Архип
2015-08-31
Хитай һөкүмити “илишқу вәқәси” дә 97 адәм өлгән, өлгәнләрниң 59 нәпири “зораван террорчилар” дәп җакалиған болсиму, бирақ у, хәлқара тәкшүргүчиләрниң илишқуға кирип, тәкшүрүш елип бериш тәлипини изчил рәт қилип кәлгән.
2015-08-31
Ийорданийәлик уйғур содигәр сейит надир әпәнди мухбиримиз билән сөһбитиниң бүгүнки қисмида, тәйвәндики 3 йиллиқ оқуш һаяти һәққидә тохталди.
2015-08-31
Хитай компартийиси мәркизи тәшвиқат бөлүми, японға қарши урушниң 70 йиллиқини хатириләш паалийити сәвәбидин йеңи уқуш мәвсуми барлиқ оқуғучиларға партийини сөйүш, вәтәнни сөйүш тәрбийиси елип бериш һәққидә уқтуруш тарқатқан.
2015-08-31
Уйғур сиясий дәвасиниң түркийәдики атақлиқ қоллиғучиси, уйғурларниң рәһбирий шәхслириниң бири әйса йүсүп алиптекинниң мәниви оғли, сәрвәт қабақли 8-айниң 30-күни истанбулда вапат болуп, дәпнә қилинди.
2015-08-31
Пакистандики уйғурларниң инкасиға қариғанда, 29-авғуст қәшқәр вилайәтлик сәнәт өмики пакистанниң гилгит шәһиридә сәнәт номурлирини көрсәткән.
2015-08-31
Мәлумки, бүгүнки күндә дуняви иқтисадтики мурәккәп вәзийәтниң қелиплишиш мунасивити билән дуняниң көплигән мәмликәтлири иқтисадий өзгиришләрни баштин кәчүрмәктә.
2015-08-31
Уйғур зиялийлири хитайниң япон мустәмликисидин қутулуши үчүн төһпә қошқан уйғурларниң, бүгүн хитайниң мустәмликисидин қутулуш йолида җан талишиватқанлиқини, уйғурлар у чағларда “бөридин қутулуп йолвасқа тутулған” лиқини тилға елишмақта.
2015-08-31
Мәлум болушичә, хейлуңҗяң өлкисиниң мишән шәһәрлик һөкүмити 28-авғуст мәхсус уқтуруш чиқирип, хитай аһалилирини уйғур қачқунлардин агаһландурған.
2015-08-31
Хәлқ тори уйғурчә қанилиниң хәвиригә қариғанда, йеқинда уйғур аптоном районлуқ архипхана “дуня фашизмға қарши уруш мәзгилидики шинҗаң” намлиқ көргәзмә уюштурған.
2015-08-31
Ройтерс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, 31-авғуст күни хитай мәркизий партийә мәктипиниң бир әмәлдари сабиқ хитай рәиси җяң земинниң қомуруветилгән беғишлимиси һәққидә инкас қайтурған.
2015-08-31
Бирләшмә агентлиқниң хәвиригә қариғанда, бүгүн тйәнҗин шәһәрлик һөкүмәт өзиниң микробилогида хәвәр берип, тйәнҗиндики зор партлашта өлгәнләр саниниң 158 гә йәткәнликини елан қилған.
2015-08-31
Русийә президенти виладимир путин бейҗиңда өткүзилидиған һәрбий паратқа қатнишиш үчүн сәпәргә чиқиш һарписида хитай таратқулири бирдинла хейлуңҗяң өлкисидики рус кәнтини бәс-бәстә тәшвиқ қилишқа башлиған.
2015-08-30
Совет иттипақи 1949 - йили, 8 - айниң 29 - үни өзиниң тунҗи атом бомбисини қазақистанниң шәмәй вилайитидики ядро базисида синақ қилған болуп, қазақистанниң или билән чегрилинидиған уйғурлар көп олтурақлашқан яркәнт, йәни панфилоф шәһиридә турушлуқ уйғур йигити мәһәмәт әзизоф вә униң бир қанчә нәпәр достлири совет армийәси тәркибидә 1947 - йили шәмәй атом базисини қуруш ишлириға селинған вә - 1949 - 1952 - - йиллири көп қәтимлиқ атом бомбиси синиқиға шаһид болған.
2015-08-30
Қирғизистан вә русийәниң томск унивәрситетиниң археологийә мутәхәссислири бирликтә иссиқ көлиниң җәнубий қисимдики су астидин қәдимки шәһәр харабиси изини тапқан.
2015-08-30
Тйәнҗин даирилири 12 - авғуст күни йүз бәргән партлашта өлгәнләрниң 150 кә йәткәнликини, 23 адәмниң һазирғичә из - дерики йоқлуқини билдүрди.