға топ-тоғра бир йил болғанлиқи мәлум.
2015-06-29
Бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитайниң миң ханиданлиқи заманида ясалған сәддичин сепилиниң тәхминән 30 пирсәнткә йеқин қисми сүний бузғунчилиқ түпәйли вәйран қилинғанлиқи мәлум.
2015-06-29
Хитай даирилириниң уйғур мусулманлириниң роза тутушини чәклигәнлики түркийә хәлқиниң қаттиқ наразилиқини қозғиди. Түркийә мәтбуатлирида бу һәқтә көпләп мақалә вә обзорлар елан қилинмақта. Телевизийә екранлирида мәхсус уйғурлар тоғрисида программа тарқитилмақта.
2015-06-28
Түркийәдики әң чоң аммиви тәшкилатлардин бири болған мәзлумлар һәмкарлиқ җәмийити 6 - айниң 26 - күни хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханиси алдида иптар тамиқи йәп, намайиш қилип хитайниң уйғурларға елип бериватқан диний бесим сияситигә наразилиқ билдүрди.
2015-06-28
“оғузнамә” дастани уйғур әдәбиятıнıң әң муһим әсәрлиридин бири болупла қалмай, омумий түрк әдәбиятиниңму йирик вә қиммәтлик әсәрлиридин биридур. Шуңа бу дастан үстидики тәтқиқатлар хели бурунла башлиған.
2015-06-28
Уйғур аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш комитетиш у а р хәлқ һөкүмитиниң баш катипи, һөкүмәт иш башқуруш мәһкимиси партийә гурупписиниң секритари алимҗан мәмитиминниң интизамни еғир дәриҗидә бузуш хатаси билән тәкшүрүш астиға елинғанлиқини рәсмий елан қилди.
2015-06-28
Гәрчә, нөвәттә русийә һөкүмитини компартийә башқурмисиму, әммахитай компартийәси билән русийә һөкүмити оттурисидики алақиләрниң биваситә күчийиватқанлиқи илгири сүрүлмәктә. Хитай компартийәси мәркизий комитети сиясий бюросиниң әзаси, компартийә партийә секертариятиниң секретари һәм компартийә мәркизий тәшвиқат министири лю чибав 25 - 27 - июн күнлири русийәдә зиярәттә болди.
2015-06-28
Хитай даирилири хитайға әткәс қилип елип керилгән 100 миң тонна 40 йиллиқ кона тоң гөшләрни қолға чүшүргән.
2015-06-28
Америка дөләт ишлири министири җон керрииранниң ядро мәсилисидә сөһбәтлишиватқан тәрәпләрниңахири бир келишим һасил қилидиғанлиқиға болған үмидини билдүрди.