Архип
2015-06-23
Өз вәтинидә яшаватқан қериндашлири хитай һөкүмитиниң рамизанлиқ чәклимилиридин раһәтсизлиниватқан бу күнләрдә, чәтәлдә яшаватқан уйғурлар топ - топ җамаәт болушуп ибадәтлирини әркин һаләттә давам қилмақта.
2015-06-23
Дуняниң һәр қайси мәмликәтлиригә териқтәк чечилип кәткән уйғурларниң мәвҗут болуп қелишиниң бирдин - бир амили у уйғур ана тили икәнлики һәққидә мәтбуат сәһипилиридә көп ейтилмақта.
2015-06-23
Бүгүн хитайдики иҗтимаий таратқулардин үндидар вә чәтәлләрдики хитай тилидики торлардин бири “бошүн”дә тарқалған қәшқәрдә тоқунуш йүз бәргәнлики һәққидики ички уқтуруш болған.
2015-06-23
Хитайниң “синна”ториниң 23 - июндики хәвиридин ашкарилинишичә, үрүмчи, санҗи, шихәнзә, манас әтрапидики чарвичилиқ мәйданлирида юқумлуқ кесәл тарқилип қой қатарлиқ мал - чарвиларда туюқсиз өлүш әһвали көрүлгән.
2015-06-23
Радиомиз гуаңдоң бөлүминиң игилишичә, 23 - июн сәйшәнбә күни бейҗиңдики мәркизи һәрбий комитетиға әрзгә кәлгән вйетнам урушиға қатнашқан 3000 әскәрдин 800и тутқун қилинған. Мәлум болушичә пенсийә маашини өстүрүп беришни тәләп қилған бу әскәрләр нөвәттә,юртлириға қайтуруветилиш үчүн әрздарлар қамилидиған җию җиңҗуаң дегән җайға елип кетилгән.
2015-06-23
Хитайниң “шинҗаң хәвәрләр тори”дин мәлум болушичә 6 - ай киргәндин буян үрүмчидики аһалиләрни газ билән тәминләш понкитлирида херидарларға йәткүзүлидиған һәр бир газ бакиға кимлик қәғизи чаплаш түзүми йолға қоюлған болуп, хәвәрдә ейтилишичә, бу газ бакиниң қайси аилигә йәткүзүлидиғанлиқи, газ бакини сетивалғучиниң кимлик номури, өй адреси,газ бакиға қачиланған газниң вақти қатарлиқлар тәпсили хатирилинидикән.
2015-06-23
Явропа бирлики 22 - июн дүшәнбә елан қилған “ 2014 - йиллиқ хәлқара кишилик һоқуқ әһвали” намлиқ доклатида, тәйвәндики пикир әркинлики әһвалиниң хәлқара өлчәмгә лайиқ икәнликини муәййәнләштүрүп, хитайдики пикир әркинлики контроллуқи вә уйғур һәм тибәт сияситини әйиблиди.
2015-06-22
Мухбиримизниң илгириләп әһвал ениқлиши давамида, гума наһийисиниң дува базирида йүз бәргән 10 - июн қанлиқ вәқәсидә аз дегәндә 8 киши өлгәнлики айдиңлашти.
2015-06-22
Радиомиз игилигән әһваллардин мәлум болушичә, бу йиллиқ рамизан мәзгилидә ақсуниң куча, шаяр наһийилиридә рамизанлиқ қаттиқ бәлгилимиләр йолға қоюлған.
2015-06-22
Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясий вә диний зулуминиң күчийишигә әгишип, техиму җиқ уйғурларниң түрлүк хәтәрлик йолларға тәвәккүл қилип чәтәлләргә һиҗрәт қиливатқанлиқи вә бу җәрянда уларниң охшимайдиған тәқдир - қисмәтләргә дучар болуватқанлиқи тонушлуқ бир мәсилигә айланди.
2015-06-22
Рамизан ейи кириш билән хитай һөкүмити уйғур елидики уйғурларниң роза тутушини түрлүк усуллар арқилиқ чәкләп, уларниң диний етиқадиға һөрмәтсизлик қилмақта.
2015-06-22
Б б с, франсийә авази, германийә долқунлири қатарлиқ бир қисим ғәрб ахбарат вастилиридә хитайниң бу йил уйғур илида йолға қойған рамизанлиқ чәклимисиниң йәнила қаттиқ болғанлиқи, кишиләрниң роза тутмаслиқ, диний мурасимларға қатнашмаслиқ, намаз оқумаслиқ тоғрисидики әһдинамиләргә қол қоюшқа мәҗбур болғанлиқи илгири сүрүлмәктә.
2015-06-22
Өткән ай иҗтимаий таратқуларда хитайниң йеңи нопусқа елиш сияситиниң өзгәргәнлики, артуқ туғулған балиларни нопусқа елишта җәриманә қоюлмайдиғанлиқи тоғрисида хәвәрләр тарқалған иди.
2015-06-22
Йеқинда қазақистан пайтәхти астана шәһиридә дунявий вә әнәнивий динларниң 5 - қурултийи болуп өтти. Дунявий вә әнәнивий динларниң илгирики қурултайлириму әнә шу астанада өткән болуп, 1 - қурултай қазақистан президентиниң тәшәббуси билән 2003 - йили ечилған иди.
2015-06-22
Рамизан ейида роза тутуш - мусулманлардики 5 пәрзниң бири.