Архип
2015-06-28
22 - Июн канада парламентида “шәрқий түркистан мәдәнийәт мәркизий” бир иптарлиқ паалийити уюштурған. Паалийәткә канада һөкүмәт әрбаблириму қатнашқан вә уйғурлар һәққидә сөз қилған иди.
2015-06-28
Өткән икки һәптидин буян хитай пайчәк базирида җиддий төвәнләш көрүлгәндин кейин, хитай мәркизий банкиси өсүм нисбитини тарихтин буянқи әң товән чәккә чүшүрүп базарни турақлаштурмақчи болди.
2015-06-28
26 - Июн америка аяллар путбол командиси дуня путбол лоңқиси талиши мусабиқисиниң чарәк һәл қилғуч мусабиқиси ( йерим һәл қилғуч мусабиқигә таллаш мусабиқиси) дә 0 гә қарши 1 нәтиҗә билән хитай командиси йеңип, йерим һәл қилғуч мусабиқигә кириш салаһийитигә еришти.
2015-06-28
27 - Июн америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай даирилири филиппингә тәвә икки марҗан хада ташлириға сүний аралларни яшашқа башлиған.
2015-06-26
Америка дөләт ишлар министирлиқиниң 2014 - йиллиқ кишилик һоқуқ доклати пәйшәнбә күни елан қилинди. Доклатта дунядики 100 дин ошуқ дөләтниң кишилик һоқуқ вәзийити баһалап чиқилған.
2015-06-26
10- Қисим(A): җасусниң сотқа тартилиши
2015-06-26
Уйғур елидә рамзан ейи башланғандин буян хитай һөкүмити уйғурларниң роза тутушини чәкләп уйғурларға түрлүк сиясий бесимларни йүргүзгән.
2015-06-26
6 - Айниң 22 - күни қәшқәрдә йүз бәргән вәқәдә 18 уйғурниң етип өлтүрүлгәнлик хәвири тарқитилғандин кейин түркийәдики һәрқайси аммиви тәшкилатлар арқа - арқидин баянат елан қилип, хитайниң бу хил сотлимайла нәқ мәйданда өлтүрүш сияситини қаттиқ әйиблиди.
2015-06-26
Д у қ намида 25 - июн күни мюнхенда өткүзүлгән иптарлиқ паалийәткә германийә, түркийә, америка қатарлиқ әлләрниң консуллири вә баварийәдики чоң партийиләрниң вәкиллири, түрк вә ислам тәшкилатлириниң рәислири һәмдә 200 гә йеқин уйғур, түрк җамаити қатнишип, хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан зулумлирини ортақ рәвиштә қаттиқ әйиблиди.
2015-06-26
Канада ташқи ишлар министирлиқи мушу айниң 22 - күни баянат елан қилип, канада ташқи ишлар министирлиқи диний әркинлик ишханисиниң ташқи мәслиһәтчиләр гурупписини қуруп чиққанлиқини җакарлиди. Мәслиһәтчиләр гурупписи 23 кишидин тәркиб тапқан болуп пүтүн дуняға етиқад әркинликини тарқитиш вә уни қоғдашни канада ташқи ишлар министирлиқиниң асасий принсипал амиллиридин бири қилишни мәқсәт қилған.
2015-06-26
Һәммигә мәлум болғинидәк бу йил рамзан ейи кирип келиши билән тәң түркийә вә америка башлиқ ғәрб вә шәрқниң көплигән әлбашлири пүтүн дуня мусулманлириниң рамзан ейини тушмутуштин мубарәкләп сөз қилди. Уларниң сөзлиридә бу мубарәк рамизанниң тинчлиқ вә бәрикәтләр билән толған, дуня әһлигә хатирҗәмлик беғишлайдиған бир ай болушини үмид қилидиғанлиқи әкс әтти.
2015-06-26
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида елан қилған уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлири.
2015-06-26
Иҗтимаий алақә торлирида тарқалған учурлардин мәлум болушичә, хитайниң тор сақчилири рамизан мәзгилидә “үндидар” қатарлиқ иҗтимаий алақә учурлирида “сәзгүр сөзләрни сүзүвелиш” һәрикитини башлиған.
2015-06-26
26-Июн җүмә күни түркийәниң қәйсәри, әнқәрә, әрзинҗан, токат вә сивас қатарлиқ шәһәрлиридики мәсчитләрдә 22-июн қәшқәр шәһиридики тоқунушта хитай сақчилири тәрипидин өлтүрүлгән уйғурлар вә хитайниң роза тутушни чәкләш бәлгилимилиригә бойсунмиғанлиқи сәвәб қилип өлтүрүлгән барлиқ уйғурлар үчүн ғайибанә мейит намизи оқулған.
2015-06-26
Хитай даирилири уйғур кадирларни динға ишәнмәсликкә, намаз, роза қатарлиқ диний ибадәтләрдин йирақлишишқа, һәтта аилә тавабиатлириниму йирақлаштурушқа тиришиватқанлиқи, уларниң уруқ-туғқанлиридин шундақ кишиләр байқалса уйғур кадирларни четип җазалаватқанлиқи, рамизан мәзгилдә башланғуч-оттура мәктәп оқуғучилирини мәктәпләрдә йемәк-ичмәк паалийәтлиригә тәшкилләп, уларниң роза тутқан-тутмиғанлиқини билиш үчүн һәрикәт елип бериватқанлиқи хәлқара мәтбуатларда хәвәр қилинип кәлмәктә.