Архип
2015-06-26
26-Июн җүмә күни хитайниң шаңхәй шәһиридә 50 миң киши намайиш қилип, муһитни булғайдиған PX қурулушиға наразилиқ билдүрди.
2015-06-25
Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим 26-июн шявгуән қанлиқ вәқәсиниң 6 йиллиқини хатириләш мунасивити билән радиомизда соз қилип, хитай һөкүмитини шавгуән вәқәсиниң һәқиқий әһвалини хәлқара җәмийәткә ашкарилашқа қайта чақирди.
2015-06-25
22-Июн күни қәшқәр қоғанниң тахтакөврүрк дегән җайидики қаравулханиға һуҗум қилиш вәқәсидә хитай тәрәптин вә уйғурлардин болуп аз дегәндә 18 киши, көп болғанда 28 киши өлгәнлики ашкариланған иди.
2015-06-25
Радиомиз турпан вә тоқсундики меһманханилар вә аһалиләргә телефон қилип игилигән әһвалдин мәлум болушичә, йәр тәвригәндики силкиниш күчлүк болған.
2015-06-25
Хитай һөкүмитиниң уйғурларниң роза тутушиға чәк қоюватқанлиқи тоғрисидики хәвәрләр тарқалғандин кейин, хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити түркийә дөлитиниң т р т аваз телевизийисидә көрситилди.
2015-06-25
Германийәдики мәшһур алий билим юртлиридин бири болған бйелефелд университетиниң тәклипи билән 23-июн күни д у қ хадимлири “уйғурлар вә шәрқий түркистан” темисида лексийә сөзләп, хитайниң қаттиқ бастуруш сиясәтлирини сөккән.
2015-06-25
Йеқинда алматадики “економика” нәшриятида мәшһур қазақистанлиқ татар тарихчиси, уйғуршунас, тарих пәнлириниң намзати мунир ерзинниң “явроасия чоңқурлуқлиридин” намлиқ китаби нәшр қилинди.
2015-06-25
24-Июн чаршәнбә күни мәркизи қатарға җайлашқан дуня мусулман алимлар бирлики тәшкилати хитай даирилириниң уйғур мусулманлар үстидин рамизанда роза тутушни чәклигәнликини қаттиқ әйибләп баянат елан қилди.
2015-06-25
Америка дөләт мәҗлиси йеқинда йеңи бир йиллиқ мудапиә сиясити лайиһисини мақуллиған иди.
2015-06-25
Қәшқәрдә сақчи понкитиға һуҗум қилиш вәқәси йүз берип, аз дегәндә 18 киши өлгәнлики тунҗи қетим истансимиз тәрипидин хәвәр қилинғандин кейин, хәлқара мәтбуатлардиму күчлүк инкас қозғиди.
2015-06-25
Уйғур елидики 8 нәпәр назир дәриҗилик әмәлдар үстидин парихорлуқ җинайити билән дело турғузулған.
2015-06-25
Хитайдики пенсийигә чиққан һәрбийләр һөкүмәтниң өзлиригә вәдә қилған күтүнүш пулини бәрмигәнликини илгири сүрүп, намайиш қилған.
2015-06-25
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати явропа иттипақини хитайға илһам тохти мәсилисидә бесим ишлитишкә чақирди.
2015-06-24
Қәшқәрдики сақчи даирилири тәрипидин сақчи хадимлириға тарқитилған бир җиддий уқтуруш түнүгүн иҗтимаий таратқуларда ашкариланди. Уқтурушта қәшқәр шәһиридә бирқанчә мәйдан партилитиш вә һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргәнлики, һуҗумчилардин 15 нәпириниң етип өлтүрүлгәнлики вә бир рәсмий, бир ярдәмчи сақчиниң өлгәнлики баян қилинип сақчилар җиддий һаләткә чақирилған.
2015-06-24
Игилишимизчә, бу йил 2 - айниң ахири пәйзиват наһийәлик сақчи идарисиниң хадимлири хитайниң җәнубий өлкилиридин 32 яшлиқ турсунгүлни тутуп юртиға елип кәлгән.