Архип
2015-06-24
Хитай һөкүмити рамзанда уйғур диярида мәсчитләрни қамал қилип,аилиләргә халиғанчә бастуруп кирип тәкшүрүп,уйғурларниң роза тутишини,өзлири халиған җамаәтлири билән тәрәви намаз оқушини чәкләватқан бир мәзгилдә, америкидики муһаҗирәттә яшаватқан уйғурлар мубарәк рамизан күнлирини бу дөләттә бәрпа болған диний әркинликләрдин бәһриман болуп, өз хаслиқида өткүзүшкә тиришиду.
2015-06-24
Америка - хитай истратегийә вә иқтисад диалоги америка пайтәхти вашиңгтонда башланди. 7 - Нөвәтлики һисаблинидиған бу диалог дәл хитай җәнубий деңизда қуруватқан сүний араллар мәсилиси вә шундақла америкиниң дөләт органлириниң тор системисиға қилинған зор көләмлик тор һуҗуми сәвәбидин икки дөләт арисидики мунасивәтләр җиддийләшкән мәзгилгә тоғра кәлди.
2015-06-24
21 - Июн дүшәнбә күни хитайниң лявниң өлкиси йүлин шәһиридә хитайларниң ит гөши йейиш фестивали өткүзүлгән. Бу фестивалда хитайниң нәччә йүзлигән итни өлтүрүп йегәнлики билдүрүлди.
2015-06-24
6 - Айниң 22 күни “шәрқий түркистан мәдәнийәт мәркизи” “бир дуня әркинлик тәшкилати” билән бирлишип канада парламент бинасида“диний әркинлик вә көп қатламлиқ мәдәнийәт” дегән темида иптарлиқ паалийити өткүзди.
2015-06-24
Рамизан ейи башланғандин бери түркийәдики ахбарат васитилиридин хитайниң уйғурларниң роза тутушини чәклигәнлики тоғрисидики хәвәрләргә кәң - көләмдә орун берилмәктә
2015-06-24
Хитай вә хоңкоң ахбаратлириниң көрситишичә, 22 - июн қәшқәрдә вәқә чиқип узақ өтмәй, ақсу куча наһийәсиниң уча базирида бир сақчи понкитиниң һуҗумға учриғанлиқи, һуҗумда 10 адәм етиветилгәнлики мәлум.
2015-06-24
Уйғурларға қаритилған рамзан чәклимиси таза күчәйтилгән мәзгилдә, учтурпанниң яқериқ йезиси рамзан ейида “қораллиқ һәйвә көрситиш” һәрикити йолға қойған.
2015-06-24
Тәңритағ ториниң хәвәр қилишичә, уйғур елидики нефит - тәбиий газ санаити өткән бир йилда 385 милярд 244 милйон йүән қиммәт яритип, 2009 - йилидикидин 96 пирсәнт ашқан.
2015-06-24
Зәһәрлик чекимлик мәсилиси хитай иқтисадиға өткән бир йилда 500 милярд йүән зиян салған.
2015-06-24
Америкидики бир нопузлуқ мусулманлар җәмийити хитай президенти ши җинпиңға қарита очуқ хәт елан қилип, уни уйғурларға қаратқан диний чәклимиләрни дәрһал бикар қилишқа чақирди.
2015-06-23
Мубарәк рамизан ейида роза тутуш мусулманларға пәрһиз қилинған ислам динидики 5пәрһизниң бири. 18 - Июн рамизан киргәндин буян пүтүн дуня мусулманлири хасийәтлик ай - күнләрни роза тутуш,ибадәт қилиш, бир биригә меһри - шәпқәт йәткүзүш билән хатирҗәм өткүзүватқан болса уйғур елидә мусулманлар болупму уйғурлар бу рамазанда охшашла хитай һөкүмитиниң йәниму қаттиқ рамизанлиқ тәқпләшлиригә дучар болмақта.
2015-06-23
Йәкән наһийәсиниң качоң сақчиханиси өз тәвәсигә чапланған 127 нәпәр уйғурниң “қара тизимлики” һәққидә еғиз ечиштин баш тартти.
2015-06-23
Америка дөләт ишлири министирлики йеқинда һәрқайси дөләтләрдики террорлуққа аит йиллиқ доклатини елан қилди. Доклатта, һәрбир дөләттә мәвҗут болуп туруватқан террорлуқ мәсилиси, униң малийә мәнбәси вә елиниватқан тәдбирләр үстидә мәлуматлар берилгән.
2015-06-23
Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 29 - нөвәтлик йиғиниға қатнашқан д у қ вәкиллири хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан зулумлирини паш қилған. Хитай вәкиллири етираз билдүрүп, хитайниң миллий сияситиниң уйғурларға бәхт - саадәт елип кәлгәнликини тәкитлигән. Икки тәрәп оттурисидики пикир ихтилаби йиғинда уйғурлар мәсилисиниң йәниму кәң тилға елинишиға сәвәб болған.
2015-06-23
Түркийәдики сиясий партийәләр, аммиви тәшкилатлар вә гуруһлардин башқа йәнә бәзи түркләрму пүтүн имканийити билән уйғур мәсилисини түрк җамаәтчиликигә аңлитишқа тиришмақта. Булардин бири әнқәрәдики бир толуқ оттура мәктәпниң муавин мудири айтекин чәтин әпәндидур.